Архип
2009-01-30
Шаяр наһийисиниң шаяр базиридики бир електронлуқ оюнчуқханида, 28 - январ күни кәчтә уйғур яшлири билән хитайлар арисида тоқунуш чиққан.
2009-01-30
Уйғур "ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш" долқуни һәққидики хәвәрләр хитай ахбаратлирида 2008 - йили баһардин кейин туюқсиз ғайип болуп кәткән иди.
2009-01-30
Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған шветсарийиниң давос дегән йеридә ечиливатқан дуня иқтисад йиғинидики, пәләстинниң ғәззә мәсилиси темисидики йиғинда, исраилийә дөләт рәиси пәрәскә аччиқлинип ,"сиз адәм өлтүрүшни яхши билисиз" деди.
2009-01-30
Мәркизи түркийиниң истанбул шәһиригә җайлашқан шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң уюштуруши билән , 2009 - йили 29 - январ пәйшәнбә күни шәрқий түркистан давасиниң байрақдари дәп тонулған мәрһум әйса юмуп алптекинниң вапат болғанлиқиниң 14 - йиллиқини хатириләш мурасими өткүзүлди.
2009-01-30
Америка президенти барак обама 19 - феврал күни канадани зиярәт қилиду. Ақсарайниң баянатчи вә канада баш министири стипһн һарпрниң ишханиси бу хәвәрниң тоғрилиқини дәлиллиди.
2009-01-30
Дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили, сиясийон қәһриман ғуҗамбәрди мухбиримизниң зияритини қобул қилип, хитай коммунистик һакимийитиниң чәтәлләрдики уйғур сиясий тәшкилатлирини қарилап, уйғурларниң йетәкчиси рабийә қадир ханимниң образини хунүкләштуридиған тәшвиқатлирини қанатяйдуруватқанлиқи һәққидә тохталди.
2009-01-29
Хитай даирилири уйғур елидә "муқимлиқ һәммини бесип чүшиду" дегәнни асасий принсип қилип сиясәт йүргүзүп кәлмәктә. Шундақла үч хил күчләргә қаттиқ зәрбә беришни қайта - қайта тәкитләп барғанчә күчәйтмәктә.
2009-01-29
29 - январ күни германийини зиярәт қилған хитай баш министири вен җябав, германийә баш министири ангела мекел билән сөһбәт елип барған. Икки тәрәп арисидики сөһбәтниң асаси мәзмуни пул - муамилә кризиси, експорт мәсилилирини мәркәз қилған болсиму, лекин ангела мекел тибәт мәсилисини оттуриға қоюшни унтуп қалмиған.
2009-01-29
Һеким сийит бу йил 33 яш, у пиянино, дуттар вә тәмбур қатарлиқ музикиларни чалғандин башқа, әйни вақитта қиззиқчи - ләтипичи. Шеир, қошақчи, у көп тәрәплимә сәнәт маһарити билән йеңисар наһийисидә тонулған бир хәлқ сәнәткари, юртниң той - төкүни, аһалә комитетлириниң сәнәт паалийәтлиридә музика челиш вә уни синалғуға елип линта ишләш униң қошумчә бир һаят йоли.
2009-01-29
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 2 - айниң 9 - күни өткүзүлидиған "хитайниң инсан һәқлири омуми вәзийитини көздин көчүрүш" йиғини башлиништин илгири, д у қ рәһбәрлириниң шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндичиликини б д т ға тонутуш вә шәрқий түркистан мәсилисини б д т да күнтәртипкә киргүзүш үчүн паал һәрикәт башлиғанлиқи мәлум иди.
2009-01-29
Интернет технологийисиниң учқандәк тәрәққий қилишиға әгишип, уйғурлар техи ашикариланмиған нурғун тарихи пакитларни тор бәтлиридә елан қилишқа башлиди. Бундақ қилип уйғур тарихидики ашкариланмиған бәзи мәсилиләргә дуня җамаәтчиликиниң диққәт етибарини тартишқа тиришмақта.
2009-01-29
Канада ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, канада ядро енергийә техникисида һиндистан билән һәмкарлишишни пиланлимақта.
2009-01-28
Бүгүн хитайниң баһар байриминиң йәни чағанниң үчинчи күни; уйғур районидики хитай аһалиси бүгүн ечиветиш - тәрәққиятидин алған нимәтлиридин раһәт һозурлиниватқан бир күн. Әмма бу тәрәққияттин һеч несивә алалмиған уйғурлар бу күнни йәнила җапада, һәтта һашар бесими ичидә өткүзмәктә.
2009-01-28
Ғулҗиниң чапчал наһийиси чоңбуғра йезисида 25 - январ йәр тәврәш апити йүз берип бәш миңға йеқин амма апәткә учриди.
2009-01-28
Америкиниң сабиқ президенти буш дәвридә хитай - америка мунасвити тарихтики әң яхши дәврини яшиған иди. Алақидар тәрәпләр хитай - америка мунасвитиниң президент обама дәвридә қандақ түс алидиғанлиқиға диққәт қилишмақта.