Архип
2008-06-16
Истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң муавин башлиқи һидайәтуллаһ оғузханниң башчилиқида бир һәйәт тәшкиллинип, 2008 - йили 6 - айниң 12 - күни истанбул валийлиқини зиярәт қилди. Һәмдә валийлиқ тармиқидики " түрк дуняси туғқанлиқ вә қериндашлиқ һәмкарлиқи бөлүми" ниң башлиқи метин өзкан әпәнди билән учрашти.
2008-06-13
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң чаршәнбә күни башлиған канада зиярити давамлишиватқан болуп, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси мәмәт тохтиниң ейтишичә, рабийә ханим канаданиң пайтәхти оттавада канада һөкүмитиниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири билән учришип, улар билән уйғурларға мунасивәтлик муһим мәсилиләрни музакирә қилған.
2008-06-13
12 - Июн пәйшәнбә күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанийәт тәрәққияти программиси " чирикликкә қарши туруп һаятлиқни өзгәртиш: асия - тинч окян районлирида инсанийәт тәрәққиятини илгири сүрүш" темиси астида бир доклат елан қилди.
2008-06-13
Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришитниң баян қилишичә, хитай һөкүмити икки айдин буян йопурға наһийисини қоршивелип, уйғурларға зәрбә бериватиду. Хитай сақчилири һазир йопурға наһийисини қоршивелип, йолларни тосап турғанда, хитай әмәлдарлири йезиларға берип, 'сиңип киргән дүшмән күчләрни ениқлаш' һәрикити елип бериватиду.
2008-06-13
Хитай бир һәптә давам қилидиған террорлуққа қарши маневирни чаршәнбә күни башлиди. Бу қетимқи маневирға сәддичин 5 дегән нам берилгән болуп, униңда, хемийивий қораллиқ һуҗум вә гөрүгә елиш һәрикәтлиригә қарши мәшқ елип берилиду. Маневирда, валибол мәйдани химийиви қораллиқ һуҗумға учрайду. Әскәрләр 400 нәпәр тамашибинлар үстидин қутқузуш елип бариду.
2008-06-13
Бүгүн 12 - июн күни түркийә маарип министирликиниң мурасим залида түркий җумһурийәтлири вә түркий милләт районлиридин келип түркийидә оқуп оқуш пүттүргән оқуғучиларға диплом бериш мурасими өткүзүлди.
2008-06-13
Алдинқи күни канада парламентида, "канаданиң хитай сияситидики тәһдит вә пурсәтләр" намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлди.Муһакимә йиғиниға парламент әзалири, хитай мәсилилири мутәхәссислири, адвокатлар вә аммиви тәшкилатларниң вәкиллири қатнашти.
2008-06-13
Вәтинидин қазақистанға туғқан йоқлап чиққан исмини ашкарилашни халимиған яшанған бир нәпәр уйғур аял мухбиримизниң зияритини қобул қилип , уйғур елиниң нөвәттики сиясий вә иҗтимаий вәзийити һәққидә тохталди.
2008-06-12
Америка алий сот мәһкимиси пәйшәнбә күни қарар чиқирип, гүәнтанамодики тутқунларниң америка хәлқ сот мәһкимилиригә әрз қилиш һоқуқи барлиқини җакарлиди. Алий сотниң һөкүми гүәнтанамо тутқунлириниң җүмлидин мәзкур лагирдики уйғур тутқунлириниң зор ғәлибиси болупла қалмай, бу йәнә буш һөкүмити үчүн зор оңушсизлиқ, дәп қаралмақта.
2008-06-12
Йеқинқи йиллардин буян америка дөләт мудапиә минстирлиқини өз ичигә алған америка һөкүмитиниң юқири дәриҗилик органлириниң компютерлири үзлүксиз хитай компютер хаккерлириниң һәрхил шәкилдики һуҗум қилишиға учрап кәлмәктә.
2008-06-12
Сичүәндә йәр тәврәш апити йүз бәргәндин кейин, апәт райони хитай вә чәтәл ахбаратиға ечивитилгән иди. Апәт әһвали әйнән хәвәр қилинған бу мәзгил, бирқисим мәтбуатлар тәрипидин ахбарат баһари дәп аталған иди. Түнүгүн сичүәндә йүз бәргән бир әһвал, сичүәндики ахбарат баһариниң ахирлашқанлиқини көрсәтмәктә.
2008-06-12
Атақлиқ қирғиз язғучиси чиңгиз айтматофниң вапати қирғизистан һөкүмити вә хәлқини чоңқур қайғуға чөмдүрди. Бу мунасивәт билән қирғизистандики уйғурларму айтматофниң һаят вақтида уйғурлар билән елип барған алақилири һәм униң уйғурларниң мәниви мәдәнийитигә бәргән юқири баһасини әсләп өтүшти.
2008-06-12
Дуняға мәшһур қирғиз язғучиси чиңгиз айтматофниң вапати түрк дунясини җүмлидин түркийини матәмгә чөмдүрди. Мәшһур язғучи чиңгиз айтматофниң өлүм хәвиригә түрк мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр берилди.
2008-06-12
Мунапиқлар - икки йүзлимичи мәхлуқлар болуп, һәр қандақ бир милләттә тепилиду. Тарихларға нәзәр салидиған болсақ, көплигән милләтләрниң мустәмликичиләрниң төмүр тапанлири астиға кирип қелиши, инсанийәтниң зиянкәшликләргә учриши, сәлтәнәтләрниң қолдин кетиши, инсанийәт үчүн ярамлиқ кишиләрниң дүшмәнләр қолида набут болиши вә башқиму нурғунлиған бәхитсизликләр әнә әшу инсанийәт дунясиниң шум буйилири болған мунапиқларниң сатқунлиқи, хаинлиқи вә һәйярлиқи сәвәбтин болған.
2008-06-12
Мәлум тор бетидә елан қилинған бир нәпәр уйғур мәзлумәниң " әрләргә икки кәлимә сөз " мавзулуқ мақалисини йиғлап туруп йенишлап- йенишлап оқуп чиқтим. Уйғур қизлири, уйғур аяллири, уйғур анилар мушу күнгә қалдиму? қени һәқиқий әрләр? бурут қоюп алсила әр киши һеисаблинамду? бәл тасма бағлап алсила әр киши һеисаблинамду? әр кишиниң исмини қоювалсила әр киши һеисаблинамду?