Архип
2008-04-30
Америкидики хәлқара ениргийә мәслиһәт ширкитиниң мутәхәссиси Michael Lelyveld йеқинда, хитайниң шинҗаңдики ениргийә әндишиси намлиқ бир доклат тәйярлиған. Доклат бүгүн радиомизниң ингилизчә хәвәр торида елан қилинди.
2008-04-30
Хитай даирилириниң, март ейида бир уйғур қизниң хитай йолочи айропиланини партилитишқа урунғанлиқи вә уйғур мустәқилчилириниң бейҗиң олимпик йиғиниға қарши террорлуқ һуҗуми пиланлиғанлиқи һәққидики баянлиридин кейин, хитай ичидики тор бәтләрни, уйғурларға қарши өчмәнлик һессияти ипадиләнгән мақалиләр қаплап кәтти.
2008-04-30
Бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш сепигә сәйшәнбә күни америкидики йәһуди тәшкилатлар қошулди. Шу күни америка йәһуди тәшкилатлиридики мәшһур шәхсләр чақириқнамә елан қилип, бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилишни тәләп қилди.
2008-04-30
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, корийә сақчи даирилири нәқ мәйдандин алған синалғу лентилирини бир - бирләп тәкшүрүш үчүн бир гуруппа тәсис қилған болуп, улар тәкшүрүш арқилиқ қалаймиқанчилиқ җәрянида бир сақчини урған бир нәпәр хитай оқуғучини қолға алған.
2008-04-30
19 - Апрелдин 24 - апрелғичә германийә пайтәхти берлинда өткүзүлгән "уйғур рәһбәрлирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири бойичә тәрбийиләш курси" һәмдә д у қ иҗраийә комитетиниң кеңәйтилгән йиғиниға қатнишиш үчүн кәлгән д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң икки һәптилик германийә зиярити 29 - април күни нәтиҗилик ахирлашти.
2008-04-30
30- Април күни чүштин бурун японийиниң токйо шәһридики асасий қанун мәһкимисиниң залида тибәт вә шәрқий түркистандики инсан һәқлири вәзийити һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлгән.
2008-04-30
Тарих тәтқиқатчиси вадин обуқуфниң тарихий һөҗҗәтлик материялларға асасән "6 империйиниң тоқунуши: шинҗаң үчүн күрәш" намлиқ әсири алдинқи йили москвада нәшр қилинған.
2008-04-29
28- Апрел христиан илмий көзәтчилик гезитидә " уйғурлар хитай аққунлириниң тәсиридә шәкли өзгәргән муһитта күрәш қилмақта "намлиқ бир парчә мақалә елан қилинған болуп, бу мәзкур мақалә аптори петир фордниң йеқинда уйғур елидә қилған зияритиниң мәһсулидур.
2008-04-29
Йеқинда голландийидики уйғурлар, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситигә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди. Намайиш иштиракчилири, барин инқилабини әсләш , бу йил 3 - айда хотәндә тенч намайиш елип барған уйғур аяллириниң қолға елинғанлиқиға наразилиқ билдүрүш һәмдә хитайдәк бир дөләтниң олимпик мусабиқиси өткүзүш салаһийитигә лайиқ әмәсликини алаһидә гәвдиләндүрүш мәқситидә бу паалийәтни уюштурған.
2008-04-29
Франсийә агентлиқиниң шиветсарийиниң берн шәһиридин баян қилишичә, бүгүн 4 - айниң 29 - күни шивитсарийидә ечилған 27 чоң хәлқаралиқ тәшкилатниң алий дәриҗилик учришишида, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ашлиқ мәһкимиси һазир дуняда ашлиқ, май, шекәр қатарлиқ һәрхил асасий йемәклик баһасиниң бултурқи мушу мәзгилидикидин %50 чамисида өрләп кәткәнликини тәкитлигән.
2008-04-29
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бүгүн йәни 29 -април күни хитайниң лхаса оттура сот мәһкимиси, 14 -март лхаса вәқәсидә қолға елинған, намайишниң 30 нәпәр ғоллуқ әзаси үстидин һөкүм елан қилған. Һөкүмдә , мәһкумларға 3 йилдин муддәтсизгә қәдәр пәрқлиқ қамақ җазаси берилгән.
2008-04-29
Б д т маарип - пән - техника мәдәнийәт комитети 2008 - йилида хатирлинидиған улуғ алимлар тизимликигә мәһмут қәшқириниму киргүзгән иди. Бу мунасивәт билән түркийиниң һәр қайси җайлирида мәһмут қәшқири һәққидә илмий муһакимә йиғинлири, лексийә бериш йиғинлири өткүзүлмәктә.
2008-04-29
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим йеқинқи күнләргә қәдәр германийидә уйғур паалийәтчилирини тәрбийиләш курсиға йитәкчилик қиливатқан иди. У 4 - айниң 28 - күни шиветсарийини зиярәт қилип, у йәрдә шветсарийә ташқий ишлар министирлиқидики әмәлдарлар вә шветсарийә мәтбуатидики шәхсләр билән учрашқан.
2008-04-28
Бейҗиң мәшәл узутуш паалийитидә японийидиму хапилиқ тартти. 26 - Април күни японийигә йетип кәлгән мәшәл, намайишчиларниң арқиму - арқа һуҗумиға учриди.
2008-04-28
Хитайниң 'шинҗаң хәвәр тори' да бүгүн 4 - айниң 28 - күни, биңтуәнниң пүтүн җәмийәттин 663 нәпәр сақчи вә гундипай қобул қилиш һәққидики еланини хәвәр қилди.