Архип
2008-12-15
Португалийә һөкүмити йеқинда явропа иттипақиға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириға хәт йезип, гуантанамодики дөлитигә қайталмайдиған тутқунларни явропа әллиригә қобул қилиш, америкиниң гуантанамо лагерини тақишиға ярдәмдә болушни тәклип қилған иди.
2008-12-15
Хитайниң қәшқәр вилайәтлик партком сиясий - қанун комитетиниң муқимлиқни сақлаш ишханиси йеқинда сақчи, малийә, саяһәт қатарлиқ һәр қайси тармақларға чүшүргән "һазир җәмийәтниң муқимлиқиға тәсир йәткүзүватқан алаһидә мәсилиләрни тәкшүрүш һәққидә уқтуруш" дегән һөҗҗитидә, һәр қайси тармақларға 'муқимлиқ'қа тәсир йәткүзүдиған һәр қандақ юшурун амилларни өз даирисидә тәкшүрүп тепип, уни йоқ қилишни орунлаштурған.
2008-12-15
"Әгәр җуңго растинла 56 милләтниң чоң аилиси болса, бу аилиниң әзалири чоқум баравәр болуши керәк. Әпсуски җуңгода милләтләр баравәр әмәс; шинҗаңда вәзийәт техиму шундақ."
2008-12-15
Өткән әсирниң 30 - йиллирида қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар инқилабий һәрикәтләргә вә сабит дамолла рәһбәрликидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға биваситә иштирак қилған муса әпәнди өзиниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ әслимә китабида йәнә қәшқәрниң төмүр ели тәрипидин азад қилинғандин кейин йүз бәргән бир қатар вәқәләрни язиду.
2008-12-15
Өткәнки программимизда түркийә тил тәтқиқат идариси сабиқ башлиқи ғази университети оқутқучиси түрколог проф. Др. Ахмәт биҗан әрҗиласунниң 11 - айниң 12 - күни әнқәрәдә өткүзүлгән `мәһмут қәшқириниң туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән мәһмут қәшқири вә уйғурлар` мавзулуқ илмий муһакимә йиғинида қилған сөзини аңлатқан идуқ.
2008-12-15
Алдинқи һәптә шветсийә телевизийисидә гуантанамо түрмисисдин қоюп берилип албанийигә орунлаштурулған,һазир шветсийә һөкүмитидин панаһлиқ тиләп туруватқан адилниң панаһлиқ илтимаси һәққидә муназирә болуп өтти.
2008-12-12
1985 - Йили 12 - декабир партлиған, онларчә алий мәктәптин 15 миңға йеқин оқуғучи яшлар қатнашқан, тәртиплик, тинч йол билән елип берилған бу зор көләмлик оқуғучи яшлар һәрикитини, уйғур дияри йеқинқи заман тарихидики демократик күрәшниң башлиниш нуқтиси шундақла йеңи бир миллий ойғинишниң чоқан кәби ипадилиниши дәп ейтишқа болатти.
2008-12-12
Мәркизи милләт университетиниң оқутқучиси, " уйғурлар сәптә " намлиқ тор бетиниң башқурғучиси, иқтисадшунас илһам тохти әпәнди, өткән айниң 20 - күни явропа иттипақиниң бейҗиңдики вакаләтханисида уйғур мәсилиси һәққидә ликсийә сөзлигән.
2008-12-12
Йеқинда хитайда язғучилар, алимлар вә адвокатлардин 300 дин артуқ адәм 'икки миң сәккизинчи йил хатириси' дәп аталған асасий қанун ролини ойнайдиған бир һөҗҗәтни лайиһиләп, имза қоюп пүтүн мәмликәткә тарқатқан иди.
2008-12-12
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди йетәкчиликидә, алмутадики уйғур җамаити 10 - декабир күни җәм болуп, дуня инсан һәқлири күнини хатириләш паалийити елип барған.
2008-12-11
Һазир хәлқарада мәшһур зиялийлар, тәтқиқатчилар вә профессорларниң хитайдики һазирқи риал мәсилиләргә асасән, оттуз йиллиқ ислаһатниң нәтиҗиси немә? хәлқ алидиған савақ немә? хитайда буниңдин кейин қандақ өзгириш болиду? дегән темилар буйичә елип бериватқан мулаһизилири, мәсилиләр буйичә қилишиватқан бәс - муназирилири давамлишиватиду.
2008-12-11
12 - Айниң 10 - күни хәлқара инсан һәқлири омуми баяннамиси елан қилинғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш мунасивити билән германийә уйғурлириму һәр қайси әлләрдики уйғурларға охшаш хитай зулмиға қарши идийилирини ипадиләп, хитайниң миюнхендики консулханиси алдида намайиш елип барди.
2008-12-11
Дүшәнбә күни әтигәндә хитайниң икки чарлиғучи парахоти шәрқи деңиздики сәнкаку арилида 9 саәт чарлаш елип барған. Игилик һоқуқи хитай, японийә, тәйвән арисида талишилип келиватқан бу арал тәрәпләр арисида йәнә бир қетимлиқ кризисқа сәвәб болмақта.
2008-12-11
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән - маарип комитети 2008 - йилини мәхмут қәшқири йили елан қилғандин кейин, дуняниң һәр қайси җайлирида мәхмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән мәхмут қәшқири вә түркий тиллар дивани һәққидә илмий муһакимә йиғинлири вә һәр хил хатириләш паалийәтлири өткүзүлмәктә.
2008-12-11
Қирғизистанниң пайтәхти бишкәк шәһиридә, уйғур иттипақ җәмийитиниң тәшкиллиши билән 11 - әсирдә өткән бүйүк уйғур алими мәһмут қәшқириниң туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди.