Уйғурларда сөйгүниң қиммити
2007.12.19
Уйғурлар әзәлдин сөйгү - муһәббәтни қәдирләйдиған, пүтүн инсанийәтни сөйидиған вә һәр кишигә шу сөйгүниң түрткиси билән муамилә қилидиған илғар хәлқ. Чүнки улар билидуки, сөйгү һаятлиқниң җени, қәлбниң зиннити вә бәхтниң капалитидур. Сөйгүниң қиммитини тонуған әрбаблар "дуняда сөйгү омумлишидиған болса, инсанлар нә адаләткә, нә қанунға муһтаҗ болмиған болатти" дегәникән қәдимдә. Улуғ алим җалалидин румий мундақ дегәникән: "сөйгү аччиқни татлиққа, тупрақни алтунға, кирни саплиққа, кесәлни сақлиққа, түрмини бостанға, ғәзәпни шәпқәткә айландуридиған, төмүрни еритидиған, ташни юмшитидиған, өлүкни тирилдүридиған вә униңға абиһаят бәхш етидиған бир мөҗизидур."
Һәзрити муһәммәд әләйһиссалам сөйгүниң әһмийитини баян қилип, "аллаһ тааланиң нами билән қәсәм қилимәнки, силәр мөмин болмиғичә җәннәткә кирәлмәйсиләр, бир бириңларни сөймигичә мөмин болалмайсиләр" дәп көрсәткән.
Вәтән сөйгүси
Әң шәрәплик вә улуғ сөйгү вәтән сөйгүсидур. Һәқиқий яхши киши өз вәтинигә садиқ болиду. Чүнки инсанлиқниң тәқәззаси вападарлиқни тәләп қилиду.
Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридә турушлуқ алим муһәммәд нияз һаҗим вәтән сөйгүси һәққидә тохтилип йәнә мундақ диди:" виҗданлиқ инсан вәтинини сөйүшни инсанлиқ бурчи дәп билиду. Чүнки инсан характери яхшилиққа яхшилиқ қайтурушни, яхшилиқ қилғанни сөйүшни тәбиий зөрүрийәт дәп тонуйду. Дуняда инсан үчүн униңға иллиқ бағрини ечип, уни түрлүк немәтлири билән күтүвалған, уни барчә яхшилиқлиридин бәһримән қилған, көкси кәң, қойни иссиқ ашу ана вәтинидинму сөйүмлүк бири барму?!
Инсанийәт сөйгүси
Муһәммәд нияз һаҗимниң ейтишичә, инсанларни сөйүш самавий динларниң һәммисидә бирдәк тәрғиб қилинип кәлгән илаһий дәстурдур. Хусусән ислам динида инсанийәт сөйгүси гүзәл әхлақлардин санилипла қалмастин, бәлки ибадәткә ятиду. Инсанлар инсанлиқ етибари билән өз ара қериндашлар, аллаһ талаға бәндичилик етибари билән бир биригә ортақлардур.
Әхлақлиқ адәм кишиләргә уларниң рәңги, тили, ирқи, дини вә вәтәнлириниң охшаш болмиғанлиқи сәвәблик дүшмәнлик мәвқиәсидә болмайду. Чүнки пүтүн инсанлар һәзрити адәмдин, адәм тупрақтин кәлгән. Уларниң арисидики тил, рәң, ирқ пәрқлири пәқәт аллаһ тааланиң чәксиз қудритини вә гүзәл сәнәтлирини көрситидиған берәр аламәтләрдур. "Аллаһниң қудритини намаян қилидиған аламәтләрдин бири, асманларни вә земинләрни яратқанлиқи, тилиңларниң, рәңгиңларниң охшашмиғанлиқидур. Шүбһисизки, буниңда билидиғанлар үчүн ибрәтләр бардур" (рум сүриси).
Муһәммәд нияз һаҗим инсанийәт сөйгүси һәққидә тохтилип йәнә мундақ деди" яхши адәм пүтүн инсанларни уларниң диний айримчилиқидин қәтийнәзәр сөйиду, һөрмәтләйду, уларға ярдәм қилиду вә уларға яхшилиқ тиләйду. Әмма кишиләрниң диниға зиянкәшлик қилған яки уларниң диярлириға хирис қилған залимларни сөймәйду, уларға қарши туриду.
Улардин башқилар дин яки пикир айримчилиқлири сәвәблик мусулманлар үчүн дүшмән саналмайду, бәлки мусулманлар билән инсаний қериндашлардур. Буларға инсаний ярдәмләрни вә яхшилиқларни қилиш гүзәл әхлаққа ятиду. Аллаһ таала қуран кәримдә: "куффарлардин силәр билән уруш қилмиған вә силәрни юртуңлардин һәйдәп чиқармиғанларға кәлсәк, аллаһ силәрни уларға яхшилиқ қилишиңлардин вә уларға адил болушуңлардин тосмайду." Дәп көрсәткән.
Тәбиәт сөйгүси
Муһәммәд нияз һаҗимниң ейтишичә, тәбиәт инсанийәтниң мәнпәәти үчүн яритилған. Униңдин пайдилиниш, уни асраш, уни сөйүш вә қоғдаш гүзәл әхлақлардин санилиду. Әхлақлиқ яхши адәм тәбиәтни сөйиду вә уни асрайду. Тәбиәтниң саплиқини сақлаш инсанларниң тән сақлиқини сақлиши үчүнму муһим болған бир иштур.
Тәбиәтни асрашниң йоли муһит тазилиқиға риайә қилиш вә тәбиәткә қарши әхлақлиқ болуштин келиду. Әхлақлиқ инсан өзиниң мәнпәәти үчүн яритилған бу тәбиәтни чоқум сөйиду. Уни сөйгән икән, әлвәттә уни асрайду. (Тохти)