Совет - хитай тоқунишидики тибәт мәсилиси

Хәлқара мунасивәтләр тәтқиқатчиси лоренз өзиниң “1954 - йилидин 1962 - йилғичә болған хитай, һиндистан мунасивити” дегән әсириниң “тибәт мәсилиси” дегән бабида хитай хәлқ җумһурийитиниң башқа дөләтләр билән түптин охшимайдиғанлиқини ейтиду.
Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ
2012.12.25
xitay-herbiy-tibet-305.jpg Тибәткә әвәтилмәкчи болған хитай һәрбий қошуни. 2011-Йили 28-ноябир, бейҗиң.
AFP


У йәнә хитай коммунист партийиси 1927 - йилидин 1949 - - йилғичә болған арилиқтики барлиқ ички урушларда ғәлибә қазинип кәлгәнлики үчүн, 1938 - йили мав зедуң “милтиқтин сиясий һоқуқ чиқиду” дегән сөзни ейтқанлиқини оттуриға қойиду. У йәнә, шу сәвәбтин хәлқара мунасивәттә түптин охшимиған асастики икки дөләтниң йүзму - йүз туруп земин мәсилисини һәл қилиши толиму қейинға чушидиған мәсилә икәнликини. Хитай билән һиндистан мунасивитидә,һиндистанға сиясий,мәдәнийәт җәһәттин узун йиллиқ бағлиниши болған тибәтниң барлиқини, 1954 - йили 4 - айниң 29 - күни бейҗиң билән делһи оттурисида сода келишими имзаланғанда, тибәт мәсилисини асас қилғанлиқини билдүриду.

Апторниң әсиридики мәлуматларға асасланғанда, 1949 - йили хитай коммунист партийиси тибәттә “азадлиқ” елип бериш баһаниси билән тибәтни контрол қилишқа башлиған. Бу чағда һиндистан әскәр чиқармаслиққа капаләтлик бәргән. 1950 - Йили корийә урушиниң көләңгүси пәйда болғанда, бейҗиң тибәтни бир қетимдила игиливелиш нийитидә болмай, тибәтләр билән “кеңишиш” ни оттуриға қойған. Хитайларниң күчлүк, еғир бесими астидики дипломатийиси алдида тибәт вәкиләр өмики хитай билән болған 17 маддилиқ бетимгә 1951 - йили 5 - айниң 23 - күни имза қойған. Буниң билән хитайлар тибәттә күчлүк игилик һоқуқиға игә болған. Хитайниң инчикә һилиси билән хитайниң ички қисмида тибәтниң тәғдири бәлгилинип болған. Келишимләрдики мәзмунларға қариғанда, тибәтләрниң өрп - адитигә йәни тибәтниң асасий қануниға һөрмәт қилиш, тибәт җәмийитини иқтисади вә демократик җәмийәт қилип қуруп чиқиш, тибәтләрниң пәйдин - пәй хитай хәлқ җумһурийитиниң қурулмисини қобул қилиши қатарлиқ келишимләр түзүлгән.

Мәзкур 17 бетимниң кейинки тәғдири һәққидә түркийә һаҗи тәпә университетиниң истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм өз қарашлирини баян қилди.

1956 - Йилиниң бешида хитай азадлиқ армийиси тибәтниң шәрқигә кәң көләмдә һуҗум қилип, қирғинчилиқ елип барған. Буниң билән далай лама 1956 - йили һиндистанни зиярәт қилиш баһаниси билән һиндистанға барған. Далай лама, һиндистанни бейҗиң һөкүмитигә бесим қилишқа чақирған. Өзиниң бихәтәрликини көздә тутуп һиндистанда сәргәрдан һөкүмәт қуруп турушни өтүнгән. Бу арида һиндистанниң арилишиши билән, җу енләй билән далай лама делһидики хитай әлчиханисида келишим һасил қилған. Далай лама билән җу енләй оттурисидики келишимдин кейин, мав зедуң тибәттә елип берилидиған “демократик ислаһат”ни йәнә бәш йил арқиға сүрүшкә қошулған. Далай лама тибәткә қайтқан. Буниң билән хитай хәлқарадики дипломатик йүзини сақлап қалған.

Аптор әсиридә бейҗиң һөкүмитиниң тибәттә елип барған сиясити үстидә тохтилип мундақ баян қилиду:

“1959 - йили 3 - айда хитай азадлиқ армийиси лхасада кәң көләмлик қирғинчилиқ елип барди. 3 - Айиң 12 - күни хитай хәлқ қурултийи 17 бетим вә тибәт мустәқилиқини әйиблиди.”

Аптор тибәтниң роһаний даһиси далай ламаниң һиндистанда панаһлиқ тиләш җәрянидики сиясий оюнларниң арқа көрүнүшини төвәндики баянлири арқилиқ толуқ йорутуп бәргән:

“1959 - йили 3 - айниң 26 - күни далай лама һиндистан баш миниситири неһруға хәт йезип өз дөлитидә йүз бәргән сиясий кризис сәвәбидин һиндистанда панаһлиниш тәлипини билдүргән. 4 - Айниң 5 - күни, неһру далай ламаниң хетини тапшурвелип,далай ламаниң қандақ вақтида һиндистанға кәлсә қизғин қарши елинидиғанлиқини билдүргән. Чүнки, сөвет иттипақиниң рәһбири хирошиф москвадики һиндистан баш әлчиси менонға һиндистанниң далай ламани қобул қилишини тапшурған иди. Далай лама һөкүмити һиндистанға барғандин кейин һиндистан һөкүмити улар билән наһайити төвән дипломатик мунасивәттә болди. Сәвәбий һиндистан, хитай мунасивәтигә тәсир йәткүзүп қоюштин әнсириди.

Аптор әсиридә тибәт мәсилисини асасий тима қилиш арқилиқ әйни чағдики сөвет иттипақиниң бир қолида тибәт мәсилисини вә йәнә бир қолида шәрқий түркистан мәсилисини көтүрүп чиқип хитайға һәйвә көрсәткәнликини билдүрүп өткән. Бу нуқтини биз апторниң төвәндики баянлиридин көрәләймиз.

“1959 - йили өктәбирдә хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 10 йиллиқиға қатнишиш үчүн сөвет иттипақи хирошиф вәкилликидики өмәк 10 - айниң 1 - күни бейҗиңда дөләт мурасимиға қатнашти, әмма бейҗиң хирошиф башчилиқидики өмәкни таза қизғин қарши елип кәтмиди. Сәвәби хирошифниң далай лама мәсилисидики позитсийиси, һиндистан билән америкиға қилған зиярити, болупму америка президенти езинхавир билән соғуқ урушлар дәвридики тәнқиди мәсилиләрни қайта тилға елиши вә музакирилишишидин болған.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.