Хитай һөкүмити өктичиләрни сараңлар дохтурханисиға қамап қоймақта
2006.03.21
Йеқинда хитай һөкүмити тәрипидин " нерва кесилигә гириптар болуп қалди" дәп диагноз қоюлған хитай өктичиси ваң вәншин бейҗиңдики нерва кесәлликләр дохтурханисида 13 йил ятқандин кейин қоюп берилгән. Голландийидики нерва кесәлликләр мутәхәссислириниң тәкшүрүш доклатидин мәлум болушичә, ваң вәншинда һечқандақ нерва кесәлликиниң аламити көрүлмигән.
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати бу һәқтә хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблимәктә һәмдә хитай һөкүмитидин нерва кесәлликни баһанә қилип туруп өктичиләрни халиғанчә бастуридиған бу хил қилмишлирини дәрһал тохтитишни тәләп қилмақта.
13 Йилдин кейинки қайта җәм болуш
Америка авази хәвәрләр тор бетидә елан қилинған мәлуматта көрситилишичә, бу йил 56 яшқа киргән хитай өктичиси ваң вәншин 1992 - йили тйән әнмин вәқәсиниң 3 йиллиқ хатирә күни қолға елинған болуп, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң буйруқи бойичә, нерва кесәлликигә гириптар болуп қалди дегән баһанә билән бейҗиңдики сараңлар дохтурханисиға қамалған һәмдә 13 йил өткәлдин кейин йәни 2005 - йили 8 - айда қоюп берилип, германийидики аяли вә қизи билән җәм болған.
Ваң вәншин дохтурханидики чеғида, мухбирлар көп қетим у ятқан әнкаң исимлиқ дохтурхана билән ваң вәншинниң кесәл әһвали һәққидә алақилашмақчи болған. Лекин ваң вәншингә "нерва кесилигә гириптар болған" дәп диагноз қойған мәзкур дохтурхана мухбирларниң зияритини изчил һалда рәт қилип кәлгән.
Хитай һөкүмити нерва кесилини баһанә қилип сиясий мәһбусларни бастуруп кәлгән
Голландийидики нерва кесәлликләр мутәхәссислириниң тәкшүрүш нәтиҗисини көргән ваң вәншин хошал болуш билән бир вақитта, хитай һөкүмити вә шундақла әнкаң дохтурханиси үстидин әрз қилиш қарариға кәлгән. У йәнә америка дөләт мәҗлисиниң бу һәқтә гуваһлиқтин өтүш йиғини ечип беришини вә шундақла дуня нерва кесәлликләр бирләшмисиниң хитайға берип мәхсус тәкшүрүш елип беришини тәләп қилған.
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати асия ишлири мәсули әдем әпәнди "гәрчә хитай һөкүмити узундин буян нерва кесәлликни баһанә қилип, сиясий мәһбусларни бастуруп кәлгән болсиму, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати бу һәқтә ениқ бир испатқа игә болалмиған. Мана һазир ваң вәншинниң хитайдин айрилиши вә шундақла мутәхәссисләрниң тәкшүрүш доклати мәзкур тәшкилатниң бу хитай һөкүмитигә болған узундин буянқи гуманиниң рас икәнликини испатлап бәрди " дәп көрсәтти.
Уйғур елидә түрмигә сақ киргәнләр сараң болуп чиқиду
Америкида турушлуқ даңлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң өктичи вә сиясий мәһбусларға болупму уйғур елидики сиясий мәһбусларға қоллиниватқан түрлүк усуллири һәққидә тохтилип, "хитай һөкүмити уйғур елидики сиясий мәһбусларға техиму қаттиқ қоллуқ қилиду, һәтта сақ киргән мәһбусларни түрмидә йетиш җәрянида сараң қилип қойиду" дәп билдүрди.
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати йеқинда мәхсус баянат елан қилип, дуня роһий кесәлликләр бирләшмисиниң хитайға берип мәхсус тәкшүрүш елип бериши керәкликини вә шундақла хитайниң нерва кесәлликләр дохтурханисида йетиватқан өктичиләр билән сөһбәт елип бериши керәкликини тәләп қилди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидики кишилик һоқуқ вә сиясий мәһбуслар һәққидә рабийә қадир ханим билән сөһбәт
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғур сиясий мәһбуслири һәққидә доклат һазирлимақчи
- Б д т ниң тән җазасини тәкшүрүш бойичә алаһидә әмәлдари уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип беришқа башлиди
- Б д т ниң түрмидики қийнаш әһвалини тәкшүридиған алаһидә вәкили хитайға барди
- Б д т әмәлдари уйғур аптоном районида мәһбуслар билән сөһбәт елип бариду