Президент буш хитайни хәлқара сода низамнамисиға әмәл қилиш һәққидә агаһландурди
2005.06.01
Хитайниң бир қисим тоқулма мәһсулатлар експорт беҗини бикар қилиш қарариға америка тез инкас қайтурди. Буш һөкүмити, хитайниң хәлқара сода низамнамилириға һөрмәт қилишини тәләп қилип, кишиләр америкиниң содида адил болуш тиришчанлиқини көриду, дәп тәкитлиди.
Америка президенти җорҗи буш, сәйшәнбә күни ақ сарайдики мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитай билән сода қилишниң әң тоғра усули хитай һөкүмитигә хәлқара қаидә - қанунларниң барлиқини әскәртиш, дәп көрсәтти. Президент буш, америкиниң сода мәсилисидә хитайға давамлиқ бесим ишлитидиғанлиқини тәкитлигән.
Буш, хитайниң хәлқара содида адил болушини тәләп қилди
Буш, сәйшәнбә күнки мухбирларни күтүвелиш йиғинида сода мәсилиси шундақла ахбарат вә диний ибадәт әркинлики қатарлиқ мәсилиләрдики көз- қаришини шәрһилиди.Буш, хитай - америка мунасивитигә баһа берип, "мениңчә хитай - америка мунасивити интайин мурәккәп, америка хәлқи буни чүшиниши керәк," дәп көрсәтти. Президент буш, хитайниң хәлқара содида адил болушини тәләп қилди. Буш мундақ дәйду:
"Тәрәптин биз хитайни бир иқтисади пурсәт, дәп қараймиз. Хитай билән алақә қилишниң әң яхши чариси хитайға хәлқара сода низамнамилирини әслитиш. Биз хитайниң бу низамнамиларға әмәл қилишини күтимиз. Йәнә бир тәрәптин хитайниң тәрәққияти шундақла мурәккәп сода мунасивитигә әгишип, кишиләр америкиниң содида адил болуш тиришчанлиқини көриду. Биз хитайниң хәлқара содида адил болушини күтимиз."
Буш һөкүмити америка дөләт мәҗлисиниң бесимиға дуч кәлмәктә
Америка баш сода вәкили роберт портман, 4 - июнда америка сода министири гутилиз билән биргә бейҗиңда хитайниң муавин баш министири ву йи вә сода министири бо шиләйләр билән сөһбәт өткүзидкән. Портман, хитай - америка сода мунасвитиниң җидди синақларға дуч келиватқанлиқини тәкитлиди. Икки тәрәп сөһбәт өмики тоқулма маллар содисидики талаш - тартиш, хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүш шундақла әқлий мүлк һоқуқини қоғдаш қатарлиқ мәсилиләр бойичә сөзлишидикән.
Америкиниң 2004 - йили хитай билән елип барған содидики қизил рәқими 162 милярд доллар болуп, буш һөкүмити америка дөләт мәҗлисиниң еғир бесимини дуч кәлмәктә. Америка сода министирлиқиниң ашкарилишичә, әқлий мүлк һоқуқиға таҗавуз қилиш америкини йилда 250 милярд доллар зиянға учратмақтикән.
Буш, америкиниң хитайниң сәмигә селиш мәҗбурийити бар
Президент буш, мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тилға алди. Буш мундақ дәйду: "мән бизниң хитайниң сәмигә селиш мәҗбурийитимиз барлиқимизға ишинимән. Үмидварлиққа толған һәр қандақ җәмийәттә болушқа тегишлики иқтисади әркинликла әмәс, бәлки диний ибадәт вә ахбарат әркинликигә игә болуштур. Мән һазирға қәдәр учрашқан һәр қандақ хитай рәһбиригә далай ламани , рим ватиканиниң хитайға епископ әвәтәлмәйватқанлиқини тилға алдим. Хитайниң қорқушиға һаҗәт йоқ. Динниң тинчлиқ елип келидиғанлиқини чүшүниш керәк."
Америка тәйвән боғузида тоқунуш йүз беришини халимайду
Буш, тәйвән боғузи икки қирғизидикиләрниң оттурисидики ихтилапни тинч йоллар билән һәл қилишини тәләп қилди. Буш мундақ деди: " наһайити ениқки америка хитай билән тәйвән оттурисидики җидди мунасивәт билән йүзлишиши керәк. Мениң мәйданим наһайити ениқ шундақла изчиллиққа игә. Хитай билән тәйвән буни чүшиниду. Америкиниң мәсилини һәл қилиш, райондики муқимлиқни қоғдаш шундақла мәсилини тинч йоллар билән бир тәрәп қилиш үчүн ярдәм беришигә тоғра келиду."
У йәнә, хитайниң шималий корийә ядро қораллар мәсилисидә актип рол ойнишини үмид қилди. Буш, ким җуңилни ядро қораллардин ваз кәчишкә униң билән пикирдаш дөләтләр күч чиқиралайдиғанлиқини әскәртип, " хитай мәзкур районниң ядро қораллар тәһтидидин қутулушиға ярдәм берәләйду," дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкиниң хитай мелиға чәклимә қоюши түркләрни сөйүндүрди
- Франсийә җидди тәдбир қоллинип, хитай тоқулма маллирини импорт қилишни чәкләшни тәләп қилмақта
- Хитай нефит ширкәтлири канадада һәрикәтләнмәктә
- Хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлири явропа базириға тәһдит болмақта
- "Хитай маллириға қарши сәддичин сепили ясайли"