Уйғур елидә "8 шәрәп, 8 номус" қаришини өгиништин ибарәт йеңи сиясий өгиниш долқуни күчәйди
2006.03.30

Уйғур елиниң һөкүмәт башқурушидики тор бәтлиридин ашкарилинишичә, уйғур аптоном районлуқ партком тәшкилат бөлүми 3 - айниң 23 - күни пүтүн уйғур ели миқясида, хитай рәиси ху җинтавниң сотсиялистик шәрәп -номус қариши тоғрисидики баянини өгиниш һәмдә музакирә елип беришқа тәшкилләш тоғрисида мәхсус оқтуруш чүшүргән. Арқидинла йәни 27 - март күни аптоном районлуқ хәлқ ишлар идарисиму һәр қайси дәриҗилик хәлқ ишлар идарилири һәм тармақлириға охшаш мәзмунда оқтуруш чүшүргәндин башлап,нөвәттә уйғур елидә йеза- йезиларғичә давам қиливатқан партийә әзалириниң илғарлиқини сақлаш һәрикитигә улинипла "сотсиялистик шәрәп номус қариши" ни өгиништәк йеңи бир сиясий өгиниш долқуни көтүрүлгән. Хитай партком тәшкилат бөлүми "сотсиялистик шәрәп-номус қаришини әстайидил өгиниш, нәзәрийә муһакимә йиғинлирини ечип барлиқ компартийә әзаси кадирлири, барлиқ пуқралар бирликтә тәкшүрүп тәтқиқ қилиш, кадирларни тәрбийиләш һәмдә рәһбәрлик бәнзисини күчәйтиштики тәхирсиз вәзипә" дәп тәкитлигән.
Тәңритағ тор бетидә йәнә уйғурларниң йеңи көтүрүлгән "сотсиялизм шәрәп- номус" қариши тәрбийисини қандақ елип бериватқанлиқи һәққидә елан қилинған бир сөрәтлик хәвәрдә" хәлқ ичи сәнәт өмикидики яшанған сәнәткарлар куча наһийисиниң чимән базиридики уйғур башланғуч мәктәптә оқуғучи һәмдә уларниң аилә башлиқлириға 8 шәрәп, 8 номус мәзмун қилинған йеңи муқамни ейтип бәрди. " Дейилгән шундақла бу хәлқ артислириниң кәнтләрдә сәйярә тәшвиқат оюни қоюватқанлиқи баян қилинған.Демәк хитай компартийиси сәккиз шәрәп, сәккиз номус қаришини өгиниш һәрикитини нөвәттә һәр хил шәкил, һәр хил васитиләр билән уйғур елиниң юқири органлиридин башлап әң асасий қатламдики йеза -кәнтләргичә күчәйтмәктә икән.
Бу мунасивәт билән, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит зияритимизни қобул қилип, хуҗинтав башчилиқидики хитай коммунстик партийисиниң шәрәп -номус тәрбийиси елип беришидики мәқсәт һәмдә сәвәблири һәққидә тохталди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Керийә наһийисидә яш - өсмүрләрниң идийисини тәкшүрүш һәрикити башланди
- Хитай һөкүмити немә үчүн уйғур елидә армийини һимайә қилиш нәмуничисини көтүрүп чиқириду?
- Қадир бақиниң күндилик хатириси
- Бәштә капаләтлик қилғучи кадирлар айкөл йезисида немә иш қилиду?
- Қәшқәрдә оқуғучиларниң диний түс алған кийимләрни кийиши чәкләнгән
- Хитай һөкүмити уйғур язғучи абдулла җамални язған әсәрлири түпәйли қолға алған
- Поскам нефитликидики бир қисим оқутқучи - оқуғучилар "миллий бөлгүнчи" дәп әйиблинип қолға елинди
- Хитай һөкүмити уйғур ели маарипини сиясәтчиләрниң башқуришини тәкитлимәктә