Хитай-түркийә сода мунасивити


2007.06.18

Хитай хәлқ җумһурийити тиҗарәт министири бошиләй 70 кишилик бир һәйәт билән бирликтә рәсмий зиярәт үчүн түркийигә кәлди. 6-Айниң 17-күни истанбулда түркийә-хитай иш адәмлири йиғиниға қатнашқан хитай тиҗарәт министири бошиләй сөз қилип , " түркийә билән хитай оттурисидики һәмкарлиққа ишәнчимиз камил. Биз конкерт иш бирлики қилишни арзу қилимиз. Мән қуруқ гәп қилмайватимән, һәйитимизниң ичидә учур - алақә ширкәтлири, инҗенерлиқ вә иншаат ширкәтлири бар. Биз силәр билән йеқиндин һәмкарлишишни арзу қилимиз" деди. У йәнә икки дөләтниң сода мунасивитиниң парлақ икәнликини ейтти.

Бу қетимқи учришишта икки дөләт оттурисида йеңи тохтамнамиләр түзүлгән болуп, булар икки дөләт оттурисида айропилан сәпәр саниниң көпәйтилиши, түркийиниң бейҗиң вә шаңхәй шәһәрлиридә тиҗарәт ишханилирини ечиши, хитай ширкәтлириниң түркийигә мәбләғ селиши үчүн түркийә - хитай ортақ санаәт райони қуруш қатарлиқ тохтамнамиләр икән.

Хитай министири бошиләй түркийиниң мәнзириси, нопуси вә иқтисади тәрәққиятиға һәйран қалғанлиқини ейтип, өзлириниң һәр җәһәттин һәмкарлиққа тәйяр икәнликини тәкитлиди. Түркийә тиҗарәт министири күршат түзмән болса түркийә тарихида тунҗи қетим бу йил хитайға сатқан малниң 1 милярт доллардин ашидиғанлиқини, 5 йилдин кейин 50 милярт доллардин ашидиғанлиқини тәкитлиди.

Рәсмий мәлуматларға қариғанда, түркийә өткән йили хитайдин 7 милярт долларлиқ мал алған болуп, 630 милйон долларлиқ мал сатқан. Икки дөләт оттурисидики мунасивәттә түркийә һөкүмити изчил һалда аридики тәңпуңсизлиқни түзүтишни тәләп қилған болсиму, бу тәңпуңсизлиқ барғансери зораймақта. Хитай ташқи ишлар министири 2002-йилидики зияритидә түркийигә 2 милйон саяһәтчи әвәтимиз дәп вәдә бәргән болсиму, өткән йил хитайдин кәлгән саяһәтчи сани аран 40 миң әтрапида икән. Хитай тиҗарәт министири бошиләй бу қетимқи зияритидә "бу тиҗарәт тәңпуңсизлиқни йоқитиш үчүн 500 милярт долларлиқ мал алимиз, тизимликини бериңлар" дегән.

Бошиләйниң бу сөзи түрк ахбарат вастилириниң мәсхирә обйектиға айланди. Радикал гезити бу һәқтә 'татлиқ бир хам хиял' дегән темида хәвәр бәрди. Хәвәрдә "хитай министириниң ағзидин бал ақти" дейилгән.( Әркин тарим) .

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.