Архип
2008-06-20
Уйғур районида 3 күн давам қилған бейҗиң олимпикиниң мәшәл узутуш паалийити түнүгүн йәни 20 - июн күни ахирқи бекити болған санҗида ахирлашти. Мурасимниң ахирлашқанлиқи хитай мәтбуатлирида "шинҗаңда мәшәл узутуш тинч - аман ахирлашти" дегән мавзуда хәвәр қилинди. Бу пурсәттә, уйғур районниң сиясий вәзийитигә йәнә бир рәт мәдһийиләр оқулди.
2008-06-20
Канада баш министири степһен һарпер бир әсир давам қилған канада һөкүмитиниң йәрлик милләт индианларниң пәрзәнтлирини мәҗбурий вастилар билән ятақлиқ христиан мәктәпләргә орунлаштуруштин ибарәт ассимилиятсийә сияситини канада тарихидики қара дағ деди. У канаданиң өтмүштә йолға қойған бу ассимилатсийә сиясити йүзидин канададики йәрлик хәлқтин кәчүрүм сориди.
2008-06-20
Д у қ ниң орунлаштуруши билән д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди 6 - айниң 9 - күнидин 16 - күнигичә японийигә елип барған зиярити җәрянида токйодики мусулман җамаитигиму уйғур мәсилисини аңлатқан. японийидики мусулманларму уйғур мәсилисидин хәвәрдар икәнликини уйғурларға ярдәм қилидиғанлиқини ипадиләшкән.
2008-06-20
Қазақистандики уйғурлар арисидин йетишип чиққан талантлиқ артист әхмәт шәмийеф туғулғанлиқиниң 100 йиллиқини хатириләш мунасивити билән алмата әтрапидики районларда яшайдиған уйғур җамаити һәр хил паалийәтләрни елип барди.
2008-06-20
Довий тор бети 6 - айниң 1 - күнидин башлап арқа - арқидин 4 парчә мақалә елан қилип "шинҗаң мустәқиллиқ күчлириниң зади қанчилик күчи бар" намлиқ мавзу астида ағзиға кәлгәнни билҗирлашқа башлиди. Шаңгаң" әйнәк гезити нәширияти" җуңго террорчилиққа қарши әскәр орунлаштурди" мавзулуқ китаб нәшр қилди, - дәп башлайду довий тор бети.
2008-06-19
Хитайниң олимпик мәшилини узитиш паалийити бүгүн 6 - айниң 19 - күни шихәнзә шәһиридә өткүзүлгәндә, шинхуа агентлиқиниң хәвәр тори бу шәһәрни 'җумһурийәт армийиси өзи йәр ечип қурған тунҗи шәһәр' дәп атап, буни 'биңтуән роһи', 'биңтуәнликләрниң арзу - армани' дәп алаһидә гәвдиләндүрди.
2008-06-19
Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң бирлишип башқурушидики хитай ишлар комитети чаршәнбә күни дөләт мәҗлисидә испат бериш йиғини чақирип, мунасивәтлик тәрәпләрниң пикирини алди. Бу қетимқи йиғинниң темиси хитай қанун тәрәққиятиниң келәчәктики йөлүнүшигә беғишланған иди.
2008-06-19
18 - Июн америка хитай иқтисад вә бихәтәрлик комитетиниң тәшкиллиши билән, америка кеңәш палатаси бинасида, хитайда боғулуватқан ахбарат вә информатсийә әркинлик һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини ечилди.
2008-06-19
Хитайниң ярдәмчи ташқи ишлар министири ву давей, түнүгүн баянат елан қилип, хитайниң шәрқи деңизни японийә билән ортақ ечиш пилани һәққидә мәлумат бәрди. Ву давейниң билдүрүшичә, бу пилан һәр икки тәрәпниң қобул қилишиға еришкән.
2008-06-19
Меһрибанлиқ инсан тәбиитиниң мукәммәлләшкәнлики болуп, меһрибанлиқ дегән инсанни башқиларниң азаблинишлириға, қийинчилиқлириға ич ағритидиған, уни халас қилишқа тиришидиған, башқиларниң хаталиқлириға әпсуслинип, уларниң тоғра йол тепишини үмид қилидиған һалға кәлтүридиған бир әхлақий мукәммәлликтур.
2008-06-19
Һәр хил бесимлар түпәйлидин өз вәтинидин айрилишқа мәҗбур болған кишиләр мусапир дәп атилиду. Җуғрапийиви алаһидилики түпәйлидин дуняда әң көп мусапир еқип кириватқан дөләтләрдин бири түркийә болуп һазир түркийидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар идарисиға панаһлиқ тиләп җаваб күтүватқан мусапирларниң сани 13800 әтрапида болуп, буларниң бәзилири қобул қилидиған дөләт чиқмай 7 - 8 йилдин бери түркийидә яшашқа мәҗбур қалған.
2008-06-19
2008 - Йили 6 - 15 - күни түркийидә паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити истанбулниң зәйтинбурну вә сафакөй районлирида уйғур өсмүрлири үчүн ачқан ана тил йәсли синиплириниң оқуғучилирини мукапатлаш мурасими өткүзди.
2008-06-18
Хитай 2001 - йили олимпик мусабиқисиниң саһибханлиқини талашқанда мәтбуат әркинликини қоюветишкә вәдә бәргән, лекин мунасивәтлик хәлқара тәшкилатлар хитайни олимпик мусабиқисигә аз қалғанлиқиға қаримай, мәтбуат әркинликини қоюветиш һәққидики вәдисидә турмиди, дәп әйиблимәктә иди.
2008-06-18
Олимпик мәшилиниң уйғур райониға киргәнлики мунасивити билән 6 - айниң 17 - күни канаданиң ванкувер шәһиридә уйғурлар билән тибәтликләр бирликтә бирләшмә наразилиқ намайиши елип барди.
2008-06-18
16 - Июн чүштин кейин шветсийә парламентиниң скандийә залида " хитайдики инсан һәқлири вә олимпик " темисида гуваһлиқ бериш йиғини болуп өтти. Бу йиғинни шветсийә парламенттидики мудиратлар партийиси вә християн демократлар партийисидин болған бир қисим парламент әзалири билән "хитайдики инсан һәқлири"намидики тәшкилат бирликтә уюштурған.