Совет қизил армийисиниң мәхпий архиплири ашкариланди


2007.06.19

Русийә дөләт мудапиә министирлиқи 5 ‏- айда, совет қизил армийисиниң мәхпий архиплирини ашкарилаш буйруқи имзалиған иди. 6 ‏- Айниң 15 ‏- күни, бу буйруқниң рәсмий күчкә игә болудиғанлиқини җакарлиди. 'Америка авази'ниң москвадин хәвәр қилишичә, һазир русийиниң дөләт мудапиә министирлиқи архипханисида, ленинград архипханисида вә питтсбург архипханисида сақлиниватқан совет қизил армийисиниң 1941 ‏- йилидин 1945 ‏- йилиғичә болған арилиқтики 4 милйон парчидин артуқ (һәрбири тәхминән 250 бәттин) мәхпий архип һазир хәлққә ашкара.

Хәвәрдә баян қилинишичә, бу архипларда сталин иккинчи дуня уруши мәзгилидә тиклигән 'қәһриманлар'ниң сири ‏-‏-‏- сталин өзи қирип ташлап, кәйнидин уни 'қәһриман' дәп тәшвиқ қилип абидә тилигән 'вәтән қәһриманлири'ниң сири; сталинниң хитай чоң қуруқлуқиниң шәрқий шимал райониға әскәр чиқиришиниң сири вә уйғурлар үчүн ейтқанда, сталинниң җаң кәйши биләнму, йәнәндики хитай коммунист партийиси биләнму , һәрхил мәхпий алақә бағлап, немә ишларни қилғанлиқиниң сири; хитай коммунист партийисиниң қандақ қилип, тосаттин ғәлибә қилғанлиқиниң сири қатарлиқ сирлар сақлинип ятиду. Һазир совет қизил армийиси архиплириниң ичидә, пәқәт %1 ни тәшкил қилидиған һәрбий сот архиплирини ашкарилаш рәсмийитила техичә пүтмигән.

Совет қизил армийисиниң мәхпий архиплирини тәтқиқ қилиш тарихчилиримизниң һазирқи муһим вәзиписи

Һазир америкида туруватқан тарихшунас доктор қаһар баратниң қаришичә, совет қизил армийисиниң иккинчи дуня уруши мәзгилидики мәхпий архиплирини тәтқиқ қилиш, униңдики әмәлий пакитлар асасида һазирқи заман уйғур тарихидики сирларни ечиш, қараңғулуқларни йорутуш, тарихни тоғра чүшәндүрүш ‏-‏-‏- тарихчилиримизниң һазирқи муһим вәзиписи.

Совет қизил армийисиниң мәхпий архиплири тәтқиқ қилинса, һазирқи заман уйғур тарихидики бир қатар сирлар ечилиду

Тарихшунас доктор қаһар баратниң қаришичә, совет қизил армийисиниң иккинчи дуня уруши мәзгилидики мәхпий архиплириниң ашкарилиниши билән һазирқи заман уйғур тарихидики бир қатар сирлар ечилиши мумкин. У өзиниң мулаһизисидә һазирқи заман уйғур тарихидики бәзи сирлиқ мисалларни тилға алди.

Совет иттипақи билән җаң кәйши, йәнәндики хитай коммунист партийиси вә шәрқий түркистан җумһурийити оттурисида һәрхил иссиқ- соғуқ мунасивәтләр болған

Тарихшунас доктор қаһар баратниң қаришичә, совет иттипақи билән җаң кәйши һакимийити, йәнәндики хитай коммунист партийиси вә шәрқий түркистан җумһурийити оттурисида һәрхил иссиқ вә соғуқ мунасивәтләр болған.

Оттура асия, русийиләрдики уйғур зиялийлириниң тәтқиқатидин үмид зор

Доктор қаһар баратниң қаришичә, совет қизил армийисиниң иккинчи дуня уруши мәзгилидики мәхпий архиплирини тәтқиқ қилиш җәһәттә оттура асия, русийиләрдики уйғур зиялийлириниң тәтқиқатта нәтиҗә қазинишидин үмид зор. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.