Архип
2008-06-05
Америка демократчилар президент намзат сайлими алдинқи күни ахшам ахирлашти. Сайламда барак һүсәйин обама ғәлибә қилди. Обама ғалибийәт нутқида, рәқиби һилларий клинтонниң сайлам җәрянида көрсәткән иқтидариға апирин оқиди. Һилларий килинтонму барак обаманиң пәвқуладдә үстүн тәшкилләш иқтидарини тәбриклиди.
2008-06-05
Өсмүрләр милләтниң кәлгүсидур, һәр қандақ милләтниң келәчики шу милләтниң өсмүрлириниң яхши тәрбийә елиши вә ярамлиқ әвладларниң йетишип чиқишиға бағлиқтур.
2008-06-05
2008 - Йили4 - июн күни сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә наһайити һәшәмәтлик вә дағдуғилиқ һалда, хәлқара ислам диалог қурултийи чақирилди. Қурултайға дуняниң һәрқайси җайлиридин - америка, канада, австралийә, түркийә, мисир, пакистан, һиндистан вә башқиму дөләтләрдин - кәлгән 500 дин көпрәк мусулман өлималири вә мутәпәккурлири иштирак қилди.
2008-06-05
Түркийә билән хитай дөлитиниң тиҗарий мунасивити 1980 - йиллардин кейин күнсайин күчийишкә башлиған болуп, 2007 - йилиға кәлгәндә икки дөләт оттурисидики тиҗарий сомма 14 милярд долларға йәткән.
2008-06-05
Йеқинда алмута шәһиридики қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи билән қазақистан радио аңлитиш ширкитиниң қармиғидики уйғур бөлүминиң бирликтә уюштуруши билән уйғур тилида радио программилирини аңлитиш башланғанлиқиниң 50 йиллиқини хатирилиди.
2008-06-05
Йеңидин қурулған франсийә уйғур комитети1 - июн күни франсийиниң пайтәхти париж шәһиридики әркинлик мәйданида намайиш паалийити өткүзди.
2008-06-04
Бүгүн йәни 4 - июн күни америка пайтәхти вашингтонда 1989 - йили 4 - июнда хитай коммунист һакимийитиниң әскири күч ишлитип бастуруши билән аяғлашқан оқуғучилар һәрикитиниң 19 йиллиқи хатириләнди.
2008-06-04
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ, демократийә вә әмгәк һоқуқи ишлириға мәсул ярдәмчи министири дәйвид крамер, алдинқи күни радиомиз мухбири ричард фенийниң мәхсус зияритини қобул қилип, йеқинда өткүзүлгән хитай- америка кишилик һоқуқ сөһбитигә аит мәсилиләр вә сөһбәт мәзмуниға даир суалларға җаваб бәрди.
2008-06-04
Қарақаш наһийисидики бир оттура мәктәп мәсулиниң билдүрүшичә, хотәндә 23 - март намайиши йүз бәргәндин кейин, оқуғучилар арисида атизим тәрбийиси йәниму күчәйтилгән.
2008-06-04
Хитай һөкүмити олимпик мусабиқиси өткүзүш һарписида , дуня уйғур қурултийи бейҗиң 2008 - йиллиқ олимпикигә қарши туруш вә әркинлик мәшили паалийити уюштурди.
2008-06-04
Қазақистанлиқ рус тарихчиси вадим обуховниң йеқинда елан қилинған алтә империйиниң елишиши, шинҗаң үчүн җәң " мавзулуқ китабида 40 - йиллардики шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә муһим әһмийәтлик учурлар бар.
2008-06-04
Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәндиниң тәшәббуси билән түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири 5 - айниң 30 - күни шәрқий түркистан вәхпидә бир ариға кәлди.
2008-06-03
Буниңдин 2 йил бурун бейҗиңдики уйғурлар қурған хитай тилидики"уйғур торда" тор бекити хитайлар билән уйғурлар диалог елип баридиған, тәрәпләр сәзгүр сияси вә миллий мәсилиләрдә өз - ара пикир алмаштуридиған аммиви тор бекәтлиридин бири болуп қалған иди.
2008-06-03
Сичүәнниң гәнзи области гәнзи наһийисидики тибәтләрниң хитай һөкүмитигә қаршилиқ билдүрүп елип бериватқан наразлиқ һәрикәтлири изчил давамлашмақта. Әркин асия радиоси мухбириниң игилишичә өткән шәнбә күни гәнзи наһийисигә тәвә базарда бир яш тибәт аял шуар товлиғанлиқтин сақчилар тәрипидин қаттиқ таяқ зәрбисигә учриған.
2008-06-03
Пүтүн йәр шарида һазир интернет наһайити тез кеңийиватиду. Худди 'көзитиш журнили'да баян қилинғандәк, пүтүн йәр шарида һазир интернет қоллинидиған адәм сани бир милярд 500 милйонға йәтти. Һәтта хитайға охшаш өзиниң дөләт пуқралириниң интернет әркинликини чәкләйдиған дөләтләрдиму интернет наһайити тез кеңийиватиду.