Архип
2013-01-17
Хитай мәктәплиридә оқуватқан уйғур балиларниң хитай оқутқучи-оқуғучилириниң кәмситишигә, хорлишиға учрап келиватқанлиқи, һәтта ата-аниларниңму бу хил қилмишларға аңсиз һалда ярдәмчи болуватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2013-01-17
Түркийә җумһурийитиниң әң даңлиқ тор гезитлиридин бири болған “һабәр” дә, 1-айниң 16-күни “бу зулум тонуш” намлиқ обзор елан қилинди.
2013-01-17
Шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң илгири сүрүшичә, йеқинқи йиллардин буян шветсийидики уйғур җамаәтчиликиниң қериндаш түрк җәмийәтлири билән болған қоюқ мунасивити вә һәмкарлиқи әмәлий нәтиҗиләрни һасил қилмақта икән.
2013-01-17
Роейтер агентлиқиниң хәвиридә, японийә баш вәзири шинзо абе йәттә йилниң алдида баш вәзирлик тәхтигә олтурғанда тунҗи қетимлиқ чәтәл зияритини хитайдин башлиған иди.
2013-01-17
Мушу айниң бешида қирғиз, өзбек дөләт чеграсида йүз бәргән вақә мәркизий асия районида техи һәл қилинмиған җиддий мәсилиләрниң һелиму бар икәнликини йәнә бир қетим испатлиди.
2013-01-16
Ғулҗиниң хагусән ачал, дегән йеридә олтурушлуқ уйғур пуқралиридин ярмәмәт тудахунниң қамақ җазаси бу йил 9-айда тошиду. Униң аилиси ярмәмәтниң қамақ муддити тезрәк тошуп, сақ-саламәт қайтип чиқишини делиғуллуқ вә тәқәззалиқ билән күтмәктә.
2013-01-16
Бүгүн хәлқарадики нопузлуқ кишилик һоқуқ органлиридин бири болған “әркинлик сарийи” йиллиқ доклатини елан қилип, 2012-йили ичидә дуняда демократийиниң, әркинликниң әмәлийлишиш әһвали, кишилик һоқуқ вәзийитигә алақидар анализлирини оттуриға қойди.
2013-01-16
1950-Йилларда җаллат шең шисәйниң уйғур елидики 12 йилға созулған мустәбит һөкүмранлиқи һәққидә тәйвәндә туруп язған әслимиси хитай чоң қуруқлуқидики коммунистлар һакимийити билән тиркишиш һалитидә туруватқан гоминдаңчилар арисида ғулғула қозғайду.
2013-01-16
“явро-асияниң 2023-йиллиқ нишани” намлиқ әнқәрәдә чақирилған бу илмий учришишқа түркийә, қирғизистан, моңғулийә, афғанистан, сүрийә, ирақ вә танзанийә қатарлиқ дөләтләрниң башлиқлири билән академик хадимлири қатнашти. Йиғинда явро-асияда бирлик вә иттипақлиқниң муһим икәнлики мәркизий нуқтиға айланди.
2013-01-16
Түркийиниң мухалип партийилиридин бири болған җ һ п, йәни, җумһурийәт хәлқ партийисиниң рәиси камал қиличдар оғли, х к п, йәни хитай коммунистлар партийисиниң тәклипигә бинаән 2013-йили 1-айниң 12-күни башлиған хитай зияритини давам қиливатиду.
2013-01-15
Хитай һөкүмитиниң “қош тил маарип сиясити” намида елип бериватқан хитайчилаштуруш сиясәтлири уйғур тили вә миллий кимликигә тәһдит селипла қалмай, әвладларниң тил вә илим игилишигә, нормал үсүп йетилишигиму аз болмиған сәлбий тәсирләрни елип келиватқанлиқи мәлум.
2013-01-15
Нобел тинчлиқ комитети билән рафто кишилик һоқуқ җәмийитиниң бирликтә тәшкиллиши арқисида нобел вә рафто кишилик һоқуқ мукапати саһиблири осло шәһиригә җәм болди.
2013-01-15
Икки күндин бери хитайда рәсмий зиярәттә болуватқан түркийә җумһурийәт хәлқ партийиси рәиси кәмал қиличдароғлу зиярәт давамида хитай һөкүмити вә компартийиси даирилири билән айрим-айрим көрүшүштә болди вә уларниң һәдийилирини қобул қилди.
2013-01-15
Уйғурлар ичидин чиққан иқтидарлиқ алим муһәммәд салиһ һаҗимниң һеммәт қилиши билән қуран кәриминиң дәсләпки уйғурчә тәрҗимиси 1986-йилидин башлап уйғурлар арисида кәң тарқилип, қизғин алқишлинип кәлгән иди.
2013-01-15
Японийидә тонулған хитай ишлири тәтқиқатчиси аояма японийиниң кобе шәһиридә туғулған. Васеда университетини тамамлап, “кйодо хәвәрлири” дә журналист болған. Һазир “митсубиши сого кенкйоҗо” тәтқиқат мәркизиниң мәсули вә баш тәтқиқатчиси. У кинки университетиниң тәклиплик профессори.