Уйғур елидә сиясий бесим барғансери күчәймәктә


2006.10.27
qeshqer-mao-200.jpg
2005 – Йили 27 – март күни икки уйғур қәшқәр шәһиридә мав зедонниң һәйкили алдидин өтүп кетиватиду. Бу һәйкәл мав зедоңниң хитайдики һәйкәллири ичидә әң чоңи. AFP

Ғәрб мәтбуатиниң уйғурлар вә уйғур мәсилисигә болған қизиқиши күнсери күчәймәктә. Америка вә ғәрб дөләтлиридә чиқидиған гезит, жорналлар һәр түрлүк йоллар арқилиқ уйғур елигә мухбир вә мулаһизичилирини әвәтип, у йәрдики һәқиқий вәзийәтни оқуғучилириға чүшәндүрүшкә тиришмақта.

Америкилиқ вә явропалиқ мухбирларниң уйғур елиниң һәрқайси җайлирини зиярәт қилип тәкшүрүш нәтиҗисидә язған мақалилири кишиләрниң диққитини тартип, хәлқара җамаәтниң уйғурларниң нөвәттики әһвалидин техиму көп хәвәрдар болушиға һәмдә уйғурларға болған қизиқишиниң көпийишгә сәвәб болмақта. 10‏- Айниң 26‏- күни лос анҗилс вақти гезитиниң мухбири марк магнер тәрипидин елан қилинған мақалә әнә шундақ мақалиларниң бири һесаблиниду.

Һәқиқи хоҗайин

Марк магнер уйғур елиниң қәшқәр вә хотән қатарлиқ шәһәрлирини зиярәт қилип язған мақалисидә, қәшқәр вә хотән шәһәрлиридики мәсчитләрниң дәрвазисиға есилған лозунка вә йезилған шуарларниң бу җайларда хоҗайинниң ким икәнликини һәмдә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний бесим сияситиниң очуқ ипадиси икәнликини көрсәткән. Уйғур имамлар дәсләптә, намаз оқуш үчүн мәсчиткә кәлгән дөләт кадирлирини һөкүмәтниң мунасивәтлик органлириға билдүрүш буйруқиға қарши чиққан болсиму, әмма һөкүмәтниң бесими вә ишини йоқитип қоюш хәвпи билән буйруққа боюн игип, намаз оқуш үчүн мәсчиткә кәлгәнләрни һөкүмәт даирилиригә билдүрүшкә башлиған.

Мақалисидә, уйғурларниң өзлиригә хас тарих, тил вә мәдәнийәткә игә бир милләт икәнликини тәкитлигән марк магнер, уйғурларниң алаһидиликлири вә уйғур елиниң бейҗиңдин төт миң километир узақта болушиниң хитай рәһбәрлириниң уйғур ели тоғрисидики әндишилирини қисмән болсиму ипадиләп берәләйдиғанлиқини билдүргән.

От өчмигән, қайтидин ялқунлайду

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бесиминиң күнсери күчийиватқанлиқи ипадиләнгән мақалидә, бир уйғур аялниң "мән иш орнумда хитайларниң һәммә нәрсисини яхши көримән дейишкә мәҗбур. Әгәр бундақ демисәм қийинчилиққа учришим мумкин" дегәнликини нәқил кәлтүрүлгән.

Мақалисдә, уйғурларниң өзлириниң мустәқил дөлитидә яшаш арзусини йоқатмғанлиқини тәкитлигән марк магнер, лекин, хитай һөкүмитиниң, бейҗиңниң һакимийитини тәнқид қилғанларни бастуруш үчүн пүтүн чарә-тәдбирләрни ишләткәнликини билдүргән. Мақалидә йәнә мундақ дейилгән: "гәрчә, хитай һөкүмити бу сияситиниң нәтиҗилик болғанлиқини, 1990‏- йиллардики қозғилаң, наразилиқ һәрикәтлири вә қораллиқ һуҗумларни тохтатқанлиқини баян қилсиму, әмма мутәхәссисләр, наразилиқ һәрикәтлириниң йошурун паалийәткә өткәнликини билдүрмәктә. Һавайи университетиниң профессори дру гиладниниң билдүрүшичә, от өчмигән, әгәр хитай һөкүмити уйғурларниң көңлини алидиған ишларни қилип, уларниң наразилиқлириға қулақ салмиса, бу от қайтидин ялқунлайду.

Хитай даирилирниң мәқсити – уйғур мәдәнийитигә ят йеңи бир нәсил яритиш

Мақалисидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә елип бериватқан қаттиқ қол сияситиниң бу районниң истратегийилик әһмийитиниң бир испати икәнликини тәкитлигән марк магнер, уйғур елиниң мол нефит, тәбий газ вә уран записиға игә болған уйғур елидә хитай һакимийитиниң аҗизлишиши тәйвән вә тибәт қатарлиқ йәрләрдә мустәқиллиқ һәрикәтлириниң улғийишиға сәвәб болиду дәп көрсәткән.

11‏- Сентәбир террорлуқ һуҗумлириниң хитай һөкүмитигә уйғур мустәқилчилирини бастуруш үчүн йеңи бир баһанә яритип бәргәнликини тәкитлигән марк магнир, мақалисиниң ахирида, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүзгүзүшкә башлиған қош тиллиқ маарип сиясити үстидә тохтилип мундақ дәйду:

"Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини тәнқид қиливатқанлар, бейҗиң һөкүмитиниң узун муддәтлик нишани уйғур елидә хитайчә сөзлишидиған, ислам диний етиқадидин йирақлашқан һәмдә уйғур мәдәнийитигә ят йеңи бир нәсил яритиштин ибарәт дейишмәктә".

Марк магнер хитай һөкүмәт даирилири униң бу һәқтики суалларға җаваб бериш үчүн көрүшүш тәләблиригә җаваб қайтурмиғанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.