Сталинниң оғли қандақ өлди? (2)


2007.05.16

Совет иттипақи вә хитай қатарлиқ коммунист дөләтлири тәрипидин пролетарият даһийси дәп тәрипләнгән сталинниң һәқиқий маһийити совет иттипақи йимирилгәндин кейин паш болди. Бүгүнки русийә хәлқи уни коммунистик тузум астида милйонлиған бигунаһ хәлқни түрмиләргә ташлиған, қирғин қилған һәм ханивәйран қилған вәһший диктатор супитидә тонуди.

Русийә вә ғәрб тарихчилири сталинниң һаяти һәм униң йүргүзгән ички-ташқи сиясәтлири һәққидә түрлүк китабларни язди вә тәтқиқат нәтиҗилирини елан қилди. Буларниң бири сталинниң оғлиниң тәқдиригә аит йеңи тәтқиқат нәтиҗилири болуп һесаблиниду.

Сталин уйғурларниң тәқдири биләнму ойнашқан

Иккинчи җаһан урушиниң ахирлашқанлиқиға 60 йилдин ашқан болсиму, лекин һазирғичә инсанийәт қәлбигә чоңқур орунлишип кәткән уруш җараһәтлири сақайғини йоқ. Бәш йилға созулған бу уруш җәряниға мунасивәтлик нурғунлиған вәқәләр, сиясий һилә-нәйрәңләрниң сирлири 60 йиллар өткәндин кейинки бу күнләрдә давамлиқ тәтқиқ қилинмақта.

Совет иттипақи йимирилгәндин кейин , сталин рәһбәрликидики совет иттипақи һөкүмитиниң әйни вақиттики ички вә ташқи сияситигә аит нурғунлиған һәқиқий сирлар паш болушқа башлиди. Болупму, сталинниң балтиқ деңизи бойидики литва, латвийә вә естонийә қатарлиқ җумһурийәтләрни бесивелиши, финландийигә қарши қозғиған уруши, һәмдә германийә билән түзгән уруш қилмаслиқ шәртнамисигә бинаән гитлерниң полшани бесивелишиға қарап туруши шуниңдәк германийигә қарши җәң қилип йеңилип, русийигә киргән 20 миң әтрапидики полша җәңчи - офитсерлирини катин орманлиқида қириветишидәк қилмишлири қатарлиқ көплигән вәқәләрниң сирлири паш болди.

Әлвәттә, сталин уйғур хәлқиниң сиясий тәқдири биләнму мунасивәтлик шәхс. Тарихчилар, сталинниң 1933-34-йиллиридики уйғур мустәқиллиқ инқилабини, җүмлидин шәрқий түркистан ислам җумһурийитини йоқ қилиш вә 40- йилларда уйғурларниң тәқдирини йәнә бир қетим сиясий оюн қарти қилип ойнап , башта шәрқий түркистан инқилаби вә шәрқий түркистан җумһурийитини қоллап , кейин мәқситигә йәткәндин кейин уни қурбан қиливәткәнлики, һәтта инқилабниң дәсләпки рәһбири әлихан төрини тутуп кәткән болса, кейинки рәһбири әхмәтҗан қасими қатарлиқ әрбабларни суйиқәст билән өлтүргәнликини оттуриға қоюшмақта.

Буларниң һәммиси техи ечилмиған сирлар болуп, мәзкур сиясий паҗиәләргә мунасивәтлик сирлиқ һөҗҗәтләр ашкариланған чағдила 20-әсир уйғур сиясий трагедийилириниң һәқиқий сәвәблири паш болғуси.

Узун йиллиқ тәкшүрүшләр

2-Җаһан урушиға аит сирлиқ темиларниң бири сталинниң оғлиниң германийә армийисигә әсиргә чүшкәндин кейинки тәқдири мәсилиси болуп, 60 йилдин буян мәзкур нуқта хәлқара җәмийәтниң көңүл бөлүш вә тарихчиларниң тәтқиқ қилиш темиси болуп кәлмәктә.

Бу мәсилини ениқлашқа сабиқ совет иттипақи вә кейинки русийә , германийә, әнгилийә, америка һөкүмити вә мутәхәссислири көңүл бөлгән болуп, америка дөләт мудапиә министирлиқи буниңдин 4 йил илгири америка дөләтлик архипханисида сақланған сталинниң оғли якоф җугашивелиниң әсиргә чүшкәндин кейин, қечишқа урунғанда герман әскири тәрипидин етип өлтүрүлгәнликигә аит материялларни униң москвада яшайдиған қизиға йәткүзүп бәргән иди.

Русийә һөкүмити буниңдин 12 йил илгири сталинниң оғлиниң өлүм сирини ениқлайдиған бир һәрбий тәкшүрүш гуруппси қурған болуп, мәзкур гуруппа узун йиллар издиниш арқилиқ, ахири бу делодин йәкүн чиқирип, якоф җугашивелиниң әсирләр лагерида әнглийилик әсирләр билән урушуп қелип, өзини әсирләр лагириниң ток симиға уруп өлтүрүвалғанлиқини ашкарилиған.

Бу йәкүнни германийә тарихчиси әләксин әпәндиму қоллиған иди. Лекин, әләксин әпәнди якофниң өзини өлтүрүвелишиниң һәқиқий сәвәбиниң башқичә икәнликини ениқлап чиқип, мәхсус мақалә елан қилған.

Һәр хил қарашлар мәвҗут

Сталинниң оғлиниң өлүм сири һәққидә пәйда болған асаслиқ көз қарашлар төвәндикичә.

1 - Гитлер, уни совет иттипақи тәрипидин әсиргә елинған германийә генераллири билән алмаштурушни мәқсәт қилип, сталин билән содилашмақчи болғанда, сталинниң рәт қилишиға учриған вә ахирида етилған дегән көз қараш.

2 - якоф җугашивели дадисиға қарши чиқип, хаинлиқ қилған вә кейин бәрибир өлтүрүлгән дегәндәк көз қараш.

3 - Германийә тарихчилириниң якоф җугашивели әсирләр лагиридин қачмақчи болғанда, қаравуллуқта туриватқан немис әскири тәрипидин етип өлтүрүлгән дегән йәкүн. Мәзкур йәкүн узундин буян асасий җәһәттин қоллашқа еришип кәлгән иди.

4 - Дадисиниң вәһшиликидин ечинип өзини өлтүрүвалди дегән йәкүн .

5 - якоф җугашивелиниң әсиргә чүшкәнлик вәқәси германлар тәрипидин ойдуруп чиқирилған вәқә дегән қараш.

якоф җугашевили сталинниң биринчи хотунидин йәни грузин аялидин туғулған болуп, у , германийә армийиси совет иттипақиға һуҗум қозғап, үч һәптә өткәндин кейин германийә қошунлириға әсиргә чүшкән . Әйни вақитта, у совет иттипақи 14- танка дивизийисиниң лейтинант дәриҗилик офитсери иди. Дәсләптә, немислар униң сталинниң оғли икәнликини билмигән, кейин улар униң кимликини биливалғандин кейин, йеңи һекайилар башланған. (Үмүдвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.