Шиветсийидә икки җумһурийәтни вә көрәш султанни хатириләш паалийити өткүзүлди
10 - Ноябир күни шиветсийиниң стокһолим шәһиридә шиветсийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән икки җумһурийәтни вә мәрһум көрәш көсәнни хатириләш паалийити өткүзүлди. Паалийәткә шиветсийидики уйғурлардин сирт германийә вә голландийидин әркин алиптекин, долқун әйса , аблимит турсун , бәхтияр шәмшидин қатарлиқ он нәччә меһман келип қатнашти. Паалийәт тарихтики икки җумһурийәтни қуруш үчүн иссиқ қанлирини бәдәл қилған милйонлиған шиһитлиримизниң роһиға вә шу шиһитлиримизниң бири болған күрәш султан әпәндиниң роһиға атап қуран тилавәт қилиш билән башланди.
Паалийәт давамида дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди сөзгә чиқип тарихи шәхсләрни вә тарихи савақларни әсләш билән биргә , һазирқи шараитта уйғур дәваси үчүн қиммәтлик байлиқ вә тарихи пурсәт һесабланған рабийә қадир ханимни қәдирләшни вә униң әтрапиға зич оюшушни тәшәббус қилди.Униңдин кейин сөзгә чиққан дуня уйғур қурултийиниң баш секритари долқун әйса һазир японийидә зиярәттә болуватқан рабийә қадир ханимниң бүгүнки хатирә күни үчүн әвәткән салимини йәткүзди вә икки җумһурийәтниң қурулуш җәряни һәққидә меһманларға мәлумат бәрди.
Паалийәт давамида мәрһум күрәш султанниң қәдинас дости аблимит турсун әпәнди тәрипидин рәтлинип ишләп чиқилған мәрһум күрәш султанниң сәнәт вә сияси һаятиға беғишланған "күрәш өлмәйду"намлиқ қисқа филим вә шиветсийә уйғур комитети тәрипидин тәйярланған шәрқи түркистанниң мәдәнийити вә сияси тәқдири тәсвирләнгән бәдиий филим көрситилди . Паалийәт давамида йәнә күрәш султанниң йеқинлиридин германийидин кәлгән зеибибуллаһ униң өлүмигә беғишлап язған шеирини уқуп өтти.
Паалийәт күрәш султан һаят вақтида иҗад қилған балилар маршиниң текистни униң пәрзәнти кәвсәр қатарлиқ балиларниң орундиши билән ахирлашти. (ялқун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур өсмүрлири ана вәтинигә тәлпүнмәктә
- Түркийиниң қәйсири вилайитидиму икки шәрқий туркистан җумһурийити хатириләнди
- Германийидә җумһурийәт байрими өткүзүлди вә мәрһум күрәш күсәнниң нәзириси берилди
- Қирғизистан уйғурлири җумһурийәт күнини хатирилиди
- Норвегийидә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди
- Шветсийидә икки җумһурийәт вә мәрһум көрәш күсән әпәнди хатириләнди
- Түркийидә шәрқий түркистан җумһирийәтлири хатириләнди
- Күрәш күсән шветсийидә уйғурларни тонуштурмақта
- Қазақистандики уйғурлар шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатирилиди
- Әнқәрәдә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди
- Икки җумһурийәт һәққидә доктор қаһар барат билән сөһбәт(2)
- Бешкәктә шәрқий түркистан җумһурийити хатириләнди