Архип
2008-10-15
14 - Өктәбир күни канадада өткүзүлгән омуми сайламда, һакимийәт бешидики консерватип партийиси парламенттики 308 орунниң 143 ни қолға кәлтүрүп, һөкүмәт қуруш һоқуқиға еришти вә консерватип партийисиниң рәһбири степһен һарпер канада федерал һөкүмитиниң баш министирлиқиға қайтидин сайланди.
2008-10-14
Әнглийилик тарихчи вә журналист әндй вортиңтон 2006 - йилдин башлап өз диққәт нәзирини америкиниң гуәнтанамо һәрбий базисиға қамалған мәһбусларға ағдурған һәмдә 2007 - йили " гуәнтанамо һөҗҗәтлири: америкиниң қанунсиз түрмисидики 774 мәһбусниң һекайиси" намлиқ бир китаб нәшр қилдурған болуп, у бу китабта гуантанамодики уйғур тутқунлар һәққидиму хели көп тохталған.
2008-10-14
Канадада чиқидиған йәр шари почтиси гезити, хитай түрмисигә қамалған канада пуқраси һүсәйин җелилниң өткән һәптиниң ахири 75 яшлиқ аниси салихан вә ачиси хәйригүл билән көрүшкәнликини елан қилип, нөвәттә һүсәйин җелилниң саламәтлик әһвалиниң наһайити начар икәнликини ашкарилиди.
2008-10-14
Мәркизи лондонға җайлашқан хәлқара қәләмкәшләр җәмийити, тутқун мәһбубә абләш һәққидә өткән һәптә б д т ниң мунасивәтлик органлириға доклат йоллиди.
2008-10-14
Америкида хитайчә чиқидиған 'дуня һәптилик гезити' дә елан қилинған хитай йемәклири һазир дуняда мислисиз кризис ичидә' мавзулуқ бир йирик мақалидә баян қилинишичә, 'хитайлар һәр қанчә чидамлиқ болсиму, әвладлириниң сүт ичип аста характерлик зәһәрлиниватқанлиқиға чидашлиқ берәлмиди.
2008-10-14
Б д т органлири 2008 - йилини мәхмут қәшқири йили елан қилғандин бери мәхмут қәшқириниң қәбрисигә берип зиярәт қиливатқан кишиләрниң сани көзгә көрүнәрлик дәриҗидә көпәйгән.
2008-10-14
Хәлқ тәрипидин 'төмүр ана' дәп аталған һөрнисахан 8 балиниң аниси болуп, бу аддий, әмма улуғвар аилә аялиниң алтә оғли хитайға қарши күрәшкә қатнашқан. Һөрнисаханниң бешиға кәлгән еғир күлпәтләр, бир тәрәптин ғулҗа хәлқини қайғуға чөмдүргән болса, йәнә бир тәрәптин иптихарландурған.
2008-10-13
Хитай коммунист партийисиниң йәр түзүми ислаһати елип беришни музакирә қилған 3 - омумйиғини 10 - айниң 9 - күни бейҗиңда башлинип 12 - күни аяқлашти. 4 Күнлүк йиғинниң муһим ноқтиси болған 'деһқанларниң йәрни сетиш яки өтүнүп бериш һоқуқи' мәсилиси һәққидә һечқандақ ениқ қарар чиқирилмиған.
2008-10-13
Келәр йили, 1989 - йили 6 - айниң 4 - күни йүз бәргән тйәнәнмен демократийә һәрикити бастурулғанлиқиниң 20 йиллиқидур. Чәтәлдики хитай демократлири мәзкур вәқәниң 20 йиллиқи мунасивити билән йәр шари характерлик зор көләмлик хатириләш паалийити уюштуруп, тйәнәнмен вәқәсини ақлаш, вәқәгә қатнашқанларға кәчүрүм елан қилиш тоғрисида хитай даирилиригә бесим ишлитишни пиланлимақта.
2008-10-13
Хитайда әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң көпинчиси әң дәсләп, хитайниң йүннән районидики зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр шуниңдәк хенәнниң йезилиридики қан сатқучилар арисидила болуп, " тәбиәт дуняси " журнилида елан қилинған тәтқиқат доклатида ейтилишичә, нөвәттә әйдиз хитайниң һәммә йеригә дегидәк кәң тарқалған.
2008-10-13
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 2008 - йилини мәһмут қәшқәри йили қилип бекиткән болуп, бу мунасивәт билән түркийә қатарлиқ бир қисим түркий җумһурийәтлиридә түрлүк хатириләш паалийәтлири өткүзүлгән.
2008-10-13
Уйғур миллитиниң диний вә миллий әхлақида, аниниң һөрмитидин зиядә һөрмәтниң болмайдиғанлиқи һәммигә аян. Лекин аниларниң қиммити пәрзәнт үчүн сәрип қилған меһнәтлиригә беқип әмәс, бәлки пәрзәнтиниң бу ана меһнитигә қайтурған җаваплириға беқип пәрқлиқ болиду.
2008-10-13
10 - Өктәбир күни норвегийиниң пайтәхти ослода 2008 - йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға еришкүчини илан қилди. Гәрчә уйғурлар бу йилму нобел тинчлиқ мукапатиниң илан қилинишни үмидлик көзлири билән күткән болсиму, нобел тинчлиқ мукапати уйғурларниң тонулған инсан һәқлири паалийәтчиси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимға мәнсуп етилмиди.
2008-10-13
Уйғур мәсилисиниң хәлқара мәтбуатларда давамлиқ һалда тилға елинишиға әгишип, уйғурлар һәққидики нәширият ишлириму барғансери көпәймәктә. Йеқинда түркийиниң истанбул шәһридики байрақ нәширияти тәрипидин "доғу түркистан чин мустәмликиси" йәни "шәрқий түркистан хитайниң мустәмликиси" намлиқ китаб нәшир қилинди.
2008-10-10
Һазир бейҗиңда ечиливатқан хитай коммунист партийисиниң үчинчи омумйиғинда хитай мәркизи һөкүмитиниң қолланған аталғуси буйичә ейтқанда, 'йәр түзүми ислаһати' мәсилиси музакирә қилиниватиду.