Архип
2008-07-09
Қазақистанда мәшһур уйғур тарихчи турғун алмас әпәндиниң "уйғурлар" намлиқ йүрики тарихи әсири рус тилида нәширдин чиқти. Мәзкур әсәрниң бу нөвәтлик нәшри 1000 тиражлиқ болуп, бу китабниң рус тилида 2 - қетим нәшир қилиниш болуп, бу китап 1994 - йилиму 5000 тираж билән рус тилида нәшир қилинған иди.
2008-07-08
Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири комисйони хитайда җазалиниватқан 734 сиясий мәһбусниң архипини елан қилди. 214 Бәтлик бу архипта, мәһбусларниң исимлики, җазалиниватқан лагери, кесилиш муддити вә җазалиниш сәвәби баян қилинған. Архипта 46 нәпәр уйғур мәһбус һәққидә мәлумат хатириләнгән болуп, буларниң нөвәттә җазалиниватқан мәһбусларниң пәқәт бир қисми икәнлики әскәртилгән.
2008-07-08
2008 - Йили 7 - айниң 6 - күни шәрқий түркистан вәхпиниң уюштуруши билән түркийидә оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларни тәбрикләш мурасими өткүзүлди. Мурасимға түркийә маарип министирлиқиға қарашлиқ түрк дуняси қериндашлири идариси вәкиллири, түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә оқуш пүттүргән уйғур оқуғучилар, истанбулда яшаватқан уйғур, қазақлар болуп җәмий 200 дин артуқ киши қатнашти.
2008-07-08
Хитай коммунист һөкүмити хоңкоңни өткүзүвалғанда, хоңкоңда 'алий аптономийә' йүргүзүшкә вәдә бәргән иди. Хитай һөкүмити хоңкоңға вәдә бәргәндә 'бир дөләттә охшимиған икки хил иҗтимаий түзүм йолға қоюлиду', ' хоңкоңни хоңкоңлиқлар өзи идарә қилиду', һәтта 'хоңкоңда һазир йүргүзүлүватқан иҗтимаий түзүмниң мәзмуниға 50 йилғичә өзгәртиш киргүзүлмәйду' дегәндәк йеқимлиқ ибариләрни қолланған иди.
2008-07-08
Буниңдин 10 йил бурун хитайлар тәрипидин түрмигә ташланған уйғур зиялиси, тарихчи тохти тунияз һазирғичә хитай түрмисидә ятмақта. Униң аяли рабийәм вә икки балиси һазир японийидә яшимақта. Аяли рабийәм 2008 - йили киргәндин кейин еридин тунҗи хетини тапшуруп алған болуп, бу хәт японийиниң `алмас` журнилида елан қилинған.
2008-07-08
Бүйүк ира тор бетигә " җуңгода зор топилаң башлинишниң вә өз - ара қирғин қилишниң аламәтлири " мавзулуқ мақалә язған зиң җемиң әпәнди мундақ көрсәтти : 2008 - йили 6 - айниң 28 - күни гүйҗу өлкисиниң веңән наһийисидә партлиған тоқунуш пуқраларниң зораванлиққа зораванлиқ билән қаршилиқ көрситиш һәрикәтлириниң өрлигәнликини көрситип бәрди.
2008-07-08
Балиниң әң дәсләп көридиғини өй вә аилидур. Бала йоруқ дуняға көз ачқандин башлап көзигә челиққан һәр қандақ нәрсә униң зеһнигә орнап кетиду. Униң характериму зеһнидә қалған нәрсиләргә қарап шәкиллиниду. Бу басқучта һәр қандақ нәрсә балиға тәсир көрсәткүч амил болиду.
2008-07-07
Хитай даирилириниң йеқиндин бери уйғур елидә һизбу тәһрир партийисигә қарши тәшвиқатни күчәйткәнлики чәтәл мәтбуатлириниң диққитини тартмай қалмиди.
2008-07-07
Тәрәққи тапқан 8 дөләтниң 34 - қетимлиқ йиллиқ йиғини бүгүн йәни дүшәнбә күни японийиниң Hokkaido арилида рәсмий ечилди. Йиғинға йиғинниң әсли әзалири болған 8 дөләт рәһбиридин башқа, хитай, һиндистан, бразилийә, һиндонезийә, җәнубий африқа қатарлиқ тәрққий қиливатқан дөләтләрдин болуп 22 дөләтниң рәһбәрлири қатнашти. Йиғинда америка президенти җорҗ буш өзиниң бейҗиң олимпикиға қатнишиш қарарини ақлашқа мәҗбур болди.
2008-07-07
Сәккиз санаәтләшкән дөләт башлиқлири 7 - июл күни японийиниң хоккайдо арилидики тояко шәһиригә җәм болуп, бир қатар хәлқаралиқ мәсилиләрни музакирә қилди. Бу җәрянда президент буш билән русийә президенти медведев айрим учрашти. Бу учришиш хәлқара мәтбуатларниң диққитини җәлп қилди.
2008-07-07
Хитай рәһбәрлири бейҗиң олимпик мусабиқиси өткүзилидиған вақит йеқинлашқансири, хитайдики һазирқи турақсиз вәзийәттин шунчә бәк әндишә қиливатиду. Шу сәвәбтин йәнә һәр хил җиддий чарә - тәдбирләрни қоллинишқа башлиди. Буниң ичидә уйғурларға қаратқан сиясәтлири техиму қаттиқ болмақта.
2008-07-07
Корийә ислам җәмийитиниң тәшәббуси билән корийиниң пайтәхти сеул шәһридә ислам кеңиши тәшкилатиниң йиғини ечилди. Йиғин 2008 - йили 7 - айниң 4 - күни рәсми башлинип 6 - күни ахирлашти. Үч күн давам қилған бу йиғин, "асиядики аз санлиқ мусулманлар... Вә көп хил мәдәнийәтлик җәмийәттики риқабәт вә йирақ кәлгүси" намлиқ тема астида ечилған.
2008-07-07
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати германийә бөлүминиң 7 - айниң 5 - күнидики баянатида мундақ ипадә қилинған: "хитайдики аз санлиқ милләт болған уйғурларниң мәшһур затлиридин рабийә қадир ахбарат елан қилиш йиғинида, бейҗиң даирилириниң уйғурлар үстидин системилиқ һалда бастуруш сиясити йүргүзүватқанлиқини әйибләп мундақ деди: "хитай һөкүмити олимпиккә қарши туруш намида қанчә миңлиған уйғурларни қолға алди. Бәзилиригә өлүм җазаси бәрди. Хитай олимпик мусабиқисини өткүзүш һоқуқиға еришкәндин кейин, шәрқий түркистанниң кишилик һоқуқ вәзийити техиму қәбиһлишип кәтти. Хитай даирилири барлиқ чариләргә мураҗиәт қилип, олимпиктин илгири йүз бәргүси қаршилиқ һәрикәтлириниң алдини елишқа урунмақта".
2008-07-07
Қазақистан җумһурийити мустәқил болуп узун өтмәй пайтәхтини алматадин астанаға йөткәп мустәқил қазақистан тарихиниң йеңи сәһиписини ачқан иди. Бүгүн астанида өткүзүлүватқан 10 йиллиқ байрам паалийәтлири қазақ хәлқиниң дуняға қарап йүзләнгәнликиниң бишарити болуп қалди.
2008-07-04
Йәршаридики барлиқ инсанлар баравәрдур. Барлиқ инсанлар бай - баяшат вә әркин яшаш һоқуқиға саһиптур. Бу һоқуқлар талаш - тартиш қилинмайдиған йәни инсанларға тәңри бәхш әткән муқәддәс һоқуқтур. Шуңа инсанлар бәхт - саадәтлири үчүн күрәш қилиш һоқуқиға саһиптур.