Архип
2008-09-16
Уйғур қизлири ешинча әмгәк күчи нами астида давамлиқ түрдә хитайға йөткәлмәктә. Буниңға қарита наразилиқлар вә қаршилиқлар вәтән ичи - сиртида охшимиған шәкилдә давам қилмақта.
2008-09-16
10 Күн илгири америкиға кәлгән хитай диний ишлар идарисиниң тәшкилатидики диалог өмики шәрипигә дүшәнбә күни вашингтонда зияпәт берилгән болуп, мәлум болушичә, мәзкур зияпәткә тәклип қилинған далай ламаниң биваситә вәкили лоди гәрий вә башқа тәшкилат рәһбәрлири америкидики хитай әлчиханисиниң наразилиқ билдүрүши сәвәблик зияпәткә қатнаштурулмиған.
2008-09-16
2008 - Йили9 - айниң 10 - күни аталмиш уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт, мустәмликә уйғуристанниң пайтәхти үрүмчи шәһиридә кадирлар йиғини чақирип,ғалча милли кадирларни вә хитай көчмәнлирини уйғур миллитигә қарши омумйүзлүк сәпәрвәрликкә чақириқ қилди.
2008-09-16
Пүтүн дунядики мусулманлар мубарәк рамизан ейини өткүзүватқан күнләрдә , түркийидә яшаватқан 20 миңдин артуқ уйғур бирлик вә иттипақлиқ ичидә рамизан ейини өткүзмәктә.
2008-09-16
11 - Сентәбир алмата шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң һесабат йиғини өткүзүлди. Бу мунасивәт билән алмутадики ихтияри мухбиримиз абдулла, җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң муавин рәиси тәләт һәмрайиф билән сөһбәтлишип униң алмата шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң хизмәтлири тоғрисидики қарашлирини алди.
2008-09-16
Уйғурларниң нурғун қиммәтлик тарихий әһмийәткә игә надир әсәрлири хитай коммунистлири тәрипидин аталмиш мәдәнийәт зор инқилаби дәвридә пүтүнләй көйдүрүветилгән.
2008-09-16
Қәдимдин һазирғичә хаин сөзи милләткә вә вәтәнгә ашкара һәм йошурун асийлиқ қилип кәлгән мәлунларға қаритилип кәлгән бир аталғу болуп, һазирқи күндә униң даириси кеңийип кәткән.
2008-09-15
Йеқинда хотән наһийиси ханериқ йезисида бир аилидики 4 ака - ука, һөкүмәтниң сияситигә наразилиқ билдүргәнлик сәвәбидин 3 и қолға елинип, бириниң арқисидин тутуш буйруқи чиқирилғанлиқи ашкариланған иди.
2008-09-15
Бейҗиң олимпик мусабиқиси ахирлашқандин кейинки тунҗи намайиш японийиниң осака шәһридики хитай консулханисиниң алдида өткүзүлди.
2008-09-15
Америка дөләт мәҗлисидә 12 - сентәбир күни хитай қатарлиқ асия дөләтлириниң олимпиктин кейинки инсан һәқлири вәзийити һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди.
2008-09-15
Бу йилниң башлиридила чәтәллик сияси көзәткүчиләр, хитай һакимийитиниң бейҗиң олимпик йиғинидин кейин шәрқий түркистан районида уйғурларға қаратқан бастуруш һәрикәтлирини юқири пәллигә чиқиридиғанлиқи һәққидә ортақ қарашқа кәлгән иди.
2008-09-15
Америка демократлар партийисиниң президент намзати барак обама билән җумһурийәтчиләр президенти намзати җон микейн, америка - хитай сода җәмийитигә хәт йезип, өзлириниң ноябирдики сайламда ғәлибә қилса йолға қойидиған хитай сияситини чүшәндүргән.
2008-09-15
Өткән җүмә күни москвада русийә, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан қатарлиқ оттура асия дөләтлириниң һәрбий вәкиллириниң қатнишиши билән коллектип бихәтәрлик келишими тәшкилатиниң йиғини ечилип, бу дөләтләрниң русийә бирликтә оттура асия районида бирләшмә һәрбий қошун қуруш келишими имзаланди.
2008-09-15
2008 - Йилини бирләшкән дөләтләр тәшкилати "маарип, билим вә мәдәнийәт мәһкимиси" тәрипидин мәһмут қәшқири йили қилип бекиткәнлики уйғурларни чәксиз иптихарландурған вә уйғурлар бу йилда өзлириниң бу бүйүк алиминиң шәрипигә һәр хил дағдуғилиқ паалийәтләрни өткүзүшни истигән иди.
2008-09-15
Канада 14 - өктәбир күни омуми сайлам өткүзиду. Бу канаданиң 4 йил ичидики 3 - қетимлиқ омуми сайлими болуп һесаблиниду. Канада баш министири степһен һарпер алдинқи һәптидә канада баш валиси мичаелле җеандин асасий қанун буйичә, һазирқи парламентни тарқитип, омуми сайламға йол ечишни тәләп қилғаниди.