Архип
2008-06-30
Бу йил 28 - июн күни гүйҗу өлкисиниң веңән наһийисидә кәң көләмлик аммиви қаршилиқ һәрикити партлиди. Мәзкур вәқә 14 - март лхаса вәқәси, 23 - март хотән аяллар намайишидин кейин, хитай һакимийити астида йүз бәргән 3 - чоң вәқә болуп һесаблиниду. Нөвәттә вәқәниң характери һәққидә вәқәгә алақидар вә көңүл бөлгүчи тәрәпләр охшимиған қараш вә мәйдан ипадилимәктә.
2008-06-30
Кишилик һоқуқ мәсилиси хитай - америка мунасивәтлиридә узундин бери һәл болмай келиватқан назук темиларниң биридур. Бейҗиңни зиярәт қиливатқан америка ташқи ишлар министири кондализа райисниң хитай зияритиниң күнтәртипи шималий корийини ядро қораллардин хали қилиш, хәлқара иқтисад вә йәршари һава килиматиниң өзгириши қатарлиқ зор хәлқара мәсилиләрни асас қилған болсиму, лекин кишилик һоқуқ райисниң зияритидики сөһбәт темилириниң бири иди.
2008-06-30
Америкидики "ранд" RAND ширкити иқтисадий пайда қазинишни мәқсәт қилмайдиған, мәхсус илмий тәтқиқат елип баридиған ширкәт. 1945 - Йили қурулғандин башлап хәлқаралиқ мәсилиләрдә обектип тәһлил вә мәсилини һәл қилишниң үнүмлүк чарилирини оттуриға қоюш билән юқири инавәт қазинип келиватқан бу ширкәт йеқинда, хитай һәққидә бир доклат елан қилди.
2008-06-30
Йеқинда москва сақчилириниң бир қанчә йиллардин буян москва қатарлиқ шәһәрләрдә паалийәт елип бериватқан тақирбашлар дәп аталған рус милләтчи яшлириниң бир гурупписини қолға чүшүргәнлики һәмдә уларниң каттибашлириниң ениқлинип қолға елинғанлиқи хәвәр қилинған иди.
2008-06-30
Д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди 6 - айниң 26 - күни қәйсәридин әнқәрәгә келип түркийидики һәрқайси сияси партийиниң башлиқлири билән көрүшүп дуня уйғур қурултейиниң йеқиндин бери дуняниң һәрқайси җайлирида елип барған паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди.
2008-06-30
28 - Июн күни қазақистанниң алмата шәһиридә атақлиқ композитор, дөләт әрбаби қуддус ғоҗамярофниң һәйкилини ечиш мурасими өткүзүлди . Қуддус ғоҗамяроф намидики уйғур дөләтлик тиятириниң алдида тәшкилләнгән бу паалийәт уйғур тиятири артис, музикантлириниң нахша , усул тәнтәниси ичидә башланди.
2008-06-30
Инсанлар һаятла болидикән, өзара бир - бири билән учришип турушқа һәм топлишип яшашқа муһтаҗ болиду. Қуран кәрим бизгә сорун вә сорундашларға болған әдәп - әхлақ қаидилирини өгитип муҗадилә сүрисидә:" и мөминләр! әгәр (сорунда) бәзиләр силәргә: "орун чиқирип бериңлар"десә, орун чиқирип бериңлар, аллаһ силәргә ( рәһмитини вә җәннитини)кеңәйтип бериду. Әгәр силәргә (башқиларға орун бошитип бериш үчүн) "орнуңлардин туруп бериңлар" дейилсә, орнуңлардин туруп бериңлар" дәп кәлгән.
2008-06-30
2008 - Йили 6 - айниң 26 - күни истанбул шәһридә паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң уюштуруши билән абдулқадир ақйол йиғин залида қирғиз хәлқиниң шундақла түрк дунясиниң мәшһур язғучиси чингиз айтиматовни хатирләш мурасими өткүзүлди.
2008-06-27
Шималий корийә пәйшәнбә күни йәни күтүлгән муддәттин 6 ай кейин, ядро архипини ашкарилиди. Буниңға җавабән америка шималий корийигә қаратқан сода имбаргосини әмәлдин қалдурғанлиқини елан қилди. Америка президенти җорҗ буш бу һәқтики баянатида америка дөләт мәҗлисигә өзиниң шималий корийини терроризимни қоллиғучи дөләтләр тизимликидин өчүрүш нийитидә икәнликини билдүрди.
2008-06-27
Өткән җүмә күни вашингтон районидики америка федерал әрзийәт сот мәһкимиси, америка мудапиә минстирлиқиниң гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң бери болған пәрһат һузәйфәни дүшмән җәңчиси дәп бекиткән қарарини рәт қилди. Федерал әрзийәт сот мәһкимисиниң қарарида, пәрһатниң қоюп берилиши яки униң әһвалини қайтидин көрүп чиқиш керәклики тәкитләнгән.
2008-06-27
Америкидики "ранд" RAND ширкити иқтисадий пайда қазинишни мәқсәт қилмайдиған, мәхсус илмий тәтқиқат елип баридиған ширкәт. 1945 - Йили қурулғандин башлап хәлқаралиқ мәсилиләрдә обйектип тәһлил вә мәсилини һәл қилишниң үнүмлүк чарилирини оттуриға қоюш билән юқири инавәт қазинип келиватқан бу ширкәт йеқинда, хитай һәққидә бир доклат елан қилди.
2008-06-27
25 - Июн күни алматада , алмата шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизи қурулғанлиқиниң 20 йиллиқини хатирләш сәнәт паалийити өткүзүлди. Паалийәткә уйғур илидин кәлгән нахша, усул өмикиниң артислири тәклип билән қатнашқан.
2008-06-27
Қолдин кәткән һәммә нәрсә қайтип келиши мумкин. Әмма вақит қайтип кәлмәйду. Униң қайтип келишини үмид қилишниң өзиму әхмәқлиқтур. Шуниң үчүн кесип ейтишқа болидуки, инсанниң қолидики әң қиммәтлик нәрсә вақиттур.
2008-06-27
Олимпик мусабиқиси өткүзүлүшкә аз қалған шу күнләрдә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар олимпиккә қарши наразилиқ паалийәтлирини тохтатмай давам қилмақта. 6 - Айниң 27 - күни әнқәрәдә бейҗиң олимпик мәшилигә қарши әркинлик мәшилини йәткүзүш чоң намайиши елип берилди.