Архип
2008-05-30
Хитайниң 'шинхуа агентлиқи' бүгүн 5 - айниң 30 - күни "шәрқий түркистанчилар 6 - айдики олимпик мәшилини узутуш паалийитини қариға алмақта' сәрләвһилик бир хәвәр елан қилди. Бу хәвәрдә, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси, дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә қадир ханимни 'хитай һөкүмити олимпик мәшилини узутуш паалийити арқилиқ уйғурларни бастуруватиду, дәп иғва тарқатти' вә 'хәлқара тәшкилатларни олимпик мәшилини шинҗаңдин өткүзүшни әмәлдин қалдурушқа күшкүртти' дәп әйиблиди.
2008-05-30
Қарақаш наһийилик сақчи идариси билән маарип идариси қарақаш наһийисидә йүз бәргән 23 - май намайишиға қетилғанлиқи үчүн җазаланған 14 нәпәр мәһкумниң арисида 3 өсмүр барлиқини инкар қилған. Түнүгүн игилишимизчә , 3 өсмүрниң җазаланғанлиқиниң тоғрилиқи испатланған иди. Бүгүн бу 3 өсмүрниң қарақаш наһийилик 3 - оттура мәктәп толуқсиз 2 - вә 3 - йиллиқниң оқуғучилири икәнлики ашкариланди.
2008-05-30
29 - Май бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири қурулған кун. Түнүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң нюйорк шәһиридики баш шитабида бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи хатириләнди.
2008-05-30
Мәхмут қәшқири вә у яшиған дәвр мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини түркийиниң әнқәрә шәһридә ахирлашти . Бу хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғиниға америка, әнгилийә , русийә федерасйони, әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә түркийә қатарлиқ 15 дөләт вә райондин кәлгән 75 әтрапида билим адими қатнашқан.
2008-05-30
Қирғизистандики уйғур җамаити бир йәргә җәм болуп, 1962 - йили 29 - май күни ғулҗа шәһиридә йүз бәргән қирғинчилиқ вәқәсиниң 46 йиллиқини хатирилиди.
2008-05-29
Вашингитон почтиси гезити 28 - май санида, уйғур районлуқ хитай сотиниң 14 нәпәр уйғур мәһкум үстидин сот ачқанлиқини; мәһкумларниң 23 - март қарақаш наһийисидә йүз бәргән намайишқа қетилғанлар икәнликини хәвәр қилди. Қарақаштики намайиш, хотән аяллар намайиши билән охшаш күн, охшаш вақитта йүз бәргән болуп, хотән вилайәтлик вали мәһкимиси, 23 - март аяллар намайиши һәққидә ашкара баянат бәргән болсиму, қарақаш намайишини йошуруп кәлгән иди.
2008-05-29
Бүгүн 5 - айниң 29 - күни, хитайниң 'шинҗаң гезити' хитай һөкүмитиниң һазир атуш, қәшқәр қатарлиқ җайларда қош тиллиқ маарип тәшвиқати елип бериватқанлиқини хәвәр қилди.
2008-05-29
Ню - йорк вақит гезитиниң 29 - майдики санида, мәзкур гезитиниң мәхсус сәһипә язғучиси николас кристофниң қәлими астида "террорчилиқ вә олимпик" намлиқ бир парчә мақалә елан қилған.
2008-05-29
Русийә президенти дмитри медвидевниң йеқинда ахирлашқан хитай зиярити медвидевниң вәзипигә олтурғандин кейин елип барған тунҗи чәтәл сәпири иди. Шу сәвәблик русийә рәһбириниң сәпири бир мәзгиллик болсиму дуняда көп ғула - ғула қилинди.
2008-05-29
Түркийидики даңлиқ обзорчи, жорналист сәрвәт қабақли әпәнди 1956 - йилида түркийиниң елазиғ вилайитидә дуняға кәлгән. У алий мәктәпни пүттүрмәй турупла жорналистлиқ қилишқа башлиған болуп, у һәм шәрқий түркистан мәсилисини йеқиндин тәқип қилип келиватқан шундақла бу һәқтә нурғун обзорларни елан қилған бир жорналисттур.
2008-05-29
Германийилик язғучи аликсандира ханим тәрипидин қәләмгә елинған уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, д у қ ниң рәиси рабийә қадир ханимниң һаят кәчүрмишлири арқилиқ шәрқий түркистан хәлқиниң азап - оқубәтлирини мәзмун қилған "гүлдүрмама" намлиқ әсәр вә әнглийилик язғучи киристиян тәйлер тәрипидин йезилған "тинҗимас уйғур дияри" қатарлиқ әсәрләр буниң мисали.
2008-05-29
Әхлақ - пәзиләтлик кишиләрниң қәлбидә биравға қарши өч - адавәт болмайду. Бирәр кишиниң пайдиға еришкәнликини көргинидә униңға сөйүниду. Берәр кишигә зиян йәткәнликини көргинидә қайғуриду. Чүнки мундақ кишиләр пүтүн инсанийәткә яхшлиқ вә бәхт тиләйду.
2008-05-28
Америка - хитай арисида башланған кишилик һоқуқ сөһбити сәйшәнбә күни йепилди. Тәрәпләр сөһбәттики музакирә темилириниң тәпсилий мәзмунини наһайити еһтият билән тилға алсиму, лекин сөһбәт мәзмунидики қисмән тәпсилатлар хәлқара мәтбуатларда елан қилинмақта. Хәвәрләргә қариғанда , америка сөһбәт өмикиниң башлиқи, ярдәмчи ташқи ишлар министири дәйвид крамер сәйшәнбә күни хитай әмәлдарлириға кишилик һоқуқ хатирисини яхшилап, бейҗиң олимпик йиғининиң кәйпиятини көтүрүш тәклипи бәргән.
2008-05-28
Өзбекистан тәрипидин хитайға қайтуруп берилгән вә 2007 - йили априлда хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған канада пуқраси һүсәйин җелилниң аниси вә аяли йеқинда униңдин бир парчә мәктуп тапшуруп алған болуп, һүсәйин җелил өзиниң бу мәктупида анисиға болған чәксиз миннәтдарлиқини билдүрүш билән биргә, ханими камиләниң бейҗиңдики канада әлчиханиси билән алақә қилишини, әлчиханидин бирәр кишиниң келип униң билән көрүшүп кетиш арзулирини баян қилған.
2008-05-28
20 - Әсирниң оттурилиридин башлап, германийә, японийә, италийә, совет иттипақи, әнгилийә қатарлиқ дөләтләр пүтүн күчи билән өзлириниң һәрбий техникисини раваҗландуруп, қудрәтлик һәрбий күчкә игә болуш үчүн зор мәбләғ аҗратти һәм тиришти.