Архип
2008-12-29
Хитай демократчилири мушу айниң бешида, 2008 низамнамисини елан қилип, хитайда сиясий түзүлмә ислаһатини тәләп қилғандин кейин, хитай ичи - сиртида бу һәқтә көплигән талаш - тартишлар келип чиқти.
2008-12-29
Австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси, узун мәзгил ғулҗа шәһиридә оқутқучилиқ қилип, кейин австралийигә йәрләшкән зиялий һүсән әпәнди йеқинқи йиллардин буян уйғур ели вә чәтәлләрдә нәшир қилинған бир қисим тарихий китабларни оқуғанлиқи шуниңдәк йәнә бир қисим чәтәлликләр вә уйғур әрбаблириниң өткән әсирдә болуп өткән сиясий һәрикәтлириниң йәни икки қетим қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң мәйданға келишидики сәвәблирини ноқул һалда пәқәт миллий зулумға бағлишиниң тоғра әмәсликини оттуриға қойди.
2008-12-29
Канаданиң торонто шәһиригә орунлашқан хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә көңүл бөлидиған кишилик һоқуқ бирләшмиси алдинқи һәптидә, мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзүп, һәмдә канада баш министири степһен һарпер, ташқи ишлар министири лаврәнке каннон вә һәр қайси өктичи партийиләрниң рәһбәрлиригә мәктуп йоллап, улардин, кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа "2008 низамнамиси" ни қәләмгә алғанлиқи үчүн тутқун қилинған, охшимиған сияси көз қараштики язғучи лю шавбони қоюветишкә вә хитай пуқралириниң "2008 низамнамиси"ни әркин муназирә қилиши вә имзалишиға йол қоюшқа хитай һөкүмитигә бесим ишлитишни тәләп қилған иди.
2008-12-29
Түркийиниң "йеңи шәпәқ" гезитиниң 12 - айниң 20 - күнидики санида, "һәқсиз хитай саяһити" мавзулуқ хәвәр елан қилинди. Хәвәрдә нобел мукапати комитети әзалиридин бәзи кишиләрниң хитайға тәклип қилинғанлиқи вә бу кишиләрниң пүтүн чиқимлириниң хитай һөкүмити тәрипидин берилгәнлики илгири сүрүлгән.
2008-12-29
Һиҗрийә йилнамиси ислам йилнамиси дәпму атилиду. У әслидә әрәбләрниң йил, ай вә күнләрни айниң һәрикити бойичә һесаблайдиған қәмәрийә йилнамиси асасида барлиққа келип, һиҗрәт ( муһәммәд әләйһиссаламниң мәдинигә көчкән) йилини баш йил қилған бир хил йилнамә болуп, ислам дини арқилиқ дуня мусулманлири арисида омумлашқан бир хил йилнамидур.
2008-12-26
Өткән һәптә үрүмчидики бир түркүм яшлар үрүмчидики алий мәктәп оқуғучилирини намайишқа тәшкилләш үчүн һәрикәт елип барған.
2008-12-26
Д у қ мәхсус адәм бәлгиләп вә көп күч сәрип қилип, 2009 - 2010 - йиллиқ календарини нәшир қилдурди. Календар инглиз вә уйғур тилида нәшир қилинған болуп, таш вариқиға икки тилда "мәхмут қәшқириниң дуняға кәлгәнликиниң 1000 йиллиқини хатирләймиз", дәп йезилған.
2008-12-25
Сиясий түзүлмә ислаһати үчүн дәрһал тәдбир елиш, демократик сайлам арқилиқ хәлқ ирадисигә вәкиллик қилидиған парламент қуруп чиқиш, әдлийә орунлирини мустәқил қилиш вә федерал җумһурийәт қуруш арқилиқ миллий мәсилиләрни бир тәрәп қилиш қатарлиқ тәләпләр оттуриға қоюлған вә 300 дин артуқ хитай зиялийси тәрипидин имзаланған 2008 хартийиси хитайдики тор бәтләрдә елан қилинғандин кейин, мәзкур чақириққа қол қойған хитай зиялийлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң бәзилири сорақ қилинған , бәзилири болса сақчилар тәрипидин тутулған иди.
2008-12-25
Белгийә уйғур җәмийити 2008 - йили 28 - ноябир күни белгийә һөкүмитиниң тәстиқиға еришип қануний тәшкилатқа айланғандин кейин, тунҗи паалийитини " мәһмуд қәшқири йили "ни хатириләшкә беғишлиған.
2008-12-25
Қазақистандики атақлиқ уйғур рәссам һашимҗан қурбануф йеқинда, қазақистан президенти нурсултан назарбайифниң пәрмани билән дөләтлик мукапат һесаблинидиған " қазақистанниң хизмәт көрсәткән әрбаби" мукапатиға еришкән.
2008-12-25
23 - Декабир күни бишкәк шәһиридә қирғизистан уйғур җәмийити йиғин ечип, мәһмут қәшқәри уйғур путбол командиси қурулғанлиқиниң бәш йиллиқини хатириләш мурасими өткүзди.
2008-12-25
Йеқинқи йиллардин бери чәт' әлдә яшаватқан уйғурлар нәшриятчилиққа алаһидә әһмийәт бәрмәктә. Уйғурлар пүтүн имканлирини сәпәрвәр қилип, нәшриятлар қуруп һәр хил китабларни нәшир қилмақта.
2008-12-25
Канада даирлири, канада һөкүмитиниң әң назук оргиниға орунлашқан бир нәпәр хитай аялни хитай һөкүмитигә җасуслуқ қилиш қилмишлири билән җиддий тәкшүрмәктә.
2008-12-25
Йеқинқи заман тарихида уйғур елидә башланған йеңи исламий ойғиниш һәрикитиниң асас салғучилиридин бири болған, уйғур пәрзәнтлириниң пакистан, сәуди әрәбистани вә мисир қатарлиқ ислам мәмликәтлиридики али билим юртлирида илим тәһсил қилиш йолини ачқан, атақлиқ диний алим, мәшһур җамаәт әрбаби мәрһум муһәммәд абдулла мәхсум һаҗимниң оғли вәтәнпәрвәр яш алим абдуҗелил туран әпәндиниң тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин "ислам динидики һалал - һарам, мусулманлар үчүн чәкләнгән ишлар " намлиқ әсәр нәширдин чиқти.
2008-12-24
Пәйзиватниң қошават йезилиқ партком секретари ли һәққидики хәвәр муһаҗирәттики уйғур зиялийлири арисида күчлүк ғулғула пәйда қилди.