Архип
2008-05-15
Уйғур шеирийәт гулзарида йеңидин йетиливатқан айгүл абләт ханимниң `сәһра қизи` намлиқ шеирлар топлими 2008 - йили март ейида тәклимакан уйғур нәширияти тәрипидин нәшир қилинди.
2008-05-14
Сичүәндики йәр тәврәш һәққидә бүгүн тәпсилий мәлумат бәргән вал стирит журнили, тәбиий апәтниң сичүәндә байларға әмәс намратларға увал қилғанлиқини язди. Мақалидә бу қетимқи зиян хитай җәмийитидики бай вә кәмбәғәл арисидики икки қутупниң пәрқини көрсәтти дейилди.
2008-05-14
Җашива корлантсик тәрипидин елан қилинған мақалидә, президент бушниң 2000 - йилидики президент сайлими җәрянида бәргән баянатлирида, президент клинтон һөкүмитиниң хитайға қаратқан сияситини тәслимийәтчи бир сиясәт дәп тәнқид қилип, хитайға қарита қаттиқ бир позитсийидә болидиғанлиқини шуниңдәк хитайни клинтон һөкүмитидәк америкиниң истратегийилик иттипақдиши әмәс, әксичә америкиниң риқабәтчиси дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигәнлики әскәртилгән.
2008-05-14
Тибәт роһани даһиси далай ламаниң германийә, әнгилийә, америка, австиралийә вә франсийиләрдә елип баридиған зиярити, бу дөләтләрниң хитайни тибәт роһани даһиси яки униң вәкили билән тибәтниң келәчикигә мунасивәтлик әмәлий мәсилиләр үстидә сөһбәт өткүзүшкә қиставатқан бир мәзгилдә башланди.
2008-05-14
5 - Айниң 8 - 9 - күнлири явропадики көп қисим дөләтләр тәрипидин гитлер германийисиниң таҗавузчилиқ уруши үстидин ғәлибә қилған "ғалибийәт байрими" күни қилип бекитилгән болуп, сабиқ совет иттипақи вә һазирқи русийә һәм башқа мустәқил дөләтләр һәмдостлуқиға әза мәмликәтләр 9 - май күнини ғалибийәт күни сүпитидә 63 йилдин бери изчил хатириләп кәлмәктә.
2008-05-14
13 - Май күни кәчтә шиветсийидики әң чоң тәрбийилиниш вә илмий муһакимә уюштуруш мәркизиниң ABF сарийида уйғурларниң инсан һәқлири әһвали һәққидә муһакимә йиғини болуп өтти.
2008-05-14
Сәуди әрәбистанида чиқидиған" иқтисад"гезитиниң 2008 - йили 10 - май санида, "сибирийә хитай - русийә һәмкарлиқиниң қурбани"дегән темида бир мақала елан қилинған.
2008-05-14
Түркийиниң оттура қисмиға җайлашқан, тарихи шәһәрлиридин бири болған коня шәһиридики сәлчуқ университетиниң залида 9 - майдин 11 - май күнигичә 1 - нөвәтлик хәлқаралиқ шаирлар йиғини өткүзүлди.
2008-05-13
Пичан хитай буйичә, кан байлиқлири запас миқдари әң мол болған 10 наһийиниң бири. Пичанниң йәр көлими 39 миң квадрат километир, пичанға туташқан, йәнә бәзи мәнбәләрдә, әслидә пичан земини болған турпан - қумул нефитликиниң көлими 53 миң квадрат километир.
2008-05-13
Явропада чиқидиған ғәрб шамили журнилиниң тәһрири, һазир шиветсийидә туруватқан һаҗи абдуришит кериминиң баян қилишичә, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси, дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә қадир ханим 4 - айда шиветсийәгә кәлгәндә, шиветсийә парламентини зиярәт қилған.
2008-05-13
Көп дөләтләрдә һәр йили май ейиниң иккинчи йәкшәнбә күни анилар күни дәп бекитилгән, анилар күни хәлқаралиқ бир күндур. Дуняда милйонларчә анилар бу күндә балилири тәрипидин сөйгү - муһәббәт вә алий еһтирам билән һөрмәт қилинип хатирилиниду.
2008-05-13
Дуня сода тәшкилати асиядики дөләтләрниң сода әһвали һәққидә тәйярлап елан қилиш алдида турған доклатниң дәсләпки нусхиси бирләшмә агентлиқиниң қолиға чүшкән болуп, доклатта хитайдики бай - кәмбәғәллик арисидики пәрқ һәққидә пикир йүргүзүлгән һәмдә хитай һөкүмитиниң турақлиқ базар игилики һасил қилишта бу мәсилини һәл қилиши лазимлиқи тәкитләнгән.
2008-05-13
Канада парламент әзалири " хитайниң кишилик һоқуқи вә олимпик тәнһәрикәт йиғини " намида парламентта өткүзүлгән муһакимә йиғинида сөзгә чиқип, хитайниң нөвәттики сиясий вәзийитини тәһлил қилди.
2008-05-13
Хитай һөкүмитиниң йеңидин бойиға йетиватқан уйғур қизлирини мәҗбурий һалда хитайлар топлишип олтурақлашқан өлкиләргә топ-топ йөткиши дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурларни җиддий әндишиләндүрмәктә вә хитай һөкүмитиниң бу пиланиға уйғурларни тарқақлаштуруп, чаңлаштуруп асмилиятсийә қилиштин ибарәт қара нийити йошурунған дәп пәрәз қилишмақта.
2008-05-13
9 - Май дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар үчүн алаһидә мәнигә игә бир күн болмаслиқи мүмкин. Лекин бу қирғизистандики уйғурларға нисбәтән адәттики күн әмәс, чүнки бу күн улар үчүн совет иттипақи вәтән урушиниң ғалибийәт күнидур.