Хитай һөкүмити " шинҗаң " синиплирини барғанчә кеңәйтмәктә
2007.05.08
Уйғур ели маарип хәвәрлиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмити нөвәттә хитай ичи һәмдә уйғур елидики бир қисим хитай оттура мәктәплиридә тәсис қилған "шинҗаң "толуқ оттура һәм толуқсиз оттура синиплириниң санини 50 гә йәткүзүп, бу синипларда техиму көп уйғур пәрзәнтлирини пүтүнләй хитай маарипида тәрбийиләшни мәқсәт қилмақта икән.
Гәрчә бир қисим уйғур зиялйлири хитайниң бу хил"шинҗаң"синиплирини ечиши,уйғурларни тил вә мәдәнийәт җәһәтләрдин ассимилатсийә қилиш сияситиниң бир қисми дәп тәнқид қиливатқан болсиму, әксичә хитай даирилири бу синипларға оқуғучи қобул қилиш санини бултурқи 3990 нәпәрдин, 5000 нәпәргә көпәйткән.
Шундақла барғанчә техиму көп уйғур ата-аниларниң пәрзәнтлирини шинҗаң синиплирида оқутуш үмидидә болуватқанлиқи уйғур зиялилирида күчлүк мулаһизиләрни қозғимақта.
Бу һәқтә, мухбиримиз гүлчеһрә, йеқинда уйғур елидин америкиға кәлгән, исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур оқутқучи ханим билән бу һәқтә сөһбәт өткүзди.
Сөһбәт мәзмунлирини юқиридики улиништин аңлиғайсиз. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптонум райониң маарип көрсәткүчи 5 – орунни игиләмду?
- Германийидики "әркин алиптекин тәлим - тәрбийә мәркизи" уйғур пәрзәнтлирини ана тилида тәрбийилимәктә
- Хитай өлкилиридә шинҗаң толуқ оттура синипи ечиш - хитайниң шинҗаңниң муқимлиқини ишқа ашуруш истратегийисиниң бир қисми
- Хитай һөкүмити аз санлиқ милләт балилирини хитайчә оқутидиған толуқ оттура синиплирини йәниму кеңәйтмәктә
- Хитай һөкүмити уйғур елида хитайчә маарипни йәниму күчәйтип елип бармақчи
- Мюнхен чәтәлликләр мәҗлисиниң муавин рәиси әсқәрҗан билән сөһбәт
- Хитай һөкүмити хитай өлкилиридә оқуйдиған уйғур оқуғучилар санини һәссиләп көпәйтмәкчи
- Ичкиридики шинҗаң синиплири һәққидики һәқсиз линийә сөһбити