Архип
2009-12-10
5 - Июл үрүмчи намайишидин кейин, уйғур аптоном райониниң рәиси нурбәкри, "уйғур биз, диярим, қатарлиқ уйғур тор бәтлири, '5 - июл намайиши' ниң келип чиқишида қутратқулуқ қилди" дәп, уйғур тор бәтлиригә һуҗум қилғандин кейин, уйғур тилидики 100 дин артуқ тор бекәтлири буйруқ билән тақилиш билән биллә, бу тор бәтләрниң қурғучилири вә башқурғучилири әһвал игиләш баһанисидә тутуп кетилгән иди.
2009-12-10
Бүгүн, 1948 - йили хәлқара кишилик һоқуқ хитапнамиси қобул қилинғанлиқиниң 61 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән, қирғизистандики атақлиқ кишилик һоқуқ һимайичиси турсунбәг ахуноф йиғин өткүзүп, 2008 - йили, қирғизистанда кишилик һоқуқ қоғдаш җәһәтләрдә елип берилған хизмәтләр тоғрисида доклат бәрди.
2009-12-09
10 - Декабир хәлқара кишилик һоқуқ күни. Бу күндә бундин 61 йил илгири хәлқара универсал кишилик һоқуқ хитапнамиси елан қилинған. Бу күн шундин етибарән һәр йили хатирлинип кәлмәктә.
2009-12-09
Әнгилийиниң мәплкрофт ширкити йәр шари сода - тиҗаритидики хәвп - хәтәр вә тәһдитләрни қияс қилидиған вә анализ елип баридиған дуняви тәсиргә игә ширкәтләрниң биридур. Мәзкур ширкәт тәтқиқат доклати һазирлап, хитайда кишилик һоқуқ вәзийитиниң үзлүксиз начарлишиватқанлиқини илгири сүргән.
2009-12-09
1997 - Йилида мәйданға кәлгән ғулҗа вәқәсидин кейин, хитай һөкүмитиниң бесими билән әйни замандики түркийә һөкүмити түркийидики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийәтлиригә чәклимә қоюш үчүн 36 номурлуқ һөҗҗәтни чиқарған иди.
2009-12-09
Хитайда чошқа зукам юқуми вәзийити барғанчә җиддий болмақта,нөвәттә чошқа зукими тарқалған шәһәр һәм наһийиләр сани 510 ға йәткән болуп, хитай даирилири чошқа зукиминиң йеза -кәнтләрдики мәктәпләрдә кәңри тарқилиш еһтималлиқидин әндишә қилмақта икән.
2009-12-09
Таҗикистанниң пайтәхтти дүшәнбидин башқа шәһәрләргә улинидиған узунлуқи 350 километир келидиған қатнаш йоли, "лолазор" електир тармақлири вә "шар - шар" тунели қатарлиқ чоң қурулушларниң тамамлинишини хитай ширкәтлири өз үстигә алған.
2009-12-09
Һазир қазақистанниң алмута шәһиридә яшаватқан, тонулған пешқәдәм диний зат вә җамаәт әрбаблириниң бири болған аббас қари һаҗим қәшқәрдә туғулуп өскән, кейин қәшқәр вә үрүмчи қатарлиқ җайларда муһим хизмәтләрни қилған.
2009-12-09
Йәр шари иссип кетиш һадисиси оттуриға қоюлғандин кейин, охшимиған саһәдин бир түркүм кишиләр бу һадисигә гуман билән қаримақта. Болупму, бу гуман, бир һәптиниң алдида йүз бәргән " климатә гатә " вәқәси билән техиму күчәймәктә.
2009-12-09
Қирғиз парламентиниң қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи қирғизистанда дағ - дуғилиқ һалда тәбрикләнди. Хатириләш мурасимиға қирғизистан һөкүмәт әзалири, даңлиқ сиясий әрбаблар, һәр саһәгә мәнсуп зиялийлар билән бирликтә қирғизистан уйғурлириниң "иттипақ" җәмийитиниң вәкиллириму тәклип билән қатнашти.
2009-12-08
Хитай даирилири үрүмчидики 5 - июл вәқәсидин кейин, рабийә қадир сода сарийини өрүп ташлимақчи болған иди, әмма йеқинда уйғур елидә зиярәттә болуп кәлгән бәзи кишиләрниң радиомизға бәргән учурлириға қариғанда, хитай даирилири мәзкур бинадики уйғур содигәрләрни мәҗбурий көчүрүп бинани пүтүнләй бикар қилған болсиму, техи қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқи ениқ әмәс икән.
2009-12-08
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим италийә, шветсийә вә германийидики зияритини ахирлаштуруп австрийиниң пайтәхти вейенаға йетип кәлгән. У австрийидә өткүзүлгән инсан һәқлири филим фестивалиға қатнишиш үчүн кәлгән болуп, 12 - айниң 8 - күни вейенада рабийә қадир ханим һәққидики "муһәббәтниң 10 шәрти" намлиқ филим қоюлидикән.
2009-12-08
Палав президенти Johnson Toribiong, гүәнтанамо түрмисидин қоюп берилип, палавға орунлаштурулған 6 уйғурниң һазирқи әһвалиниң наһайити яхши икәнликини, уларниң кәлгүси һаятиниң техиму яхши капаләткә игә қилиниши үчүн, палавдики алий техникомға оқушқа орунлаштурулидиғанлиқини билдүргән.
2009-12-08
Қәшқәр даирилири, уйғур христиан алимҗан һимитни 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилди. Униңға, "дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити" артилған. Алимҗанниң делосиға йеқиндин көңүл болуп келиватқан тәшкилатлар вә униң адвокатлири алимҗанға берилгән җазаниң адил болмиғанлиқини һәмдә униң делосини хитай алий сотиғичә елип баридиғанлиқини билдүрүшмәктә.
2009-12-08
Һинидистанниң асам шитатида, һиндистан һөкүмитини ағдуруш үчүн 30 йилдин буян мәхпи қораллиқ һәрикәт қилип келиватқан 'асам азадлиқ фуронти' дегән тәшкилатниң қомандани 4 - өктәбир күни тәслим болғандин кейин, бу тәшкилатниң әзалири хитайда һәрбий тәлим көрүп, хитайдин қорал билән тәминлинип келиватқанлиқиниң пакити дуняға ашкара болди.