Хитай билән америка юқири дәриҗиликләр сөһбити өткүзди
2005.08.03
Америка билән хитай оттурисида елип берилған юқири дәриҗиликләрниң истратегийилик сөһбити сәйшәнбә күни бейҗиңда ахирлашти. Америка сөһбәт вәкили, америкиниң муавин ташқи ишлар министири роберт золийкниң тәкитлишичә, америка билән хитай мунасвитини күчәйтиш йолида һәмкарлишиши керәккән.
Золийк, сөһбәтниң "наһайити әһмийәтлик" вә сөһбәт мәйданиниң кәйпияти" наһайити сәмими," өткәнликини илгири сүрди. Золийниң билдүрүшичә, сөһбәт темиси алдинала бекитилмигән. У, сөһбәтниң бир қәдәр ихтияри темилар бойичә елип берилғанлиқини билдүрди. Сөһбәт җәрянида икки тәрәп 2 - нөвәтлик сөһбәтни бу йилниң ахирлирида вашингтонда өткүзүшкә қошулди.
Золийк: хитай билән америка мәвҗут хәлқара системиниң шериклири
Золийкниң әскәртишичә, сөһбәтниң муддиаси икки дөләт һәмкарлиқи вә өз ара чүшәнчини илгири сүрүш болуп, сөһбәт темиси енергийә, бихәтәрлик, терроризм, иқтисади тәрәққият, сода, демократийә вә кишилик һоқуқ шундақла хитай дөләт рәиси ху җинтавниң бу йил 9 - айда америкиға қилидиған зиярити қатарлиқ мәсилиләргә четилған. Әмма у, сөһбәтниң конкерт мәзмунини ашкарилимиди.
Золийкниң мухбирларни күтүвелиш йиғинида тәкитлишичә, америка һөкүмитиниң сиясити хитайни дуняниң бихәтәрлик, иқтисади вә сияси сестимисиға қатнаштурушкән. Золийк бу нишанниң тамамланғанлиқини әскәртип, " америка билән хитай мәзкур системиниң шериклири, нөвәттики мәсилә мәзкур система ичидики пайда - зиян мунасивитигә игә дөләтләр мәнпәәт мунасвитини қандақ тәңшәш шундақла нөвәттики вә келәчәктики һәмкарлиқни давамлаштуруш вә күчәйтиштур," деди.
Америка хәлқ пулиниң қиммитидики тәңпуңсизлиқни түгүтишни үзликсиз илгири сүриду
Золийк, хәлқ пулини қиммәтләндүрүш мәсилисини тилға алғанда хитай һөкүмитиниң йеқинқи хәлқ пулини аз миқдарда тәңшәш һәрикитини муһим бир қәдәм, дәп көрсәтти. Әмма униң тәкитлишичә, америка хәлқ пулиниң қиммитидики тәңпуңсизлиқни түгүтүшни өзлүксиз илгири сүридкән. У, таможна беҗини өстүрүш билән содини чәкләш, дуня сода тәшкилатиға бәргән вәдисигә хилап шундақла мәсилини һәл қилишниң иҗабий чариси әмәс, деди.
Золийк, сөһбәт җәрянида тоқулма буюмлар мәсилисини оттуриға қойған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң, сөһбәткә хитай - америка мунасивитиниң муқимлиқи, сағлам тәрәққияти шундақла район вә дуня муқимлиқини илгири сүрүшкә пайдилиқ, дәп баһа бәрди.
Сөһбәт, гуантанамодики уйғурларниң соти билән бир күнгә тоғра кәлди
Билән бейҗиңдики сөһбәт, хитай - америка оттурисида сияси, һәрбий вә сода - иқтисади талаш - тартишлар әвҗ еливатқан бир чағда елип берилди.
Йеқинқи йилларда хитай - америка оттурисидики ихтилапларға гуантанамодики уйғур тутқунлар мәсилиси қошулди. Хитай билән америка тәрпниң 1 - авғуст күни башланған сөһбити, вашингтондики бир америка федерал сот мәһкимисиниң гуантанамодики уйғур тутқунлардин абабәкри қасим вә адил абликимләр тоғрисида сот ачқан күнигә тоғра кәлгән. Бу кишиләр хитай һөкүмити қайтурувелишни тәләп қиливатқан тутқунлар иди.
Америкидики обзорчи сидиқ һаҗи розиниң тәкитлишичә, бейҗиңдики сөһбәт билән вашингтондики сотниң бир күнгә тоғра келиши кишини ойландуридикән. Сидиқ һаҗи рози мундақ дәйду:
8-Айниң 1-күни вашингтонда гуантанамодики уйғурларни қандақ бир тәрәп қилиш тоғрисида сой йиғини болуп өтти. Дәл шу вақитта, дәл шу күндә бейҗиңдә җоңгу – америка икки дөләтниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири алий сөһбәткә олтурди. Мениңчә бу таң нуриниң йетип кәлгәнликидин дерәк бериду.
"Хәлқ гезити": сөһбәт хитай - америка мунасивити сәзгүр әһвалда туриватқан бир чағда өткүзүлди
Хитай һөкүмитиниң зувани "хәлқ гезити" 1 - авғуст күни бейҗиңдики сөһбәт тоғрисида обзор елан қилип, сөһбәт америка хитайға җидди диққәт қиливатқан сәзгүр бир чағда чақирилди шундақла бу сөһбәт хитай - америка мунасивитиниң тәрәққиятида йитәкчилик характергә игә, дәп әскәрткән.
Америка дөләт мудапиә министирлиқи йеқинда тарқатқан бир доклатида, хитайниң һәрбий тәрәққияти асия бихәтәрликигә тәһдит, дәп тәкитлигән. Хитай тәрәп бу қетимқи учрушушни " истратегийилик сөһбәт", дәп атиған. Әмма америка тәрәп "юқири дәриҗиликләр сөһбити", дәп атиди. Америкиниң қаришичә, " истратегийилик сөһбәт" иттипақдаш дөләтләр оттурисида елип берилидкән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Райис, хитайни далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақирди
- Доналд рамсфелд, хитай һәрбий хираҗитиниң тез ешишини әйиблиди
- Президент буш хитайни хәлқара сода низамнамисиға әмәл қилиш һәққидә агаһландурди
- Гос: хитайниң һәрбий тәрәққияти америкиниң асиядики мәнпәәтигә тәһдит
- Америкида тәйвән билән дипломатик мунасибәтни әслигә кәлтүрүш лайиһиси оттуриға қойди