Архип
2008-05-08
2008-Йили 7- май күни қатарниң " әл җәзирә" телевизийә қанили" хитай рәиси ху җинтавни японийидики тибәтләр билә н уйғурлар хитайға қарши намайиш билән күтүвалди " дегән темида бир хәвәр елан қилған.
2008-05-07
Түнүгүн йәни 6 - април күни, америка авам палатасиниң ташқи ишлар комитетиниң инсан һәқлири вә хәлқара тәшкилатлар комитети гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди. Йиғинниң темиси, " гүәнтанамодики хаталиқ - америка образиниң дәхлигә учриши" болуп, йиғинда, гуәнтанамо'да тутуп туриливатқан уйғур, өзбәк вә алҗирийилик болуп мәһбусларниң адвокатлири пикир баян қилди.
2008-05-07
7 - Май совет иттипақи парчиланғандин кейинки русийә федератсийисиниң тарихидики муһим күн. Бүгүн москвада йеңи президент дмитрий медведевниң қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасими өткүзүлүп, путинниң 8 йиллиқ президентлиқ дәвригә хатимә берилди.
2008-05-07
Түркийиниң әң чоң телевизийә қаналлиридин бири болған башкәнт телевизийисиниң 6 - май күни саәт 13тә берилгән ' хәвәрчиниң саити ' программисида уйғур мәсилисигә йәр берилди.
2008-05-07
Германийидә хитайға қарши паалийәтләрниң түри барғансири көпәймәктә. Уйғурларниң һәр күни елип бериватқан бейҗиң олимпикигә қарши паалийәтлири вә тибәтликләрниң қаршилиқ һәрикәтлиридин сирт, һәр саһә һөкүмәтсиз тәшкилатларниң паалийәтлириму үзлүксиз давам қилмақта.
2008-05-06
Америка қошма штатлири хәлқара диний ишлар комитети 2 - май елан қилған 2008 - йиллиқ диний әркинлик доклатиниң давамида, өткән бир йилда хитай йәрлик һөкүмитиниң уйғур аптоном районида яш - өсмүрләрниң ислам диний әһкамлирини өгинишини изчил чәкләп кәлгәнлики тәкитләнгән.
2008-05-06
- Тибәттә бу йил 3 - айда диний затлар намайиш қилғандин кейин, - дәп мулаһизисини башлайду әркин асия радиосиниң обзорчиси чен куйде әпәнди 'көзитиш журнили'ниң 5 - айниң 4 - күнидики санида елан қилған 'тибәт мәсилиси пәйда қилған хәлқарада тәртип' дегән обзорида.
2008-05-06
2008 - Йили 5 - айниң 3 - күни шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң уюштуруши билән истанбулниң зәйтунбурну районлуқ һөкүмәт йиғин залида , азадлиқ үчүн һаятиниң ахирғичә хитайларға қарши уруш қилған, қәһриман тағ қаплини осман батурниң вапатиниң 57 - йилини хатириләш мурасими өткүзүлди.
2008-05-06
1 - Май шиветсийиниң әнәнивий намайиш қилиш күнидур. Һәр йили 5 - айниң 1 - күни шиветсийидики әмгәкчиләр партийиси дәп аталған сотсиял демократлар партийиси вә солчилар партийисиниң тәшкиллиши билән шиветсийидә яшаватқан хәлқләр бир йәргә йиғилип нәччә онмиң киши қатнашқан зор көләмлик намайиш елип бариду.
2008-05-06
Алдинқи күни канаданиң әң чоң телевизийә қаналлиридин бири болған кбк телевизийисидә олимпик мәшили вә чәтәлләрдики буниңға қарши наразилиқ һәрикәтләр, хитай һөкүмитиниң бу қаршилиқ көрситиш һәрикәтлиригә тутқан мәйдани шундақла олимпиктин кейинки, ғәрб дөләтлири билән хитай һөкүмити оттурисида өткүзилидиған кишилик һоқуқ сөһбәтлириниң мәнзириси қатарлиқ мәсилиләрдә сөһбәт өткүзүлди.
2008-05-05
4 - Май күни тибәт роһаний даһийси далай ламаниң хусусий әлчилири лоди гәрри билән гесаң җәнзаң хитай компартийиси мәркизий комитети бирликсәп бөлүминиң икки нәпәр муавин башлиқи җу вейчүн вә тибәт миллитидин болған сита оттурсида шенҗиндики бир алий меһманханида бир күнлүк ғәйри рәсмий сөһбәт елип берилди.
2008-05-05
Бу йил 21 - апрелдин 24 - апрелғичә германийә пайтәхти берлинда уйғур рәһбәрлирини тәрбийиләш семинари өткүзүлгән иди. Нөвәттә йиғинға қатнашқан уйғур паалийәтчилири йиғин роһини өзлири турушлуқ дөләтләрдики уйғур паалийәтчилиригә, аммиға йәткүзмәктә. Йиғин қатнашчилиридин көрәш атахан әпәнди түнүгүн, берлин семинаридин бәзи учурлар намлиқ мақалә елан қилип йиғин тәсиратини баян қилди.
2008-05-05
3 - Май күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридә норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән хитайда өткүзүлмәкчи болған олимпикқа қарши наразилиқ намайиши өткүзүлди.
2008-05-05
Шәрқтики ят әлләрдә яшайдиған, уйғурлар билән тарихий туққанчилиқи бар, дәп қарилидиған топлар ичидә хунәндики җйән фамилиликләрни билидиғанлар аз әмәс. Йеқиндин бери хунәнниң мйәнчи наһийидики лю фамилилик бир топниң уйғурлар билән туққанчилиқи барлиқини илгири сүргәнләр болди.
2008-05-05
Дуня уйғур қурултейиниң австралийидики вәкили һүсән әпәнди 4 - айниң 24 - күни австралийиниң камбера шәһиридә өткүзүлгән олимпик мәшилини узутуш паалийитидә, қизил байрақ көтүргән хитайлар билән уйғурлар оттурисида йүз бәргән сүркилишниң тәпсилатини вә австралийиликләрниң қизил байрақ көтүргәнләргә қарита қандақ инкаста болғанлиқини сөзләп бәрди.