Архип
2008-09-12
Уйғур аптоном райони 10 - сентәбир кадирлар йиғини чақирип, йиғинда хитай коммунистик партийисиниң уйғур елигә қойған муавин секритари һәм рәиси нур бәкри уйғур елиниң муқимлиқ вәзийити һәмдә үч хил күчләргә қарши сиясити һәққидә доклат бәргән.
2008-09-12
Уйғур районида йеқинда йүз бәргән бир қатар вәқәләр, бир қисим хитай зиялийлириниң уйғур мәсилиси һәққидә техиму чоңқур издинишигә сәвәб болған. Мана бу хил издинишниң нәтиҗилиридин бири " шинҗаң пәләстингә айланмақта" намлиқ мақалидә көрүлмәктә.
2008-09-12
Обзорчимиз сидиқһаҗи рози, 10 - сентәбир үрүмчидә ечилған кадирлар йиғинида доклат бәргән нур бәкриниң " дуня уйғур қурултийи 50 йиллиқ пилан түзүп шәрқий түркистанни мустәқил қилмақчи болди" дегән сөзини нуқтилиқ тәһлил қилип , өз мулаһизисини оттуриға қойди.
2008-09-12
Йеқинда өзбекистан кишилик һоқуқ тәшкилатидики бир қисми кишилик һоқуқ паалийәтчилири америка ташқи ишлар министирликиниң чақириши билән америка 3 һәптилик зиярәткә кәлгән иди.
2008-09-12
Авғуст ейи ичидә уйғур диярида йүз бәргән вәқәләр дуня мәтбуатлириниң диққәт итибарини қозғиған иди. Вәқә азәрбәйҗандики мәтбуатлардиму кәң көләмдә йәр алған.
2008-09-12
Қазақистанда яшаватқан шаир алим мәһмут абдурахманоф олимпик мәшилиниң түркийидики қаршилиқ намайишида өзини от қоюп көйдүргән мәмәт турсунниң роһиға атап " мәнму көйдүм " намлиқ шеирини йезип музикилаштуриду.
2008-09-11
Буниңдин муқәддәм 7 йил илгири 19 нәпәр терорчи америка һава йоллириниң 4 йолучилар айрупиланини гөрүгә еливелип, ню - йорктики дуня сода мәркизи, вашингтондики америка дөләт мудапиә министирликигә соққан иди.
2008-09-11
Хитай һөкүмити башқурушидики уйғур ели учур вастилирида бүгүн ортақ һалда уйғур аптоном районида 10 - сентәбир кадирлар йиғини чақирилип уйғур елиниң муқимлиқ хизмитини күчәйтиш тәкитләнгәнлики һәққидә хәвәр берилди.
2008-09-11
Хитай йәрлик һөкүмити тор бәтлиридә берилгән уқтурушлар вә радиомиз уйғур илидики уйғурлардин игилигән мәлуматларға қариғанда, рамизан мәзгилидә уйғур елидә мусулман ресторанлирини тақимаслиқ, сақал қойғанларниң сақаллирини чүшүрүветиш вә һөкүмәт органлирида ишләйдиған мусулман кадирларниң диний паалийәтләр билән шуғуллинишқа йол қоймаслиқ қатарлиқ бәлгилимиләрни чиқирилип, уйғурларниң диний әркинликигә чәклимә қоюлған.
2008-09-11
2001 - Йили америкида йүз бәргән " 11 - сентәбир " террор вәқәсидин буян, коммунист хитай һакимийити, шәрқий түркистанда йүз бәргән миллий қаршилиқ көрситиш һәрикәтлириниң һәммисини, " әл - қаидә билән бағлиниши бар террористик һәрикәт " дәп қарилап кәлмәктә.
2008-09-11
Исрапхорлуқ пүтүн инсанийәтниң луғитидә сөкүлидиған, аллаһ яқтурмайдиған, әхлақлиқ кишиләр йиргинидиған бир хил начар хулуқтур.
2008-09-11
Сабиқ совет иттипақи компартийиси рәһбәрлири һәмдә хитай компартийиси рәһбәрлири әйни чағда ахбаратта, 1944 - йили қурулған шәрқи түркистан җумһурийитиниң әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрлириниң 1949 - йили 8 - айда совит иттипақидин хитайниң сиясий мәслиһәт кеңиши йиғиниға қатнишиш үчүн бейҗиңға қарап кетиветип йолда айропилан һадисисигә учрап вапат болғанлиқи һәққидә мәлумат елан қилғандин буян , уйғур сиясийонлар изчил һалда бу һадисиниң ялғанлиқи, әмәлийәттә бир сүйқәстниң пиланланғанлиқи тоғрисида өз гуманлирини испатлар билән оттуриға қоюп кәлмәктә.
2008-09-10
Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати чаршәнбә күни йеқинда хитай дөләт бихәтәрлик органлири тәрипидин қолға елинған "шинҗаң" радио истансисиниң хизмәтчиси мәһбубә абләш тоғрисида баянат елан қилип, мәһбубә абләшниң иштин чиқирилған вә қолға елинғанлиқини әйиблиди.
2008-09-10
10 - Сентәбир бүгүнки оқутқучилар байримиға тоғра кәлгән бу қетимлиқ аңлитишимизда, уйғур әвлатлирини тәрбийиләш йолида мушәққәт чекиватқан, инсан роһиниң инженерлири болмиш меһнәткәш оқутқучи устазларға һәм маарип саһәсидики барлиқ хизмәтчиләргә чоңқур салам йоллаймиз.
2008-09-10
Бүгүн, хәлқарада " өзини өлтүрүвелишниң алдини елиш күни " болуп, ашкара елан қилинған статистикилиқ мәлуматларға қариғанда хитайда һәр икки минутта бир адәм өзини өлтүрүвалидикән.