Архип
2008-07-02
Канада парламенттидики йеңи демократлар партийәсидин болған парламент әзаси пеггй наш хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини изчил әйибләп кәлгән канададики сиясәтчиләрдин бири. У, һүсәйин җелил өзбекистанда қолға елинип,хитайға өткүзүп берилгәндин буян, канада һөкүмитини бу мәсилигә җидди муамилә қилишқа үндәп кәлмәктә.
2008-07-02
Һәммигә мәлумки, адәм балисиниң башқа җанлиқлардин алаһидә пәрқлинип туридиған хисләтлиридин бири шуки, адәм балиси яхшилиқни сөйиду, өзигә яхшилиқ қилғанни һөрмәтләйду вә бу яхшилиқни қайтурушқа тиришиду. Чүнки адәмниң ички һессияти өзигә яхшилиқ қилған, бешиға күн чүшкән чағларда униңға һәмдәм болған, еғирчилиқ - хушаллиқ күнләрдә биргә болған кишиләрдин сөйүниду, қәлби даим шундақ кишиләргә интилиду, ашундақ кишиләр билән хиял сүргинидә көңли арам тапиду, шуңа уларни һәмишә яд етип туриду, уларниң қилған яхшилиқлирини әсләп туриду.
2008-07-02
2008 - Йили 6 - айниң 17 - күни мустәмликә уйғуристанниң пайтәхти үрүмчидә аталмиш "инақлиқ сәпири" намида аталмиш "муқәддәс мәшәл" көтүрүп меңиш мурасими өткүзүлди. Үрүмчидә уйғурларға ишик - деризиләрни тақиветишкә, қәшқәрдә уйғурларға тала - түзгә чиқмаслиққа буйруқ қилинди.
2008-07-01
Америка әрзийәт соти түнүгүн йәни дүшәнбә күни пәрһат һузәйфа давасиниң һөкүм изаһнамисини елан қилди. Изаһнамидә, америка һәрбий сот коллигийисиниң пәрһат һүзәйфа үстидин чиқарған дүшмән җәңчиси дегән һөкүмни немиләргә асасән инкар қилғанлиқи чүшәндүрүлгән.
2008-07-01
Америкида нәшр қилинған "шинҗаң: җуңгониң мусулман чегриси" намлиқ китаб хитай һөкүмәт тармақлири тәрипидин тәрҗимә қилинғандин кийин, мәзкур китабниң язғучилири хитайға киргүзүшкә болмайдиған кишиләр тизимликигә киргүзүлгән.
2008-07-01
29 - Июн йәкшәнбә күни истанбулда яшаватқан уйғурлар олимпик мусабиқисиниң хитайда өткүзүлишигә қарши шундақла хитай даирилири тәрипидин ақсуниң кәлпин наһийиси йорчи йезисида бир мәсчитниң чеқиветилгәнликигә ғәзәп - нәприти вә наразилиқини ипадиләп хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида намайиш паалийити елип барди.
2008-07-01
Түркийидә ечилған мусапирлар йиғинида уйғурларниң бешиға келиватқан күлпәтләрму мәхсус баян қилинған вә бу һәқтә түркийидә яшаватқан уйғур мусапирму өз сәргүзәштисидин йолға чиқип туруп уйғурлар бүгүн дучар боливатқан инсан һәқлири дәпсәндилири вә зулумлар һәққидә доклат берип өткән иди.
2008-07-01
2008 - Йили 6 - айниң 30 - күни далай ламаниң ишханиси: далай ламаниң алаһидә әлчиси лоди гирәй 30 - күни бейҗиңға йитип келип җуңго мәркизи һөкүмитиниң вәкиллири билән 7 - қетимлиқ сөһбәт өткүзиду дәп җакарлиди.
2008-07-01
1945 - Йили қурулғандин башлап хәлқаралиқ мәсилиләрдә обектип тәһлил вә мәсилини һәл қилишниң үнүмлүк чарилирини оттуриға қоюш билән юқири инавәт қазинип келиватқан америкидики "ранд" RAND ширкитиниң хитай һәққидики тәтқиқат доклатиниң мәзмунлири йеқинда 'көзитиш журнили'да елан қилинған иди. Бу доклатта хитай һәққидә әқилгә мувапиқ баһа вә өткүз тәнқидләр оттуриға қоюлған иди.
2008-07-01
Хитайда давам қиливатқан сиясий зулум вә иқтисади тәрәққият хитайни қандақ ақивәтләргә гириптар қилиду? хитайниң истиқбали зади қандақ? бу соалға берлинлиқ физика алими вә җәмийәтшунас профессор калберис әпәнди җаваб бәргән. У 6 - айниң 28 - күни германийә һәптилик муһим темилар муназириси журнилида мақалә елан қилип, хитайниң кәлгүсигә болған қияслирини оттуриға қойған.
2008-07-01
Әдәп - әхлақ инсан тәбиитигә сиңип күндилик әмәлийитидә ипадилинип туридиған һәрикәт һалити болуп, у инсанниң адимийлик бәлгиси, инсан қәлбиниң зиннити.