Архип
2008-07-25
Хитай коммунист партийиси тарихини тәтқиқ қилиш билән тонулған, һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди уйғурларниң әһвалини тәйвән хәлқигә тонуштуруш үчүн язған " 1949 - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән ихчам китабиниң үчинчи бабини, йәни 'хитай коммунист һөкүмитиниң һөкүмранлиқ қилиш вастилири' дегән бабини төвәндикидәк башлайду.
2008-07-25
Қазақистан хәлқ артиси, мәшһур композитор қуддус ғуҗамяроф туғулғанлиқиниң 90 йиллиқи мунасивити билән униң һәйкилиниң йопуқини ечиш мурасими билән бирликтә өткүзүлгән бир қатар паалийәтләр давамида мухбиримизниң зияритини қобул қилған уйғур алими рабик исмаил уйғурларниң дуняға тонулған мәшһур композитори қуддус ғоҗамярофниң иҗадий паалийәтлири тоғрисида тохталди.
2008-07-25
Биз қачан "мән билимән" дейишимиз керәк, бәлки бәлгиләнгән тәләппуз буйичә бир һөкүмни оттуриға қоюп болғандин кейин, биз қачан ишәнчлик һалда:" бу иш мән гуманланмай билишкә тигишлик иш иди", дейәлишимиз керәк, мубада бәлгиләнгән басқучқа йетәлмигәндә, мәлум җәһәттә һәм һөкүм асасида биз қачан, "мән ишинимән", "миниң қаришимчә","миниң пикрим бар иди", "бу мән ишинидиған һәқиқәт иди", дейәлишимиз керәк?
2008-07-24
Америка дөләт мәҗлисиниң авам палата ташқи мунасивәтләр комитети хитайниң кишилик һоқуқи зиянкәшликигә хатимә бериш,уйғур вә тибәтләрни бастурушни тохтитиш, судан вә берма һөкүмәтлирини қоллашни ахирлаштурушни тәләп қилидиған бир қарарнамә һазирлиған болуп, комитет рәиси берман чаршәнбә күни дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән хитай тоғрисидики бир испат бериш йиғинида қарарнаминиң асаси роһини тонуштурди.
2008-07-24
Олимпиятқа 2 һәптә қалғанда күнмиң шәһиридә 3 аптобус партлап, 3 киши өлгән вә 14 киши яридар болған иди. Бу вәқә техи бир тәрәп қилинмай туруп, түнүгүн йәнә шаңхәйдә бир аптобус партлиған. Бу вәқәдә аввал аптобуста от янған, арқидин партлиған. Нөвәттә вәқәниң бир партлитиш вәқәси яки от кетиш вәқәси икәнлики ениқ әмәс.
2008-07-24
Бейҗиң олимпик мусабиқисигә икки һәптә қалған бүгүнки күндә, һәрбий һаләт түсини алған бейҗиң шәһириниң җиддий қияпити хәлқараниң диққитини тартти. Қанчә онмиңлиған әскәр, сақчи, аманлиқ сақлаш хадимлири вә башқурулидиған бомбилардин тартип әтраплиқ орунлаштурулған бейҗиңниң әнсиз вәзийити һәққидә ғәрб мәтбуатлирида һәр хил пикирләр оттуриға чиқти.
2008-07-24
Бошүн тор бетиниң қизиқ нуқтиси: бейҗиң олимпик мурасими 2008 - йили 7 - айниң 23 - күни, мухбир тән миң. Хәвәр мундақ башланди: омумән бейҗиң олимпик мурасиминиң яхши хәвәрлирини күтүп елишқа тәйярлиқ қиливатқан кишиләр диққәт! идийидә тәйярлиқ қилиңлар! бейҗиң олимпик мурасими мәзгилидә дәһшәтлик қан төкүлүши мумкин.
2008-07-24
Уйғур ели мәтбуатлириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә , бу йил уйғур елидә қурғақчилиқ апити еғир болған бир йил болған болуп ,әтияз пәслидин башлап йүз беришкә башлиған қурғақчилиқ апәтлириниң тәсири көп қисим җайларға кәң даиридә һәм узун муддәт тәсир көрсәтмәктә икән.
2008-07-24
Дуняниң көзидин узақ һалда үн - тинсиз һаятлиқ күришини давам қилип келиватқан уйғур хәлқи аста - аста дуняниң диққитини тартишқа башлиди. Уларниң мәдәнийити, өрп - адәтлири, нахша - усуллири, йемәк - ичмәклири дуняниң қизиқишини қозғиса, улар дучар болуватқан сансиз тәләйсиз қисмәтләрму һәм дуняниң диққитини қозғимақта.
2008-07-24
Һәр қандақ бир җәмийәт кишилириниң арисида меһри - муһәббәт, инақлиқ вә иттипақлиққа тосқун болидиған начар илләтләр көп болуп, көрәлмәсликму шу рәзил илләтләрниң биридур. Көрәлмәслик өч - адавәттинму күчлүк болған қәбиһ роһий һаләт болуп, қәлбниң зәипләшкәнликиниң вә етиқадсизлиқниң ипадисидур.
2008-07-23
Америка дөләт мәҗлисиниң кишилик һоқуқ гурупписи түнүгүн испат бериш йиғини чақирип, хитайниң олимпик вәдиси вә кишилик һоқуқи вәзийитигә даир мәсилиләрдә мунасивәтлик тәрәпләрниң пикирини алди.
2008-07-23
Уйғур аяллирини демократийә вә кишилик һоқуқ еңи буйичә тәрбийиләш курси, германийиниң мюнхен шәһиридә, 7 - айниң 21 - күни башлинип, 23 - июл күни ахирлашти.
2008-07-23
Канада баш министири степһен һарпер, алдинқи һәптидә,бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини қайта тәкитлиди. У, тибәттики наразилиқ һәркәтлири қораллиқ бастурулған април ейиниң бешида, бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини билдүргәниди.
2008-07-23
Германийә 1 - телевизийә қанили (а р д)ниң 7 - айниң 20 - күни саәт 11:00 дин 12:00 гә қәдәр болған бир саәтлик программиси, уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулушиға аит хәвәрләргә орун бәргән.