Хитай һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларға қаратқан " бөлгүнчилик" кә қарши тәрбийиси һәқиқи ролини җари қилдураламду?
2007.06.12
Хитай ахбарат вастилири, хитай һөкүмитиниң уйғур елиға бекиткән рәиси, йәни аптоном район парткоминиң муавин секритари исмаил тиливалдиниң " 13 -қарарлиқ оттура башланғуч мәктәп, әхлақ тәрбийиси таянч күчлирини тәрбийиләш курси" да қилған сөзлирини нәқил кәлтүрүп, миллий оттура мәктәпләрниң идийиви тәрбийә хизмитидә бәзи аҗиз һалқиларниң сақлиниватқанлиқини, шуниң билән биргә уйғур аптоном районида, дүшмән күчлириниң һәр хил шәкилләрдин пайдилинип, яш өсмүрләрни қаймуқтуриватқанлиқини тәкитлиди.
Исмаил тиливалди: "мана әмди шинҗаңни тәрәққи қилдуруш дәври йетип кәлди " дегән
Исмаил тиливалди, сөзидә йәнә нуқтилиқ һалда вәтәнниң бирликини вә милләтләр иттипақлиқини қоғдаш қатарлиқларни алаһидә тилға елиш билән биргә, юқирида ейтқан сөзлиригә қарму - қарши һалда йәнә " нөвәттә, аптоном районимизниң тәрәққият сүрити күндин - күнгә тезләшмәктә, тәрәққияттин мәйданға кәлгән йеңилиқларму күндин - күнгә яхшиланмақта, селиниватқан мәбләғләрниң көлимиму күндин - күнгә чоңаймақта, һәр милләт аммиси еришиватқан мәнпәәтләрму күндин - күнгә ашмақта, җәмийәт күндин - күнгә муқим болмақта, мана әмди шинҗаңни тәрәққи қилдуруш дәври йетип кәлди " дегән.
У йәнә : " пүтүн оқутқучи вә әхлақ тәрбийиси елип барғучи хизмәтчиләрниң, идийиви тәрбийә хизмитиниң муһимлиқини тәлтөкүс тонуп йетишини, оқуғучиларниң әмәлий қийинчилиқлирини толуқ һәл қилишини, муқимлиқ хизмитини күчәйтишини шуниңдәк мәктәпниң нормал оқутуш тәртипигә капаләтлик қилишини "тәләп қилған.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса исмаил тиливалдиниң бир тәрәптин, җәмийәт муқим, тәрәққият зор дәп тәшвиқ қилиши йәнә бир тәрәптин, миллий оттура мәктәпләрдә бәзи аҗиз һалқиларниң сақлиниватқанлиқини әскәртишини тәнқид қилди.
Хитай болмиған милләт оқуғучилири 57.4 Пирсәнтни тәшкил қилидикән
Хитай ахбарат вастилириниң " 13- қарарлиқ оттура башланғуч мәктәп, әхлақ тәрбийиси таянч күчлирини тәрбийиләш курси" һәққидә елан қилған хәвиридә берилгән истатистикилиқ мәлуматтин қариғанда, һазир уйғур елида һәр дәриҗилик мәктәпләрниң сани 8345, оқуғучиларниң сани 4 милйон 465 миң нәпәр болуп, буниң ичидә хитай болмиған милләт оқуғучилири 57.4 Пирсәнтни тәшкил қилидикән.
Уйғур елида хитайлар нопусиниң алаһидә салмақни игиливатқан бир пәйттә, уйғур елидики һәр дәриҗилик мәктәпләрдә, хитай болмиған милләтләр оқуғучилириниң 57.4 Пирсәнтни тәшкил қилиши бир тәрәптин хушаллинарлиқ хәвәр болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң "маарипни хитайчилаштуруш" вә " әхлақ тәрбийисини күчәйтиш" кә охшаш һәр хил васитиләр билән уйғурларни асас қилған хитай болмиған милләт пәрзәнтлириниң һәмдә оқутқучиларниң, маарип вә сиясий җәһәттә зор бесимларға дуч келиватқанлиқини тәкитлигән, илгири уйғур елида оқутқучилиқ қилған сүрәййә ханим хитайниң түп мәқситиниң уйғурларниң миллий мәдәнийити вә миллий кимликини йоқитиш икәнликини тәкитлиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кичик уйғур қизи арзу хәлқара кәшпиятчилар мусабиқисидә алаһидә дәриҗигә еришти
- Хитайдики рәһимсиз җәң -алий мәктәпкә таллап қобул қилиш имтиһани
- Вәтәндики уйғур балилири билән яврупа әллиридә яшаватқан уйғур балилириниң пәрқи
- Вәтән ичи вә сиртидики уйғур зиялийлириниң уйғур маарипи һәққидики мулаһизилири
- Туркийәдики уйғур оқуғучилар әла нәтиҗә билән оқуш пүттүрди
- Хитай һөкүмити " шинҗаң " синиплирини барғанчә кеңәйтмәктә
- Хитай һөкүмити уйғур аптоном районидики һәр қайси али мәктәпләрдә бир айлиқ сиясий һәрикәт башлиди
- Уйғур аптонум райониң маарип көрсәткүчи 5 – орунни игиләмду?
- Өгиниш вақти гезити: җуңгода милләтләр мунасивити йеңи риқабәткә дуч кәлмәктә
- Хитайда алий мәктәпләрниң оқуш һәққи 20 йил ичидә 25 һәссә өсүп кәтти
- Хитай вә уйғур ели маарип саһәсидики чириклик мәсилиси
- Маарип саһасидә сақлиниватқан мәсилиләр уйғурларниң наразилиқини қозғимақта