Архип
2008-10-21
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи бүгүн, иккинчи түркүмдә террорчи дәп бекиткән шәрқи түркистан күчлириниң тизимликини елан қилди.
2008-10-21
20 - Өктәбир дүшәнбә күни кәчқурун, америка әрзийәт соти гуәнтанамо уйғур тутқунлирини қоюп бериш қарари үстидин америка һөкүмити өз мәһкимисигә сунған әрзини қобул қилип, уйғур тутқунлириниң дәрһал қоюп берилишини вақтинчә тохтитип қойди.
2008-10-21
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим сәйшәнбә күни, америкиниң North Caroline шитатидики Davidson College университетиниң мәхсус тәклипигә бинаән, мәзкүр университеттики оқутқучи вә оқуғучиларға уйғурлар вә уларниң һазирқи вәзийити һәққидә доклат бәрди.
2008-10-21
Америкиниң президент сайлимида қайси кандидатниң ғәлибә қилидиған 11 - айниң 4 - күни мәлум болиду. Шу күндә чиқидиған хуласә пүтүнләй дөләт пуқралири ташлиған беләт саниға бағлиқ. Буниңға йәнә икки һәптә қалди.
2008-10-21
6 - Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк тили қурултийи 10 - айниң 20 - күни түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһиридә рәсмий башланди. Қурултайниң ечилиш мурасимиға түркийә җумһурийәт рәиси абдуллаһ гүл, баш министир рәҗәп тайип әрдоған, дөләт министири мәмәт айдин қатарлиқлар қатнашти.
2008-10-21
Оттура асия әллиридә , хитайниң уйғур илидики сияситигә қарши чиққанлиқи түпәйли қолға елиниш хәвпигә дуч кәлгән вә шу түпәйли юртини тәрк етишкә мәҗбур болған уйғур мусапирлириниң сани күнсери көпәймәктә.
2008-10-20
Японийиниң җәнубидики кагошима хәлқара университетида оқуп, докторлуқ унваниға еришкән қутлуқ қадир 16 - өктәбир күни мәзкур университетта " мәһмуд қәшқәри вә тунҗи уйғур дуня хәритиси" мавзулуқ илмий доклат бериш паалийити өткүзди.
2008-10-20
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң 60 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән 10 - айниң 19 - күни америка калифорнийә штатиниң сенйего шәһиридә 12 дөләттин кәлгән 700 дин артуқ кишилик һоқуқ җәңчилири бир чоң паалийәт өткүзди.
2008-10-20
Уйғур районлуқ партком секритари ваң лечүән үч хил күчләргә қарши һәрикәтни һаят - маматлиқ күрәш дәп атиғандин кейин, рәис нур бәкри исламий саһәни үч хил күчләргә қарши һәрикәтниң алдинқи сепи дәп көрсәткән вә уйғур районида диний саһәгә қарита бир қатар чәклимиләрни йолға қойған иди.
2008-10-20
Хитай бейҗиң олимпик йиғини мунасивити билән чиқарған "чәтәллик мухбирларниң хитайдики ахбарат хизмәт қаидиси"гә даир бәлгилимә әткәс болушқа аз қалғанда, мәзкур бәлгилиминиң узартилғанлиқини җакарлиди.
2008-10-20
Америка уйғур бирләшмисиниң сабиқ рәиси, адвокат нури түркәл әпәнди йеқинда америкидики West Point университетида , һәрбий офитсер вә оқуғучиларға америка - хитай мунасивити шуниңдәк уйғур даваси һәққидә мәхсус нутуқ сөзлигән.
2008-10-20
Дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди, д у қ ниң японийидики вәкили, японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илһам мәхмут әпәндиләр японийиниң токйо шәһридики такусоок университетида өткүзүлгән хәлқаралиқ йиғинға қатнашти.
2008-10-17
Гуантанамодики уйғур мәһбуслар делоси нөвәттә америкиниң алақидар тармақлири тәрипидин җиддий музакирә қилинмақта. Мәлум болушичә, түнүгүн йәни 16 - өктәбир күни чүштин кейин, делоға алақидар һәр икки тәрәп вашингитон оттура сотиға өзлириниң материяллирини тапшурған.
2008-10-17
Бу йилдин башлап, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан қош тиллиқ маарип сияситиниң асаслиқ нишани, уйғур елиниң барлиқ наһийә, йеза,кәнтлиригичә қош тиллиқ йәсли қурушқа қаритилди.
2008-10-17
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати унәско ( пән - мәдәнийәт башқармиси ) 2008 - йилини мәхмут қәшқири йили елан қилғандин кейин дуняниң һәрқайси җайлирида мәхмут қәшқири һәққидә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинлири чақирилмақта.