Архип
2008-12-22
Йеқинда егилигән учурларға қариғанда, хитай һөкүмити уйғур елидә елип бериватқан " үч хил күчләргә зәрбә бериш һәрикити" җәрянида нурғунлиған бигунаһ уйғур яшлирини тутқун қилған.
2008-12-22
Д у қ ниң йолйоруқи буйичә 2008 - йили ахирлишип 2009 - йили кирәй дәп қалған бүгүнки күндә йәни 22 - декабирда түркийиниң ғәрбий шималиға җайлашқан яврупа билән асия қитәсини бир - биридин айрип туридиған чанаққәлә вилайитидә әтигәндин ахшамғичә `шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни` темисида доклат бериш паалийити өткүзүлгәндин башқа, муһим учришишлар елип берилған.
2008-12-22
2008 - Йили 20 - декабир күни, явропа - асия түрк җәмийәтлири бирләшмиси тәрипидин "түрк дунясида инсан һәқлири дәпсәндичилики" дегән темида йиғин өткүзүлди.
2008-12-19
Америка пайтәхти вашингитондин тарқитиватқан әркин асия радио долқунлирида уйғурчә аңлитиш башланғандин буянқи он йил мабәйнидә, истансимиз, ой - пикри, арзу - арманлирини дуняға аңлиталмайватқан уйғур хәлқиниң сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий вәзийити, мәдәний,маарип, етиқад, сақлиқ һәм муһит мәсилилирини дуняға аңлитип кәлмәктә.
2008-12-19
Хитайниң мунасивәтлик органлири елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, хитай санаәт мәһсулат миқдарлири 11 - айда 10 - айдикидин 2.8 Пирсәнт төвәнлигән.
2008-12-19
"Вақит" гезитиниң 12 - айниң 16 - күнидики санида, гезитниң әнқәрәдики мудири мустафа өзгүр әпәндиниң дуня уйғур қурултийи баш секретари долқун әйса әпәнди билән елип барған зиярити елан қилинди.
2008-12-19
Қазақистанда паалийәт елип бериватқан җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизиниң тәшкиллиши билән 18 - декабир күни алматадики қуддус ғуҗамяроф намидики уйғур тиятирида уйғур алими мәһмут қәшқириниң 1000 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди.
2008-12-19
Канадада чиқидиған "макләанс" журнилида елан қилинған "хитайниң ғәрбидики уйғурлар " намлиқ узун мақалидә, хитай даирилириниң уйғур районидики нефит вә тәбиий байлиқларни ечиш сияситиниң хитай көчмәнлирини бу районға көчүрүш үчүн бир пурсәт болғанлиқи үстидә тохтилиду.
2008-12-18
Америка пайтәхти вашингтонда тарқитиватқан әркин асия радио долқунлирида уйғурчә аңлитиш башланғандин буян, қисқиғина бир саәтлик программиси арқилиқ авази, ой пикри, арзу - арманлирини дуняға аңлиталмайватқан уйғур хәлқиниң авазини дуняға яңритиш, йәни уйғурларниң сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий вәзийити, мәдәний, маарип, етиқад, сақлиқ һәм муһит мәсилилири һәққидә чин учурларни игиләп дуняға аңлитиш билән бир вақитта йәнә, уйғурларға һәм дуня учурлирини йәткүзүшни давамлаштуруп кәлмәктә.
2008-12-18
Явропа парламентиниң әң юқири кишилик һоқуқ мукапати - сахароф мукапатиға еришкән хитай түрмисидики кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җяни мукапатлаш мурасими, чаршәнбә күни, явропа парламентиниң стирасбургдики бинасида өткүзүлди.
2008-12-18
18 - Декабир күни хитайда ислаһат вә ечиветиш йолға қоюлғиниға 30 йил толған күн. Бу мунасивәт билән хәлқ қурултийи залида сөз қилған хитай президенти ху җинтав, хитай компартийисиниң рәһбәрлик орниниң мәңгүлүк әмәсликини билдүргән.
2008-12-18
Авғуст ейида кучарда йүз бәргән һөкүмәт органлириға қаритилған һуҗумдин кейин, хитай һөкүмити бу районларға қаритилған контрол қилиш, бастуруш, тутқун қилиш, назарәт қилиш һәрикитини күчәйткән.
2008-12-18
Канадада чиқидиған нопузлуқ сиясий характердики "маклеанс"журнилиниң тор бетидә, "хитайниң ғәрбидики уйғур аптоном райони" намлиқ бир мақалә елан қилинди.
2008-12-18
Алдинқи һәптидә қирғизистанниң пайтәхти бишкәк шәһиридә уйғурларниң иттипақ җәмийитиниң тәшкиллиши билән мәһмут қәшқәри туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқиға беғишланған хатириләш паалийити өткүзүлгән болуп, буниң ичидә мәһмут қәшқәри вә униң дәври тоғрисидики илмий муһакимә йиғини муһим вә әһмийәтлик болған.
2008-12-18
"Рабийә қадир һәққидә дастан" дегән китаб мәркизи германийидики шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң башқурушидики азадлиқ нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшир қилинди.