Архип
2008-09-30
Бүгүн пүтүн дунядики бир йерим милярд мусулман, "12 айниң султани " дәп аталған муқәддәс рамизан ейини ибадәт вә сахавәт билән тамамлап, рози һейтни тәнтәнә билән күтүвалди.
2008-09-30
2006 - Йили 10 - айда шиветсийидә қурулған уйғур қәләмкәшләр мәркизи, өткән һәптә хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң рәсмий әзалиқиға қобул қилинди.
2008-09-30
Пакистан дөләт мудапиә тор бетидә пакистан - америка - хитай мунасивәтлири һәққидә берилгән бир парчә мақалидә, террорлуққа қарши урушниң хитай - пакистан дөләт мудапиә мунасивәтлиригә көрситидиған тәсири һәққидә мулаһизә йүргүзүлгән.
2008-09-30
Уйғур милли һәрикитиниң йетәкчиси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим уйғур хәлқниң әнәнивий рози һейт байримини қизғин тәбриклиди.
2008-09-29
Дуняни зилзилигә салған 4 - авғуст қәшқәр "сәмән йоли вәқәси" бейҗиң олимпик мусабиқиси башлинишқа аз қалған күнләрниң бир әтигәнлики йүз бәргән иди.
2008-09-29
Хитай һөкүмити йеқинда ай шарини байқаш пилани бойичә қоюп бәргән 'муқәддәс 7' намлиқ аләм кемиси йәр шариға сақ қайтип кәлгәнликигә һаяҗанлиниватқан вақитта, һиндистанниң ай шарини байқаш үчүн қоюп бәргән ракитаси орбитиға кирди.
2008-09-29
Мәркизи агентлиқниң 29 - сиентәбирдики хәвиригә асасланғанда, д у қ баянатчиси дилшат решит 9 - айниң 28 - күни хәлқара ахбарат васитилирида баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң дөләт байриминиң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш баһанисида пүткүл шәрқий түркистан тәвәсидә кәң көләмлик тәкшүрүш вә тутқун қилишни давамлаштуриватқанлиқини тәкитлигән.
2008-09-29
Түркийә чәтәлләрдики уйғурлар бир қәдәр көп олтурақлашқан дөләтләрдин бири болуп, қәйсәри түркийидики уйғурлар бир мәһәллигә җәм болуп олтурақлашқан шәһәрләрдин бири.
2008-09-29
Фитир сәдиқиси рамизан ейиниң сәвәби билән пеқирларға бериш бәлгиләнгән мәхсус сәдиқә болуп, уйғурлар мусулман болған шу узун йиллиқ тарихи җәрянида, роза һейт күнлиридә пеқирларниң, йетим - йесирларниң йүзлирини күлдүрүш, һейт хошаллиқини улар билән биргә тәнтәнә қилиш нийити билән рамизан ейиниң ахирқи күнлиридә беришкә адәтләнгән, көрүнүштә адди, әмма иҗабий тәсири зор болған бир хил ярдәмлишиш ибадитидур.
2008-09-26
Вал - стрет пул муамилә базирида барғанчә чоңқурлишиватқан кризисини қутулдуруш үчүн оттуриға қоюлған 700 милярд долларлиқ қутқузуш пилани үстидә 25 - сентәбир күни ақ сарайда елип берилған муназирә бәзи консерватип җумһурийәтчиләрниң қарши чиқиши билән нәтиҗисиз аяғлашқандин кейин, җүмә күни һөкүмәт әзалири мәзкур мәсилидики талаш - тартишни йәнә әслигә кәлтүрди.
2008-09-26
Түркийиниң нопузлуқ гезитлиридин һүррийәт, миллийәт вә радикал гезитлириниң 25 - сентәбир күнидики санида `моңғул археологлар билгә хақанниң һәйкилини тапқан` мавзулуқ хәвәр елан қилинди.
2008-09-26
Түркийидики MPL телевизийисидә һәр һәптиниң дүшәнбә күнлири кәч саәт 21:30 дин 22:30 гичә түркистанбул программиси тәқдим қилинип сүни һәмра арқилиқ нәқ мәйдандин тарқитилип кәлмәктә.
2008-09-26
" Шинҗаң уйғур аптоном райониниң рәисигә бир парчә хәт " намлиқ мақалә өткән айда уйғур тор бәтлириниң биридә елан қилинди. Мақалидә аптономийә қануни вә дөләтниң милләтләр сияситигә һөрмәт қилиниши керәклики вә буниңға аптоном районниң рәиси болғучи кишиниң башламчилиқ билән әмәл қилиши керәклики тәкитләнгән.
2008-09-26
Қазақистанда яшаватқан уйғурлар һөкүмәтниң диний сияситидики кәңчиликлиридин бәһриман болуп рамизан ейида әркин - азадә роза тутуп ибадәт қиливатқанлиқини билдүрмәктә.
2008-09-25
Уйғур елидин игилигән учурларға асасланғанда, йеқиндин буян хитай даирилири уйғур елиниң барлиқ җайлири, барлиқ саһәлири буйичә сиясий өгинишни күчәйтип, нуқтилиқ һалда бөлгүнчиликкә қарши тәрбийә елип бериватқан болуп, һәтта әмдила йеңи оқуш мәвсүмини башлиған башланғуч вә оттура мәктәп оқуғучилириму бу хил идеологийә саһәсидики өгинишләргә орунлаштурулмақта икән.