Хуҗинтав кона инқилабий база ларға тавап қилиш арқилиқ күч топлап сотсиалистик йеңи йеза қураламду?
2006.03.17
Хитай һөкүмити бейҗиңда ечилған икки чоң йиғинда деһқанларға қарита 'сотсиалистик йеңи йеза қуруш' дегән сиясәтни қайтидин оттуриға қойди. Шуниңдин кейин хитай мәсилисигә көңүл бөлидиған кишиләр арисида әркин асия радиоси арқилиқ, мәхсус мушу мәсилә үстидә қайтидин муназирә башлиди.
Хитай коммунист һөкүмити йеқинқи 20 нәччә йил ичидә 8 қетим 1 -нумурлуқ һөҗҗәт чүшүрүп, гәрчә йеза мәсилисини һәл қилишқа көп урунуп баққан болсиму, әмма йеза мәсилиси техичә һәл болмиди. Әһвал шундақ болсиму, хитай һөкүмити йеқинда йәнә йеза мәсилисини һәл қилиш үчүн 'сотсиалистик йеңи йеза қуруш' дегән сиясәтни оттуриға қойди. Әмди йеза мәсилиси буниң билән һәл боламду? әмма һазир буниңға нисбәтән хитай зиялиелири үмидвар әмәс.
Йеңи йеза қуримән десә, алди билән деһқанлар билән шәһәрликләрни тәң -баравәр қилиши керәк
Хитай учур мәркизиниң 'көзитиш журнили' да елан қилинған мулаһизиләрдә гуң шеңли әпәнди 'хитай һөкүмити йеза мәсилисни һәл қилимән десә, алди билән йәр-земин һоқуқи, нопус түзүми, мәбләғ мәнбәси, йеза һөкүмәтлириниң малийә түзүми вә һазирқи қизил рәқәм мәсилиси қатарлиқ бәш җәһәттики хаталиқни түзитиши керәк' дәп көрсәткән. Йеза мәсилилиригә әһмийәт бирип келиватқан һазир канадада турушлуқ ду җжфу әпәндиниң мулаһизә қилишичә, юқарқи бәш мәсилиниң ичидә йеза һөкүмәтлириниң малийисидики қизил рәқәм мәсилиси әң чоң мәсилә. Әгәр хитай һөкүмити 'йеңи йеза қуримән десә, алди билән деһқанлар билән шәһәрликләрни тәң -баравәр қилиши керәк, қисқиси деһқанларни худди шәһәрликләргә охшаш һәрхил суғуртилардин бәһриман болалайдиған қилиш керәк. Бундақ қилиш үчүн көп мәбләғ кетиду. Бу пул нәдин келиду? һазир деһқанларға қуруқ гәпниң лазими йоқ, һөкүмәт өзиниң тәдбирлирини конкрет оттуриға қоюши керәк.
Ду әпәндиниң баян қилишичә, нормал дөләтләрдә шәһәрләрдики дөләт пуқралириниң мәнпәәти өй-земинға болған игилик һоқуқидин келиду. Йезиларда болса дөләт пуқралириниң мәнпәәти йәр - земинға болған игилик һоқуқидин келиду. Әмма хитайда ундақ әмәс. Йезиларда деһқанлар өзи терийдиған йәргә өзи игидарчилиқ қилалмайду. Шуңлашқа униңдин кәлгән пайдиға деһқан игә болалмайватиду. Йеза мәсилисни һәл қилиш үчүн алди билән деһқанни йәр-земинға игә қилиш керәк яки пүтүнләй йәр-земиндин айрип, уларни тамамән шәһәр аһалисигә айландуруш керәк. Буниңға хитайдики һазирқи нопус түзүми тосалғу болиду. Қисқиси, бир дөләттә һоқуқи, һәммә суғуртиси бар пуқра вә һоқуқи, суғуртиси йоқ пуқрадин ибарәт икки хил пуқра болса, бундақ дөләтни бир нормал дөләт дегили болмайду.
Хитайда һазир 2860 наһийиниң вә униң қаримиқидики йеза һөкүмәтлириниң һәммисиниң малийисидә қизил рәқәм бар. Уларниң тәхминән 250 милйон юән қәрзи бар. Һөкүмәт буни қандақ һәл қилиду? йеңи йеза қурушқа қайси мәбләғни салиду? йезиларда маарип, давалаш вә башқа суғурта түзүмини немә билән тикләйду? бу җәһәттә һөкүмәт өзиниң конкрет тәдбир ини хәлққә ейтиши керәк.
Ху җинтав көңлидә немини ойлиғанлиқини хәлққә ейтмиди
Бейҗиң университетиниң сабиқ профессори җав гобяв әпәнди хитай рәһбәрлириниң йеқиндин буян кона 'инқилабий база' дәп атилип келиватқан районларға тавап қилиш арқилиқ әқил вә күч топлап, шу арқилиқ 'сотсиалистик йеңи йеза' қуруш койида болуватқанлиқини тәнқид қилип бир обзор язған.
-Дөләт рәиси ху җинтав чаған байримини йәнәндә өткүзди, у көңлидә немини ойлиғанлиқини хәлққә ейтмиди,- дәп обзорини башлайду җав гобяв әпәнди, - әгәр рәис ху җинтав йәнәнни коммунистик партийиниң муқәддәс макани, униңға тавап қилип, униң роһини чақириш керәк , дәп ойлиған болса хата қилғини. Җаң кәйши әпәнди мәғлуп болуватқанда өзиниң муқәддәс юрти болған җеҗяңдики зиши дегән җайни бир нәччә қетим тавап қилған болсиму, әмма буниң билән мәғлубийиитини қутқузуп қалалмиған иди. Әйсинколому манҗу сулалиси мәғлуп болуватқан вақитта, өзиниң ақтағ-қарасу дегән юртиға берип тавап қилип, манҗурийә дегән дөләтни өз юртида қайтидин қурған болсиму, у йәнила мәғлубийитини қутқузуп қалалмиған иди. Чин шихуаң падишаму өзиниң юрти болған ғәрби чин дөлитидин нери кәтмәй тавап қилип турған болсиму, йәнила ағдуруп ташланған иди. Ху җуши кона 'инқилабий базилар' дегән җайлардики һазирқи хәлқни чүшәнмисә керәк. Мән руйҗиңға берип кәлдим. 30 - Йиллардики 'йәр игилирини юқитиш, йәр тәқсим қилиш' дегән шуарлар бу җайда техичә тамларда турупту. Әмма йәрлик хәлқ һазир әйни вақитта шуни қилған коммунистик партийини әң яман тил билән тиллайдикән. Уларниң һазирқи коммунистик партийигә болған нәпритиму әң күчлүк.
- Мән у җайда техичә йил буйи ишләп намратлишип бели я дәк мүкчийип кәткән наһайити көп адәмни көрдүм. - Дәп мулаһизисини давамлаштуриду җав әпәнди, - хитайдики 1 милярд 300 милйон адәмниң ичидә 'вәтәнниң чоң бирлики' дегән идийигә варслиқ қилиш арқилиқ өзини қанунлуқ орунға қоймақчи болуватқан адәмләр пәқәт өзлирини 'дөләт рәһбәрлири' дәп атаватқан һазирқи шу бир нәччила адәмдинла ибарәт болса керәк. Әгәр қан сүрүштүрсә, 'инқилаби база'ларға варслиқ қилиш һәққи бар адәмләрдин мав юәншин, дең буфаң, җаң мйәнхең дегәнләр варслиқ қилса болатти. Әмма һазир улар өзини чәткә еливатқанда, ху җинтавни униңға варслиқ қилишқа ким қоюпту? әһвалдин қариғанда, һазир коммунистик партийини қутқузуш үчүн ху җушиниң әқли йәтмәйватса керәк. Растини ейтсақ, коммунистик партийини қутқузидиған 'әл тутуш үрнәклири' һазир шу кона 'инқилабий база'лардин тепилмайду. Әйни вақиттики 'инқилабий база'лардики һазирқи роһ билән буниңдин кейин хитайда сотсиалистик йеңи йеза қурушму әсла мумкин әмәс. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Байлиқ һоқуқи болмиған деһқан қандақ бай болиду?
- Уйғур деһқанлириниң йиллиқ кирими бәкму арқида қалмақта
- Деһқанчилиқ беҗи йоқ қилиниши билән деһқанларниң йүки йениклидиму ?
- Хитай һөкүмити йезиларни тәрәққи қилдуруш һәққидә йеңи пилан түзди
- Деһқанларниң беҗи қисқартилған болсиму йүки йениклимиди
- Хитай һөкүмити "11- бәш йиллиқ пилан" да уйғур елини йәниму тез сүрәттә ечишни пиланлимақта
- Уйғур елидә милйонлиған намрат амма җиддий ярдәмгә муһтаҗ
- Һөкүмәтниң баҗ бикар қилиш чарилири һәқиқәтән уйғур деһқанлириниң йүкини йеникләттиму?