Архип
2008-07-14
13 - Июл йәкшәнбә күни, америка пайтәхти вашингтонға җайлашқан хитай әлчиханиси алдида, хитайниң үрүмчидә бәш уйғур яшни етип ташлиғанлиқи һәмдә қәшқәрдә бәш уйғурға өлүм җазаси бәргәнликигә қарши наразилиқ билдүрүш намайиши елип берилди.
2008-07-14
7 - Айниң 11 - күни германийиниң мюнхен шәһиридә елип берилған намайиш д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң чақириқи билән дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири елип бериватқан наразилиқ һәрикәтлириниң бири болуп, бу намайишни д у қ баш шитаби билән яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати вә шәрқий түркистан информатсийә мәркизи бирликтә уюштурған.
2008-07-14
Дуня уйғур қурултийи, хитай һөкүмитиниң 7 - айниң 8 - күни үрүмчидә 5 нәпәр уйғур яшлирини вәһшиләрчә етип өлтүргәнлики вә йәнә шу күни қәшқәрдә 20 нәпәр уйғур үстидин очуқ сот ечип 5 нәпәр уйғурға өлүм җазаси бәргәнликидин ибарәт җинайи қирғинчилиқиға наразилиқ билдүрүш үчүн дунядики һәр қайси уйғур тәшкилатлириға намайиш уқтуруши қилған иди.
2008-07-14
Хитай сақчи даирилириниң урумчи районида бигунаһ 5 нәпәр уйғур яшни явайиларчә етип ташлаштәк қилмиши вә қәшқәрдики хитай сотиниң 20 артуқ уйғур яшлириниң үстидин сот ечип 5 нәпәр уйғур балисиға наһәқ һалда өлүм җазаси бериши шиветсийәдә яшаватқан уйғурларниң қаттиқ наразилиқини вә ғәзәп нәпритини қозғиди.
2008-07-14
Үрүмчидә өлтүрүлгән 5 уйғурниң паҗиәси муһаҗирәттики уйғурларни көп тәрәплимә ойға салди. Өлтүрүлгәнләрниң қоралсиз болуши, диний сөһбәт үстидә қоршавға елиниши, паҗиәниң олимпикқа 29 күн қалған йәни дуня җамаити хитайға көзини тикип туруватқан бир мәзгилдә йүз бериши мәсилиниң уйғур паалийәтчилирини ойға салған тәрәплиридур.
2008-07-14
Бейҗиң олимпик тәнтәрбийә мурасиминиң ечилиш мурасимиға 27 күн қалғанда, хитай мәркизи һөкүмити сиясий бюроси даимий комитети әзаси ли чаңчүн, хитай даирилириниң олимпик зияритигә қарита очуқ вә кәң мулазимәт шараити яритип беридиғанлиқини билдүрди.
2008-07-14
Франсийә агентлиқиниң бүгүн суданниң пайтәхти картумдин хәвәр қилишичә, орни голландийиниң гаага шәһридики хәлқара сот мәһкимисиниң тәптиши луис окампо судан президенти омәр әл беширни 'етник қирғинчилиқ елип берип, суданда көп санлиқни тәшкил қилидиған үч хил йәрлик милләтни ханивәйран қилди' дәп әйиблигән вә баш сотчидин беширни қолға елип сотлашни тәләп қилған.
2008-07-14
Оттура асия вә уйғур тәтқиқатиға аит материялларда 20 - әсирниң башлирида таки 40 - йилларға қәдәр болған дәвир ичидә ялғуз чаррусийә мустәмликичилирила әмәс, бәлки ленин, сталин йетәкчиликидики совит қизил армийиси дәп аталған таҗавузчи армийиниңму оттура асияға қошун тартип кирип, йәрлик түркий милләтләр қатарида уйғурларниму мәҗбурий әскәрликкә тутуш, һашарға тутуш, қолға елиш шундақла колликтип қирғин қилиштәк вәһши усуллар билән йоқ қилишқа урунғанлиқи тоғрисида мәлуматлар елан қилинмақта.
2008-07-14
Америка президенти җорҗ буш дүшәнбә күни ақсарайда америка хәлқара диний әркинлик қануни мақулланғанлиқиниң 10 йиллиқи мунасивити билән хатириләш нутиқи елан қилип, уйғур мусулманлириға охшаш өз азадлиқи вә диний әркинлик үчүн тирмишиватқан кишиләрни унутмайдиғанлиқини вә уларға еһтирам билдүридиғанлиқини әскәртти.
2008-07-13
13 - Июл куни дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим йетәкчиликидә вә дуня уйғур қурултийи һәм америка уйғурлири бирләшмисиниң тәшкиллиши билән америка пайтәхти вашингтондики хитай баш әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзүлди.
2008-07-11
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим баянат елан қилип, хитайниң 8 - вә 9 - июл күнлиридики қанлиқ һәрикитини уйғур миллитигә, олимпик роһиға вә хәлқара қанунға җәң елан қилиш дәп билдүрди.
2008-07-11
Америкиниң истанбул консолослиқиға һуҗум қилип 3 сақчи шеһит қилинғандин кейин америка президенти буш, түркийә дөләт рәиси абдуллаһ гүлгә телефон қилип абдуллаһ гүлдин вә абдуллаһ гүл арқилиқ түрк сақчилириниң аилилиридин сәвирә тилиди.
2008-07-11
Буниңдин бурун чоң қуруқлуқтики коммунист партийә тәйвәнни 'җуңго тәйвән' дәп атиса, тәйвәндики гоминдаң партийиси 'җуңхуа тәйвән' дәп атайтти. Тәйвәндики минҗиндаң партийиси болса тәйвәнни игилик һоқуқи бар бир дөләт дәп қарап, қисқартип'тәйвән' дәпла атайтти.
2008-07-11
Бейҗиң олимпикигә нәччә он күнла вақит қалди. Хитайниң мунасивәтлик даирилири пәйшәнбә күни мәхпий һалда олимпик ечиш мурасиминиң репетитсийә орунлаштурди вә мушуниңға яндашқан һалда бейҗиң ичидики кишилик һоқуқ паалийәтчилирини нәзәрбәнд астиға елип "шәһәр қияпитигә тәсир көрситиду" дәп қаралған елементларни шәһәрдин йоқ қилишқиму алаһидә күч чиқиришқа башлиған болуп, мәзкур ' сәлбий елементлар 'шәһәр ичидә тиләмчилик қилип тирикчилик қилидиған диваниләрниму өз ичигә алиду.
2008-07-11
Оттура асия вә уйғур тәтқиқатиға аит материялларда 20 - әсирниң башлирида таки 40 - йилларға қәдәр болған дәвир ичидә ялғуз чаррусийә мустәмликичилирила әмәс, бәлки ленин, сталин йетәкчиликидики совит қизил армийиси дәп аталған таҗавузчи армийиниңму оттура асияға қошун тартип кирип, йәрлик түркий милләтләр қатарида уйғурларниму мәҗбурий әскәрликкә тутуш, һашарға тутуш, қолға елиш шундақла колликтип қирғин қилиштәк вәһши усуллар билән йоқ қилишқа урунғанлиқи тоғрисида мәлуматлар елан қилинмақта.