Архип
2008-08-29
Хитай сақчилири қәшқәрдә йүз бәргән яман яр вәқәсини биртәрәп қилиш җәрянида, қизил бойи вәқәсини кәлтүрүп чиқарди. яман яр вәқәсидә 3 аманлиқ хадими өлгән болса, қизил бойи вәқәсидә 2 нәпәр сақчи өлди. Хитай тәрәп икки вәқәниң гумандарлирини охшаш бир гуруһ кишиләр дәп қаримақта. Әмма бу пәқәт бир пәрәз.
2008-08-29
Мусулманларниң рамизан ейи йеқинлап келиши билән, уйғур елида олимпик бихәтәрлики намида күчәйтилгән бихәтәрлик тәдбирлиригә улинип мәхсус рамизан ейи бихәтәрлик тәдбирлири елинмақта.
2008-08-29
Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида 'дөләт байримини қоғдаш' дегән нам билән 200 миң сақчи сәпәрвәр қилған. Хоңкоңдики кишилик һоқуқ вә демократийә учур мәркизиниң доклатиға қариғанда, хитай һөкүмити өзиниң җамаәт хәвпсизлик сақчилири вә қораллиқ сақчи қисимлириға тайинип, 10 - айниң 1 - күнидики дөләт байриминиң алди-кәйнидә, уйғур юртлирида өйму-өй тәкшүрүш елип беришни пиланлиған.
2008-08-29
Уйғур мәсилиси болупму бейҗиң олимпик мусабиқиси җәрянида уйғур диярида йүз бәргән вәқәләр дуняда шундақла уйғурлар арисида муназирә темиси болушқа давам қилмақта.
2008-08-28
Вәқә түнүгүн йәни 27 - авғуст күни кәч саәт 5 тә пәйзиват наһийисиниң қизил буя йезисидики бир қонақлиқта йүз бәргән. Сақчилар анаргүл мутәллип исимлик бир гумандарни издәп қонақлиқни қоршавға алған вә тәкшүрүш елип барған, тәкшүрүш җәрянида сақчилар бир гуруп кишиниң уштумтут һуҗумиға учриған.
2008-08-28
Русийә даирилири грузийиниң икки аптоном җумһурийитиниң мустәқиллиқини етирап қилғандин кейин, қара деңиз райониниң вәзийити үзлүксиз җиддийләшмәктә. Америка башчилиқидики ғәрб әллириниң русийә билән болған мунасивити соғуқ мунасивәтләр урушидин кейинки әң җидди әһвалға чүшүп қалди.
2008-08-28
Денвер шәһиридә ечиливатқан америка демократлири чоң қурултийиниң 3 - күни йәнә 27 авғуст, мәзкур қурултай вәкиллири өз партийисидин президент вә муавин президент намзатини бекитип чиқти.
2008-08-28
Мушу айниң бешида, бейҗиң олимпики башланған күнләрдә, грузийә қисимлириниң москваниң грузийә территорийисидики җәнубий оссетийә қатарлиқ җайларға болған контроллуқ һоқуқини қайтурувелиш үчүн қилған тиришчанлиқи, русийиниң грузийигә зәрбә бериш һәрикитини кәлтүрүп чиқарған иди.
2008-08-28
Қәшқәр дияридин алмутуға зиярәткә кәлгән исмини ашкарилашни халимиған бир киши қазақистанда турушлуқ мухбиримизға өзиниң қәшқәрдин чиқип қазақистан сәпиригә йол елиш җәрянида үрүмчи һәм ғулҗа шәһәрлиридә йолуққан ишлири вә у җайларниң сиясий вәзийәтлири һәққидә сөзләп бәрди.
2008-08-28
Йеқинда сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ тонулған алим вә язғучи муһәммәд қасим һаҗим тәрипидин тәрҗимә қилинип, нәширгә тәйярланған " қутадғу билик" ниң әрәбчә тәрҗимиси нәширдин чиқти.
2008-08-28
Қирғизистанда нөвәттә, қирғизистян мустәқиллиқиниң 17 йиллиқини тәбрикләш үчүн, дөләт байрими мурасимигә җидди тәйярлиқ көрүватқан болуп, қирғизистан дөлитиниң мәзкүр байрамни қандақ түстә тәбрикләшни пиланлаватқанлиқи һәққидә қирғизистанда турушлуқ ихтияри мухбиримиз турсун ислам мәлумат бериду.
2008-08-27
Учурларға асасән қәшқәр дияриниң пәйзиват наһийисидин игә болушимизчә, пәйзиватниң қизил бойи вә миша йезилирида сақчилар билән бир қисим уйғурлар оттурисида тоқунуш йүз берип, вәқә җәрянида икки сақчи өлгән йәнә иккиси еғир яриланған. Үч нәпәр уйғур сақчилар тәрипидин қолға елинған.
2008-08-27
10 - Авғуст күни уйғур елиниң кучар наһийисидә йәрлик қаршилашқучи күчләрниң шу җайдики хитай әслиһәлиригә һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, хитай бихәтәрлик органлири кучада кәң көләмлик тазилаш һәрикити башлиған иди.
2008-08-27
Германийә ахбарат агентлиқиниң 25 - авғуст күни елан қилған "хитай шинҗаңда уйғурларни тутқун қилишни күчәйтмәктә" намлиқ хәвири, ғәрб ахбарат саһәсиниң диққитини җәлип қилди.
2008-08-27
Америка демократлири дөләтлик чоң қурултийи, 26 - авғуст, йәни қурултайниң иккинчи күни, демократлар партийиси әзаси, мәзкур партийидин президент намзатлиқи риқабитигә чүшкән хиларий клинтонниң сәһнигә чиқиши вә униң " бирлик" баш тема қилинған нутқи билән алаһидә түскә кирди.