Русийиниң мәхпий архиплири давамлиқ ашкариланмақта


2007.07.09

Русийә федерал бихәтәрлик идариси 1920-йиллиридин 1950-йиллириғичә болған арилиқтики сталин һөкүмитиниң совет территорийисидә елип барған тазилаш һәрикәтлири һәмдә вәтән урушиға мунасивәтлик мәхпий архиплириниң аммиға ечилғанлиқини, халиған кишиниң бу архипларни көрүши мумкинликини елан қилди.

Сталин дәвридики архиплар арисида уйғурларға мунасивәтлик материялларму мәвҗут болуп, уни ечиш вә униңдин пайдилиниш хизмәтлири техи үнүмлүк башланмиған.

Халиған киши архипларни көрәләйду

Русийиниң "нәвсру" учур ториниң хәвәр қилишичә, өткән әсирниң 20-йиллиридин 50-йиллириғичә болған сталин дәвригә мунасивәтлик архипларниң мәхпийити бикар қилинған болуп, федерал архип фондиниң башлиқи васили христофороп "әгәр кимниң һаҗити чүшсә, архипларға мураҗәт қилса болиду. Буниң үчүн қандақ материял керәклики һәмдә қандақ мәқсәттә уни көрмәкчи икәнлики һәққидә хәт язсила болди" дәйду. У, архипхана хадимлириниң архип тәләп қилғучиларға керәк болған , мәхпийәтлики бикар қилинған архип материяллирини тепип беридиғанлиқини әскәрткән. Бирақ, мунасивәтлик шәхсләрниң хусусий тәрәплиригә аит материяллар шу шәхсләрниң уруғ-туғқанлириниң рухсити арқилиқла башқиларға ечилидикән.

Сабиқ совет иттипақиниң сталин дәвригә бағлинишлиқ архиплири тәхминән 80 йилға йеқин вақиттин буян асасән дегүдәк йепиқ турған болуп, дөләт мәхпийити сүпитидә қаттиқ қоғдалған иди. Сталин дәвриниң мәхпий архиплири өткән әсирниң 20-йиллиридики ички уруш, копиратсийиләштүрүш, 1933-1934-йиллиридики тазилаш вә 1937-1938-йиллиридики хәлқ дүшмәнлиригә зәрбә бериш, вәтән урушиниң алди кәйнидики совет иттипақиниң һәрбий, сиясий , иқтисадий һәм башқа түзүлмилири шуниңдәк совет иттипақиға қарши турғанлар һәм вәтән сатқучларни җазалаш қатарлиқларни өз ичигә алған нурғунлиған вәқәләргә бағлинишлиқтур.

Көпинчә көзәткүчиләр русийә һөкүмитиниң мәзкур мәхпий архипларни ашкарилишини зор вәқә дәп қариған шуниңдәк буниң русийә җәмийитини техиму бәкрәк ечиветишкә йүзлиниватқанлиқини көрситидиғанлиқини билдүрүшкән.

Уйғурларға аит архипларму бар

20-Әсирдики уйғур сиясий тарихи болупму совет-хитай мунасивәтлирини тәтқиқ қиливатқан рус алимлиридин барнаул университетиниң профессори барминниң баян қилишичә өткән әсирниң 20-йиллиридин 50-йиллириғичә болған арилиқтики совет иттипақиниң уйғурларға қаратқан сиясити, совет бихәтәрлик органлириниң совет иттипақи территорийиси вә қошна уйғур елидә уйғур милләтпәрвәрлиригә қарита елип барған җазалаш һәрикәтлиригә мунасивәтлик архипларму наһайити көп болуп, буларниң бир қисимлири ашкариланған болсиму, лекин мутләқ көп, назук архиплар йәнила мәхпий сақланмақта, һазир униңға еришиш қийин.

Русийә уйғур тарихи тәтқиқатчилириниң билдүрүшичә, сабиқ совет иттипақиниң сталин дәвридики уйғурларға мунасивәтлик архиплириниң көпинчиси совет иттипақи компартийиси архипханиси, совет қизил армийиси архипханиси, ташқи ишлар архипханиси вә ички ишлар архипханилирида шуниңдәк қазақистан, қирғизистан вә өзбекистанларниң җумһурийәтлик архипханилирида сақланмақта.

1990-Йилларниң оттурилирида хитай дөләтлик архипханиси вә уйғур аптоном районлуқ архипханиниң хадимлириниң москваға келип, сталин дәвридики хитай компартийиси вә уйғур елиға мунасивәтлик архипларға еришиш үчүн һәрикәт қилғанлиқи һәққидә учурлар мәвҗут.

Сталин дәвридики уйғурларға мунасивәтлик мәхпий архипларниң муһимлири оттура асиядики уйғур зиялийлириниң уйғур елидә азадлиқ инқилаб елип беришқа тәйярлиниши һәмдә москваниң истиратегийиси , 1937-38-йиллиридики абдулла розибақийеф қатарлиқ совет уйғур рәһбәрлириниң өлтүрүлүши шуниңдәк , хоҗа нияз һаҗим вә шәрқий түркистан ислам җумһурийити билән совет иттипақи арисидики мунасивәтләр һәм сталинниң сиясити, совет- шеңшисәй иш бирлики, 40-йиллардики или инқилаби һәмдә инқилабниң ахирлаштурулуши вә әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң тәқдири шуниңдәк москваниң сиясити вә башқилар болуп һесаблиниду. Мана бу бир қатар сиясий вәқәләрниң архиплири мутләқ мәхпий түси алған.

Назук мәсилиләргә бағлинишлиқ архиплар йәнила мәхпий

Русийиниң "нәвсру" учур ториниң, русийә федерал архип фондиниң башлиқиниң сөзлиридин нәқил кәлтүрүшичә , 1992-йили русийә президентиниң архипларни ашкарилаш һәққидики буйруқи елан қилинғандин кейин, бир қисим архипларниң мәхпийити қәдәм-қәдәм бикар қилинған. Демәк бу қетим өткән әсирниң 20-йилидин 50-йилиғичә болған арилиқтики сталинниң тәқипләш һәрикәтлиригә аит архипларниң мәхпийити бикар қилинған болсиму, лекин әйни вақитта совет иттипақиға қарши тәшвиқат вә ағдурмичилиқ билән шуғулланғучиларға қарши һәрикәт елип барған бихәтәрлик орган хадимлири йәни җасусларниң хусусий архипи йәнила мәхпий қеливеридикән, бихәтәрлик органлири вә бу органларға тәвә агентларниң советкә қарши паалийәтләрни йоқитиш һәрикәтлиригә аит архиплар йоқ қиливетилгән болуп, у әбәдий дөләт мәхпийити болуп сақлинидикән.

Русийиниң барнаул университетиниң профессори барминниң ейтишичә, 1995-1997-йиллири уйғурларға аит архипларға еришиш мумкин болуп, у өзиму шу мәзгилдә 40-йиллардики или инқилабиға мунасивәтлик көплигән архип материяллирини көргән. Буларниң көпинчиси " сталинниң алаһидә папкиси" , : молотофниң алаһидә папкиси", " берияниң алаһидә папкиси" дәп аталған архип топламлирида сақлинип қалған иди.

Русийә билән хитайниң һәмкарлиқлири болупму, чечән вә уйғур мәсилисидә икки дөләт арисида бир-бирини қоллаш җәһәттә һәмкарлиқ пәйда болғандин кейин, 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан җумһурйитигә аит архипларни билиш қийин болуп кәткән. Чүнки, уйғурларға мунасивәтлик архиплар йәнила бүгүнки русийә-хитай достлуқ һәмкарлиқ мунасивәтлиригә бағлинишлиқ назук материяллар болуп һесаблинидикән.

Русийә тарихчиси кудрияшефниң инкаслириға таянғанда әң муһим һесаблинидиған сабиқ совет иттипақи компартийиси вә җасуслуқ органлириниң муһим архиплири техичә ечилмиған. Шуңа уйғурларға мунасивәтлик һәқиқий тарихи қиммити бар материяллирини тепиш һазирчә қийин болуши мумкин.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.