Архип
2008-05-05
3 - 4 - Май күнлиридә әнқәрәдики бүйүк анадолу меһманханисида 2 - нөвәтлик йөрк түркмән бүйүк қурултийи чақирилди. Түркий милләтләр тәшкилатлири бирлики, түркийә хәвпсизлик истратегийә тәтқиқат мәркизи вә түркийәм җәмийити ортақлишип өткүзгән бу қурултайға оттура асия түркий җумһурийәтлири, ирақ, иран, кафказийидин кәлгән түркий милләтләрниң вәкиллири, түркийиниң һәр қайси җайлиридин кәлгән вәкилләр болуп 800 әтрапида киши қатнашқан.
2008-05-02
2- Май америка қошма штатлири хәлқара диний әркинлик комитети 2008- йиллиқ доклатини елан қилған болуп, доклатниң хитайға қаритилған қисмида, гәрчә өткән бир йилда хитай ичидә динға етиқад қилғучилар қошуни көрүнәрлик дәриҗидә кеңәйгән болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң диний паалийәтләргә қатнишиш әркинликигә қоюлған чәклимиләрни һәр тәрәптин күчәйтип барғанлиқи һәмдә диний етиқад әркинликини системилиқ вә техиму қаттиқ дәпсәндә қилғанлиқи көрситилгән.
2008-05-02
25 - Март күни, хитай бихәтәрлик органлири тәрипидин, хенән өлкиси җинпиң наһийисиниң шипуси йезисида қаш теши тиҗарити билән шуғуллиниватқан уйғурларға қарита елип берилған һәрикәт, мәркәзниң буйруқи билән, "шинҗаңдин қечип чиққан җинайәтчиләрни тутуш" нами астида, җинпиң наһийилик җамаәт хәвпсизлик идариси вә шинҗаң җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин бирликтә елип берилған.
2008-05-02
Һазир хәлқарада учур вастилири хитайда 'вәтәнпәрвәр' дегән марка ямрап кәткәнлики һәққидә кәйни - кәйнидин обзор елан қилмақта.
2008-05-02
Чаршәнбә күни җорҗ вашингитон университети, дөләт мәхпийәтлики архиплириға тайинип һазирлиған бир доклат елан қилди. Доклатта, 1958 - йили йәни иккинчи қетимлиқ тәйвән кризиси мәзгилидә, америкиниң хитайға атом бомбиси ташлимақчи болғанлиқи, әмма кризис тәхмин қилинған дәриҗидә йүксәлмигәнлики үчүн, америкиниң бу пиланини иҗра қилмиғанлиқи ашкариланған.
2008-05-02
Германийә пайтәхти берлинда өткүзүлгән дуня уйғур қурултийи, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә америкиниң демократийини илгири сүрүш фонди бирликтә тәшкиллигән 2 - нөвәтлик уйғур рәһбәрлирини демократийә вә инсан һоқуқлири бойичә тәрбийиләш курсида германийә ташқи ишлар министирлики мәсули ноока әпәндиму сөз қилған иди.
2008-05-01
Дуня уйғур қурултийи түнүгүн йәни 30 -април күни, австралийиниң сидней шәһиридики бир зияпәт залида зияпәт өткүзүп, шәрқи түркистан мәсилисини қоллап келиватқан австиралийилик бир түркүм дөләт вә җамаәт әрбаблириға миннәтдарлиқ билдүргән.
2008-05-01
Олимпик мәшили хитайниң өз территорийисигә йетип кәлгәндин кейинки биринчи бекәт болидиған хоңкоңда мәшәл паалийити башлиништин бурун, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити билән хоңкоң мухбирлар җәмийитиниң бирликтә ачқан йиғини һазир давамлишиватиду.
2008-05-01
Америка сотчилириниң гүәнтанамо мәһбуслириға аит әрзийәт дилолирини көрүп чиқиш һоқуқи даирисидики мүҗимәллик америка әдлийә тармақлирида талаш - тартиш қилинмақта.
2008-05-01
Татарлар түркий милләтләрниң ичидә шанлиқ тарихқа игә милләтләрдин бири. Татар сиясәтчиләр вә зиялийлар уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлмәктә. Түркийигә йиғинға қатнишиш үчүн кәлгән татаристанда тонулған язғучи, тарихчи, татаристан иттипақ милли мустәқиллиқ партийисиниң башлиқи сабиқ парламент әзаси, түрк дуняси аяллар бирликиниң муавин башлиқи фәвзийә байромова ханим билән түркийиниң әнқәрә шәһридә татарлар вә уйғурлар һәққидә сөһбәт елип бардуқ.
2008-05-01
Сәуди әрәбистанда чиқидиған " әл вәтән" гезитиниң 28- април санида, сәуди әрәбистанлиқ язғучи әшрәп иһсан фәқиһ қәлими билән " сахтилиқлар дуняси хитай" дегән темида бир мақалә елан қилинған.
2008-05-01
Йеқинда бишкәктә " асабә", "атамакан" қатарлиқ өктичи партийиләрниң қурултийи болуп өткән болуп, буниңға 500 дин артуқ адәм қатнашқан.
2008-05-01
Бейҗиң олимпик мәшилиниң тибәтни қоллиғучи вә кишилик һоқуқни һимайә қилғучи тәшкилатларниң наразилиқ намайишлириға дуч келиши вә мәзкур мәшәл франсийиниң париж шәһиригә кәлгәндә бир намайишчиниң олимпик мәшилини мәҗруһ хитай тәнһәрикәтчи җиң җиңниң қолидин юлуп елишқа урунғанлиқи сәвәблик хитай ичидә франсийигә өчмәнлик туйғулири мәйданға келишкә башлиған.