Архип
2008-10-02
Америка һөкүмити оттуриға қойған вал - стрет кризисини қутқузуш пилани америка кеңәш палатасида аваздин өткән болуп, әмма бу қарарға дөләт мәҗлиси қандақ инкас қайтуриду буниси техи намәлум. Мәлум болушичә мәзкур пилан бу һәптә америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлидикән.
2008-10-02
Америка ташқи ишлар министирликиниң хәлқара бихәтәрлик мәслиһәт комитети ISAB америка ташқи ишлар министиригә бихәтәрлик вә хәлқара мәсилиләрдә мәслиһәт беридиған һөкүмәт қармиқидики юқири дәриҗилик тәтқиқат оргини болуп, мәзкур орган йеқинда хитайниң һәрбий тәрәққияти вә америка бихәтәрликигә елип келидиған тәһдиди тоғрисида доклат тәйярлиған.
2008-10-02
Пүтүн дуня мусулманлири шат - хурамлиқ ичидә рози һейт өткүзүватқан күнидә уйғурлар йәнила җапа мушәққәт ичидә рози һейтини кәч болсиму қутлуқлашқа тиришмақта. Түркийиниң нопузлуқ гезитлиридин сабаһ гезитидә `рамизан мусулман уйғурларға йәнә зәһәр болди` мавзулуқ мақалә елан қилинди.
2008-10-02
Әссаламу әләйкум, айимиңлар мубарәк болсун! дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар, җайлардики уйғур җәмийәтлириниң уюштуруши билән вә яки әтраптики уйғур вә башқа мусулман қериндашлар билән биргә мубарәк роза һейтни хошал хорам күтүвалди.
2008-10-02
Уйғурлар әзәлдин өзлири диний етиқадини қоғдаш вә өзлири мәнсуп болған динға садақәт бағлашта әң алдинқи хәлиқтур. Дуняда әрәб миллитидин башлап ислам диниға мәнсуп болған хәлқләрниң ичидә башқа динларға етиқад қилидиған аз санлиқлар бар туруп, уйғурларда мусулман болған тарихидин башлап башқа динға етиқад қилидиған бирму уйғур йоқлиқиму уйғурларниң өзлириниң диний етиқадини қоғдашта вә әҗдадлириниң әнәнисигә варислиқ қилишта нәқәдәр мунәввәр бир милләт икәнликини көрситиду.
2008-10-01
Дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар роза һейт тәнтәнисигә чөмгән минутларда, уйғур ели мусулманлири роза һейтни өз вақтида тәбрикләшкә мувәппәқ болалмиған.
2008-10-01
Һәр йили 1 - өктәбир күни йәни хитай дөләт байрими күни дуняниң бир қисим дөләтлиридә яшайдиған муһаҗирәттики уйғурлар шу әлләрдики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүшни бир адәткә айландурған.
2008-10-01
Бүгүн 10 - айниң 1 - күни хитай хәлқ җумһурийити рәсми қурулған күн. Дуня уйғур қурултийи бу күнни матәм күни елан қилип, уйғурларни хитайниң һәрқайси дөләтләрдики әлчиханилириниң алдида намайиш қилиш, баянат елан қилиш, мухбирларни күтүвелиш йиғинлири өткүзүш арқилиқ наразилиқ билдүрүшкә чақирған иди.
2008-10-01
Бүгүн роза һейт, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур мусулманлири бу һейт байримини қизғин тәбриклимәктә, җүмлидин түркийиниң истанбул шәһридә яшаватқан уйғурларму роза һейтни қизғин күтүвалди.
2008-10-01
Хитайниң җамаәт хәвпсизлик министирлики дөләт байримини қоғдаш тоғрисида мәхсус уқтуруш тарқитип, 'җәмийәттә һәрхил зиддийәтләр мурәккәпләшти, һазир җәмийәтниң муқимлиқини сақлаш җәһәттә вәзийәт йәнила наһайити кәскин,' дәп көрсәткән.
2008-10-01
Һаялиқ болуш инсан тәбиитиниң маһийитини көрситип беридиған тоғра мизан. У бизгә шу кишиниң иманиниң вә әдәп - әхлақиниң қанчилик дәриҗидә икәнликини йорутуп бериду.