Архип
2008-06-18
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики 63 дөләт, түнүгүн йәни 17 - июн күни виҗдан мәһбуслири баяннамиси елан қилди. Баяннамә пикир әркинлики чәклимигә учрап қамаққа елинған мәһбусларни әркинликкә ериштүрүшни мәқсәт қилған.
2008-06-18
Совет иттипақиниң 1944 - йилидики или инқилабини қозғаш вә мәзкур инқилаб нәтиҗисидә қурулған мустәқил һакимийәтниң таки 1949 - йилиниң ахириғичә гоминдаң һөкүмитидин мустәсна һалда мәвҗут болуп турушини қоллишидики көп тәрәплимилик амиллар қатаридики әң муһимлиридин бири, униң москваниң ядро пиланиға четишлиқ икәнликидур.
2008-06-18
Түркийә яврупа билән асияниң оттурисиға җайлашқан бир дөләт болуш сүпити билән асия вә оттура шәрқ дөләтлиридин әң көп паналиқ тилигүчиләр келидиған бир дөләт. Түркийә җумһурийитиниң мусапирлар қанунида яврупа дөләтлиридин кәлгән мусапирларни қобул қилиш асия дөләтлиридин кәлгән панаһлиқ тилигүчиләрни қобул қилмаслиқ дәп бәлгиләнгән.
2008-06-18
Өзини чоң тутуш, өзини алаһидә чағлаш, давамлиқ зоруқуп өзидә аз - тола бар болған адәттики артуқчилиқларни толиму юқири мөлчәрләп, өзини қалтис чағлап, мәнмәнчилик қилиш роһий һалити көплигән кишиләрниң роһий дунясиға йепишип йилтиз тартип кәткән.
2008-06-18
Б д т пән - мәдәнийәт - маарип комитети 2008 - йилини "мәһмут қәшқири йили" дәп елан қилғандин кейин, буни өзлири үчүн зор шәрәп һес қилған чәт`әлләрдики уйғурлар мәһмут қәшқири намида түрлүк хатириләш паалийәтлирини қанат яйдурди.
2008-06-17
" Бу бизниң олимпикимиз әмәс, хәнзуларниң олимпики; бу ишниң биз билән мунасивити йоқ, шуңа қизиқмаймән " - мана бу җүмлиләр үрүмчидики бир уйғур тиҗарәтчиниң үрүмчидә елип берилған мәшәл узутуш паалийити һәққидә ейтқанлиридур. У бу сөзини түнүгүн франсийә ахбарат агентлиқиниң мухбириниң соалиға җавабән ейтқан.
2008-06-17
'Хитай хәвәр тори'да баян қилинишичә, 6 - айниң 17 - күни хитайниң олимпик мәшилини узутуш паалийити үрүмчидә, чиң сулалисиниң гуаңшүй йиллирида 'нилупәр көли' дәп аталған, минго дәвридә дубән мәһкимиси селинған, 1950 - йилидин башлап коммунист һөкүмити вә уйғур аптоном райони 'хәлқ мәйдани' дәп атап һәр хил тәбрикләш паалийити өткүзүп келиватқан, 1955 - йили 'җуңго хәлқ азадлиқ армийисиниң шинҗаңға кириш абидиси' тикләнгән җайдин башланған.
2008-06-17
Олимпик мәшилиниң уйғур вәтинигә киргәнлики мунасивити билән, бүгүн 6 - айниң 17 - күни германийиниң мюнхен шәһиридә кәң көләмлик намайиш елип берилди.
2008-06-17
Д уқ ниң орунлаштуруши билән д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди уйғур мәсилисини япон аммивий тәшкилатлириға, парламент әзалириға вә япон хәлқиғә аңлитиш, шундақла японийидә яшаватқан уйғурлар билән учришиш мәқсиди билән 6 - айниң 9 - күнидин 16 - күнигичә японийидә паалийәт елип барған иди.
2008-06-17
Вәтинидин қазақистанға туғқан йоқлап чиққан исмини ашкарилашни халимиған яшанған бир нәпәр уйғур аял мухбиримизниң зияритини қобул қилип , уйғур елиниң нөвәттики сиясий вә иҗтимаий вәзийити һәққидә тохталди.
2008-06-16
Хитайниң 'шинҗаң хәвәр тори' да баян қилинишичә, хитайниң олимпик мәшили 6 - айниң 16 - күни үрүмчигә йетип кәлгән, 17 - числадин башлап үч күнгичә үрүмчи, қәшқәр, шихәнзә, санҗидин ибарәт төт шәһәрдә мәшәл узутуш һәрикити елип берилидикән.
2008-06-16
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, 6 - айниң 11 - күнидин башланған, канадаға қаратқан бәш күнлүк зияритини ахирлаштуруп дүшәнбә күни вашингтонға қайтип кәлди.
2008-06-16
Хитайниң бейҗиң шәһиридики "йиренпиң учур мулазимәт мәркизи" ниң тәтқиқатчиси чаң күн, 2004 - йили шинҗаң пидагогика университетида оқуватқан йиллирида "қар ләйлиси әйдиз ярдәм җәмийити," дегән намдики бир оқуғучилар уюшмиси қуруп, әйдизгә қарши туруш тәшвиқати, әйдиз вә җигәр яллуғи бимарлириниң һоқуқини қоғдаш паалийити билән шуғулланған иди.
2008-06-16
14- Июн йәни шәнбә күни франсийиниң пайтәхти париж шәһридә тибәт комитетиниң орунлаштуруши арқисида дағдуғилиқ намайиш паалийити болуп өтти.
2008-06-16
Кейинки 10 йил ичидә шималий америкидин австралийигичә, явропадин оттура асия түркий җумһурийәтлиригичә болған дөләтләрдә уйғурлар тәшкилатларға уюшуп, яшаватқан дөләтлиридә системилиқ һалда өз дәвалирини аңлатмақта.