Архип
2008-07-23
Босинийәдики сербларниң сабиқ рәһбири радуван карадич дүшәнбә күни қолға елиниши билән, 13 йилдин буян йошурунуп йүргән бу уруш җинайәтчиси дуня мәтбуатиниң қизиқ нуқтилириниң биригә айланди.
2008-07-23
Дуняниң көзидин узақ һалда үн - тинсиз һаятлиқ күришини давам қилип келиватқан уйғур хәлқи аста - аста дуняниң диққитини тартишқа башлиди. Уларниң мәдәнийити, өрп - адәтлири, нахша - усуллири, йемәк - ичмәклири дуняниң қизиқишини қозғиса, улар дучар болуватқан сансиз тәләйсиз қисмәтләрму һәм дуняниң диққитини қозғимақта.
2008-07-23
22 - Июл талантлиқ музикант мәрһум күрәш көсән әпәндиниң туғулған күни. Гәрчә күрәш әпәнди аримиздин вақитсиз айрилған болсиму, униң әл дәрдигә йиғлиған, вәтән ишқини күйлигән, хәлқиниң әркинликигә үмид беғишлиған җәңгивар авази қулақ түвимиздин айрилғини йоқ.
2008-07-23
Қазақистан хәлқ артиси, мәшһур композитор қуддус ғуҗамяроф туғулғанлиқиниң 90 йиллиқи мунасивити билән униң һәйкилиниң йопуқини ечиш мурасими билән бирликтә өткүзүлгән бир қатар паалийәтләр давамида мухбиримизниң зияритини қобул қилған уйғур алими рабик исмаил уйғурларниң дуняға тонулған мәшһур композитори қуддус ғоҗамярофниң иҗадий паалийәтлири тоғрисида тохталди.
2008-07-22
Уйғурлар үчүн, хитай өлкилиридә меһманхана қийинчилиқи йеңи бир әһвал әмәс. Бу қийинчилиқ 90 - йиллардила башланған. Әмма, меһманханиға тизимлитиш үчүн, юқири дәриҗилик әмәлдар болуш, буниң билән биллә, хизмәткә чақиртилған вә хизмәткә әвәтилгән испат хети болуш йеңи түзүмләрдин болса керәк.
2008-07-22
Уйғур аяллирини тәрбийиләш курси германийиниң мюнхен шәһиридә давамлашмақта. Радиомизниң игилишичә, мәзкүр курс мувәппәқийәтлик өткүзүлүш билән биргә, өзиниң үнүмини һәқиқий җари қилдуруп, курсқа иштирак қиливатқан аялларниң уйғур миллий даваси йолидики роһиниң күчийишигә алаһидә түрткә елип кәлгән.
2008-07-22
"Лос анҗилис вақит гезити" ниң 22 - июлдики санида, " хитай олимпик һарписида уруш һалитигә өтти" намлиқ бир парчә мақалә елан қилинған болуп, мақалидә хитай һөкүмитиниң олимпикни террорлуқ һуҗумидин қоғдаш үчүн олимпик мурасими өткүзүлидиған тәнтәрбийә залиниң биқиниға башқурулидиған бомба орунлаштурулғанлиқи баян қилинған.
2008-07-22
Хитай коммунист партийиси тарихини тәтқиқ қилиш билән тонулған, һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди уйғурларниң әһвалини тәйвән хәлқигә тонуштуруш үчүн язған " 1949 - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән ихчам китабиниң үчинчи бабини, йәни 'хитай коммунист һөкүмитиниң һөкүмранлиқ қилиш вастилири' дегән бабини төвәндикидәк башлайду.
2008-07-22
Йеқинқи йиллардин бери дуняниң һәр қайси җайлирида уйғурлар һәққидики тәтқиқатлар барғансери көпәймәктә. Әзәрбәйҗан дөләт мәдәнийәт вә гүзәл сәнәт университети тәрипидин нәшр қилинған `мәдәнийәт дуняси` намлиқ әсәрдә, уйғур әдәбиятидики драмичилиққиму йәр берилгән.
2008-07-22
Исрапчилиқ - бир нәрсини һәддидин артуқ бузуп чечиш дегәнлик болуп, исрапчилиқни вә исрапхорларни дуняда һечқандақ дин яки қанун қоллимайду. Чүнки исрап қилип бузуп - чачқан нәрсиләрдин һечким пайдилиналмайду. Әксичә, һәр нәрсини нормал һалда қаидә - йосун буйичә ишлитиш пүтүн инсанлар тәрипидин қарши елинидиған, аллаһ таалани мәмнун қилидиған яхши усулдур.
2008-07-22
Йеңи ира тор бетигә 2008 - йили 7 - айниң 15 - күни " бейҗиңниң сәзгүрлүки осаллишип кәтти" мавзулуқ мақалә язған ху шавҗяң әпәнди мундақ көрсәтти: бейҗиңлиқ достлирим маңа, дөләтниң ички вәзийити тоғрисида сәзгүлириниң яхши болмайватқанлиқини сөзләп берип: җуңгода һамини бир күни бир иш чиқиду, бәлки чоң иш чиқиду, дейишти.
2008-07-21
Дуня уйғур қурултийи, хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди һәмдә америка демократийини илгири сүрүш фондиниң тәшкиллиши вә маддий ярдими, германийә баварийә өлкилик парламенти йешиллар партийисиниң һәмкарлишиши астида " уйғур аяллирини демократийә вә кишилик һоқуқ буйичә тәрбийиләш курси" ниң 2 - нөвәтлик йиғини германийиниң мюнхен шәһиридә өткүзүлди.
2008-07-21
Бүгүн йәни 21 - июл, дүшәнбә күни хитайниң йүннән өлкисиниң күнмиң шәһиридә аптобус партлаш вәқәси йүз бәргән. Вәқәдә 3 аптобус партлап 3 киши өлгән 14 киши яридар болған. Нөвәттә сақчилар кунмиңниң асаслиқ қатнаш түгүнлирини назарәт астиға алған.
2008-07-21
Қазақистанниң алмута шәһиридә илмий тәтқиқат, иҗадийәт вә тәрҗимә ишлири билән шуғуллиниватқан, бир қанчә китабларниң аптори, доктор хәмит һәмрайеф әпәнди йеқинда америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт күни паалийитигә қатнишиш үчүн вашингтонға кәлгәндә радио истансимизни зиярәт қилип, мухбиримиз үмидварниң сөһбитини қобул қилди
2008-07-21
Хитай коммунист партийиси тарихини тәтқиқ қилиш билән тонулған, һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди уйғурларниң әһвалини тәйвән хәлқигә тонуштуруш үчүн язған " 1949 - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән ихчам китабиниң иккинчи бабини, йәни 'шинҗаң'дәп атиливатқан бу җайниң хитайдики истратегийилик орни' дегән бабини төвәндикидәк башлайду.