Америка тәкшүрүш органлири, һөкүмәтниң хитайға тутқан сода сияситини өзгәртишини тәләп қилди
2004.10.22
Америка-хитай иқтисадий вә бихәтәрлик тәкшүрүш комитети буниң алдида охайо шитатида испат бериш йиғини чақирип, нөвәттики америка-хитай сода мунасивәтлириниң америка ишләпчиқириш санаитигә қандақ тәсир көрситиватқанлиқи тоғрисида музакирә елип барди.
Мәзкур испат бериш йиғинида охайо штатидики аптомобил, полат-төмүр, машинисазлиқ вә сапал боюмлири санаити қатарлиқ һәрқайси саһәләрниң мәсуллири вә ишчилар вәкиллири испаттин өтүп, һәммиси бирдәк хитайниң, америка билән болған содида хәлқ пулини қәстән төвән тутуши вә експорт ярдәм пули беришиниң дуня сода тәшкилатиниң принсипиға пүтүнләй уйғун кәлмәйдиғанлиқини һәмдә бу хил адил болмиған усулниң америка ишләпчиқириш саһәсини еғир зиянға учратқанлиқини оттуриға қойди.
Улар хитайниң адил болмиған сода усули сәвәбидин бу карханиларниң риқабәтлишишкә амалсиз қалғанлиқини оттуриға қойди.
Мәзкур испат бериш йиғиниға қатнашқан америка-хитай иқтисадий вә бихәтәрлик тәкшүрүш комитетиниң әзаси вә майәми университетиниң сиясәт илми профессори доктор җун җейер ханим (Dr. June Teufel Dreyer) Бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилип, охайо штатиниң ишсизлиқ әң еғир болған шитатларниң бири икәнликини билдүрүп, мундақ деди:
" Хитайниң сода сиясити түпәйлидин охайо штати ишсизлиқниң тәсиригә әң еғир учриди. Бу қетимлиқ испат бериш йиғиниға, һәрқайси саһәләрдин кәлгән нурғун ишчи вә кархана рәһбәрлири қатнашти һәмдә улар өзлириниң дуч кәлгән қийинчилиқлири тоғрисида испат бәрди. Буларниң һекайилири шундақ ечинишлиқ. Қисқиси улар хитайниң адил болмиған сода усули сәвәбидин бу карханиларниң риқабәтлишишкә амалсиз қалғанлиқини оттуриға қойди."
Хитайниң пул қиммити мәсилисини дуня сода тәшкилати ичидә бир тәрәп қилиш
Җейер ханим мәзкур комитетниң, испат бериш йиғинидин кейин америка дөләт мәҗлисигә сунған доклати һәққидә тохтилип, уларниң, һөкүмәттин хитайниң хәлқ пули қиммитини қайта баһалаш мәсилисдә дуня сода тәшкилати ичидә җиддий тәдбир қоллиниши керәкликини тәләп қилғанлиқини билдүрди. Улар доклатта йәнә, америка билән хитайниң нәччә айдин буян қиливатқан сөһбәтлириниң нәтиҗисиз аяқлашқанлиқини, шуңа америка малийә министири вә сода вакаләтчи ишханисиниң дуня сода тәшкилатиға дәрһал әрз сунишини һәтта зөрүр болғанда, америка дөләт мәҗлисиниң қанун турғузуш усули билән мунасивәтлик һөкүмәт орунлирини җиддий һәрикәт елип беришқа буйруқ қилишини тәләп қилди.
Мәзкүр комитет доклатида йәнә, хитай билән америкиниң өз-ара екиспорт маллириға қойған баҗниң наһайити адаләтсиз болғанлиқини билдүрди. Мәсилән: хитай тәрәп америка екиспорт қилған аптомобил мәһсулатлириға % 30 тин % 50 қичә баҗ қойидикән, әмма америкиниң хитай аптомобил запчаслириға қойған беҗи аран % 2 әтрапида икән.
Америка һөкүмити ишчи вә карханиларниң мәнпәәтини қоғдаш керәк
Буниңдин сирт, мәзкүр комитет оттуриға қойған тәклипләрниң бири, америка ишләпчиқириш санаитини қоғдаш үчүн, импорт малларға чәклимә қоюш вә америка сода министири мәхсус мәбләғ аҗритип зиянға еғир учриған кичик типтики ширкәт вә карханиларни йөләш қатарлиқ үнүмлүк чариларни қоллиниш икән.
Америка ишләпчиқириш санаити вә мунасивәтлик орунлар хитайниң хәлқ пули қиммитини қәстән төвән тутуп, адил болмиған әһвалда хәлқара екиспорт базирида үстүнлүккә еришивалғанлиқини әйипләп келиватқан болуп, нурғун анализчилар, хитайниң хәлқ пули қиммитини аз дегәндә % 40 төвән баһалиғанлиқини илгири сүрмәктә. Доктур җун җейир ханим һазирғичә америка һөкүмитиниң буниңға үнүмлүк бир чарә қолланмиғанлиқини оттуриға қоюп, бундақ болишидики сәвәпниң, һөкүмәтниң хәлқара террочилиққа қарши урушта хитайниң қоллишини истигәнликини билдүрүп, мундақ деди:
" Биз бу доклатни тәйярлаш җәрянида шуни һес қилдуқ. Америкиниң террорчилиққа қарши урушта хитайниң қоллишини күтиши риал әмәс. Көрүп туруптуқ, хитай хәлқара террочилиққа қарши урушни қоллимиди әксичә, уйғурларни хәлқарада террочи дәп атиғанға охшаш, террочилиққа қарши урушни өзиниң мәнпәәтигә бағливалди."
Җейер ханим мәзкүр комитетниң америка дөләт мәҗлисигә сунған доклатида йәнә, дөләт бихәтәрлики һәққидиму бир йүрүш тәклипләрни оттуриға қойғанлиқини билдүрди. Болупму униңда хитайниң ядро қораллирини һәддидин зиядә тез тәрәққий қилдуриши вә тәйвәнгә қиливатқан һәрбий тәһдитлиригә болған әндишилири алаһидә тилған елинған. (Пәридә)