Архип
2008-06-11
Мәйли тарихтики чаррусийә болсун вә яки 20 - әсирдики сабиқ совет иттипақи һәм бүгүнки русийә федератсийиси болсун, уларниң һәммисиниң ташқи сиясити җүмлидин шәрқ вә хитай сияситидә уйғурлар мәсилиси мәлум дәриҗидә муһим салмақни игилигән.
2008-06-11
Америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси әзаси сенатор шерид бравн тәрипидин 22-май күни дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси хәлқара мунасивәтләр комитетиға сунулған 574 - номурлуқ қарар лайиһиси, 2007- йили 18- сентәбир күни америка дөләт мәҗлиси авам палатаси ташқи мунасивәтләр комитетида уйғурлар һәққидә қобул қилинған 497 - номурлуқ қарар лайиһисиниң асасида тәйярланған болуп, лекин мәзмун җәһәттин мәзкур қарар лайиһисигә қариғанда көпрәк мәсилиләрни өз ичигә алиду.
2008-06-11
Яврупа иттпақи истималчилар комитетиниң мәсуллиридин бири болған Meglena Kuneva нөвәттә хитайда зиярәттә болуп, у хитай тәрәп билән мәһсулатларниң бихәтәрлики мәсилиси үстидә сөһбәт елип бармақта.
2008-06-11
Хитай чоң қуруқлуқидики " йәнхуаң чүнчю" жорнилиниң 6 - санида сабиқ хитай ташқи ишлар министири җи пеңфейниң өлүш сәвәбигә даир сирларни ашкарилиди. Мақалидә җи пеңфейниң өзини өлтүрүвалғанлиқини илгири сүргән. Җипеңфей немишқа өлүвалиду ? униң өлүвелиш сәвәби билән оғли генерал майор шеңдениң немә алақиси бар ? " йәнхуаң чүнчю"дики мақалидә буниңға даир сирлар ашкариланди.
2008-06-11
Испанийә һөкүмити җүмә күни , 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимиға испанийә ташқи ишлар министири Miguel Angel Moration ниң қатнишидиғанлиқини билдүргән иди. Министир моратион испанийиниң бу қарарини йәкшәнбә күни мухбирларни күтүвалған чеғида йәнә бир қетим тәкрарлиди.
2008-06-11
Д у қ дуняниң һәр қайси җайлирида паалийәтлирини қанат яйдурмақта. Д у қ ниң орунлаштуруши билән д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди уйғур мәсилисини япон аммиви тәшкилатлириға, парламент әзалириға вә япон хәлқиғә аңлитиш, шундақла японийидә яшаватқан уйғурлар билән учришиш мәқсиди билән 6 - айниң 9 - күни японийиниң пайтәхти токйоға йетип кәлгән.
2008-06-11
Вәтинидин қазақистанға туғқан йоқлап чиққан исмини ашкарилашни халимиған яшанған бир нәпәр уйғур аял мухбиримизниң зияритини қобул қилип , уйғур елиниң нөвәттики сиясий вә иҗтимаий вәзийити һәққидә тохталди.
2008-06-11
Дуня пигура чиқирип муз тейилиш мусабиқисидә үч қетим дуня чемпийони болған, канаданиң атақлиқ тәнһәрикәтчиси әлвис стоҗко, алдинқи айниң оттурилири, торонтода өткүзүлгән кишилик һоқуқ мәшили мурасимида, хитайниң кишилик һоқуқни еғир һалда дәпсәндә қиливатқанлиқиға наразилиқ билдүрүш үчүн, өзиниң бу қетимқи бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилидиғанлиқини елан қилип, канада җамаитиниң алаһидә диққитини қозғиғаниди.
2008-06-10
2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мәшили уйғур елигә йетип келиш һарписида, хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан сиясий бесимини алаһидә күчәйтиватқанлиқи ғәрб мәтбуатлири шуниңдәк чәтәлләрдики уйғур сиясий тәшкилатлири тәрипидин тилға елинип кәлмәктә.
2008-06-10
Америкида президент сайлими бу йил 1 - айда башланған иди. Буниң биринчи басқучи 6 - айниң 3 - күни ахирлашти. Бу басқучта демократлар партийиси билән җумһурийәтчиләр партийиси өзлириниң бирдин президент намзатини таллап чиқти. Булар демократларниң президент намзати барак обама билән җумһурийәтчиләрниң президент намзати җоһн маккейиндин ибарәт.
2008-06-10
Тибәт сүргүндә һөкүмити мушу айниң ичидә өткүзүлидиған хитай - тибәт сөһбитидә икки тәрәпниң келишәлишидә үмид аз икәнликини билдүргән. Тибәт тәрәп бу әндишисини, түнүгүн тәйвәнниң мәркизи ахбарат агентлиқиға ашкарилиған.
2008-06-10
Баш штаби шветсарийиниң гланд шәһиригә җайлашқан тәбиәтни қоғдаш хәлқара фонди җәмийити (WWF International) һәмдә хитайдики хәлқаралиқ муһит вә тәрәққият һәмкарлиқ кеңиши(CCICED) бирликтә хитайдики екологийилик тәңпуңлуқ мәсилиси һәққидә доклат елан қилди.
2008-06-10
Түркийидә дарвинизмгә йәни материялизмға қарши язған әсәрлири билән тонулған аднан октар әпәнди, һазирғичә икки йүз атмиш әтрапида китаб язған болуп, бу китаблар һарун яһя тәхәллуси билән нәшр қилинған.
2008-06-10
Йеқинда қазақистанниң алмута шәһиридики уйғур тиятириниң тәбәссум сәнәт өмики билән қирғизистан бешкәктики интизар уйғур нахша - усул сәнәт өмики бирлишип, бешкәк шәһиридә июн балилар байрими мунасивити билән оюн көрсәтти.
2008-06-10
Пәйшәнбә күни германийә парламентида йәнә бир қетим хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида җиддий бәс - муназирә елип берилған. Йиғинда хитайдики аз санлиқ милләтләр мәсилиси нуқтилиқ һалда талаш - тартиш қилинған.