Архип
2009-11-30
Пакистанда турушлуқ хитай әлчиханисиниң, қурбан һейт баһанисидә пакистанда яшаватқан уйғурларға қарита йүргүзиватқан сиясий мудиаси нәтиҗә көрситәлмиди.
2009-11-30
Хитай һөкүмити уйғур елидә қанун чиқирип, милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини қанун катигорийисигә киргүзүшни музакирә қилмақтикән. Хәвәрләргә қариғанда, уйғур аптоном райони хәлқ қурултийи йеқинда йиғин чақирип, қурултайниң қанун комитети тәйярлиған "шинҗаң уйғур аптоном райони милләтләр тәрбийиси низами"ниң пикир елиш нусхисини музакирә қилған. Мәзкур қанун лайиһиси болса мутәхәссис вә анализчилар арисида һәр хил пикир - инкасларни қозғиди.
2009-11-30
Обама әртә вәст пойнт һәрбий академийисидә афғанистан стератегийисни җакарлайду. Тәхминлинишичә, обама афғанистанға 30 миңдин 35 миңғичә әскәр көпәйтиш дегән лайиһини қобул қилиши вә авғаниистандики уруш һәққидә йеңи стератегийә қоллуниши мумкин.
2009-11-30
Уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханим, италийә авам палатасидики зорлуқсиз радикал партийисиниң тәклипигә бинаән 20 - ноябир күни италийиниң пайтәхти рим шәһиригә йетип кәлгәндин кейин, паалийәтлирини ғәлибилик ахирлаштуруп 26 - ноябир күни милан шәһиригә йетип барған иди.
2009-11-30
Хитайда йолға қоюлған ислаһат ечиветиш сиясити, гәрчә хитайдики санаәт ишләпчиқиришини йүксәлдүрүп, хитай иқтисадини ашурған болсиму, лекин хитайдики санаәт ишләпчиқиришиниң еһтияҗи вә түрлүк иқтисадий қурулушлар сәвәбидин, йәр - земинлиридин айрилип қалған деһқанлар вә шәһәрләрдики өй - земинлиридин айрилип қалған кишиләрниң наразилиқи күчийип, өй - җайлиридин мәҗбурий көчүрүлгән әрздарлар мәсилиси, хитайдики зор иҗтимаий мәсилиләрниң биригә айланмақта.
2009-11-30
11 - Айниң 28 - куни авистралийиниң адилайд шәһиридә хитай һөкүмитиниң қоллиши билән хитай көчмәнлири тәрипидин "җәнобий авистиралийә шинҗяң уюшмиси" қурулған.
2009-11-30
Дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманлар қурбан һейт байримини қизғин тәбриклимәктә, җүмлидин түркийиниң истанбул шәһиридә яшаватқан уйғурларму шәрқий түркистан вәхпиниң мәркизигә йиғилип қурбан һейт байримини бирликтә өткүзди.
2009-11-27
Бүгүн америкидики уйғурларму дуня мусулманлири билән бирликтә қурбан һейтни күтүвалди. Вергинийә вә вашингтон әтрапидики уйғурлар қурбан һейт намизини бу йәрдики түрк җамаити билән бирликтә оқуған болуп, намазда җамаәт, шәрқий түркистанда хитай һөкүмитиниң бастуруш сияситидә, зулум ичидә яшаватқан уйғурлар үчүн дуа қилишти.
2009-11-27
Бүгүн, йәни 11 - айниң 27 - күни, түркийидики73 милйон мусулман тәнтәнилик һалда қурбан һейтни башливәтти. Түркийә рәис җумһури абдуллаһ гүл, баш министир рәҗәп тайип әрдоған хәлқ билән қурбан намизи қилип мәтбуатқа баянат берип хәлқиниң һейтини тәбриклиди.
2009-11-27
27 - Ноябир күни истанбулда яшаватқан уйғурлардин көп санда киши зәйтинбурну районидики аминә инанч вәхпи мәсчитидә қурбан һейт намизини оқиди вә намаздин кейин аминә инанч вәхпи мәсчитиниң алдиға топлишип өз - ара саламлишип, бир - бириниң қурбан һейт байримини тәбрикләшти вә уйғур мусулманларниң бу қурбан һейт байримини хушал вә тинчлиқ ичидә өткүзүши үчүн дуа қилди.
2009-11-27
Сәуди әрәбистанида уйғурларниң көп қисми бу күнләрдә һәҗ паалийити билән мәшғул болғанлиқтин, улар һейтлишиш ишлирини һәҗдин кейинки күнләргә кечиктүриду.
2009-11-27
26 - Ноябир күни франсийиниң страсбург шәһиридә яврупа парламентиниң омумий йиғини чақирилип, яврупа парламентидики християн демократлар, консерватиплар, йешиллар, сотсиял демократлар вә либераллар иттипақиниң һәр қайси сиясий партийә -гуруппилири оттурисида бир қанчә һәптидин буян елип берилған талаш - тартиш, музакириләргә асасән уйғур вә тибәтләр һәққидә мәхсус 12 маддилиқ қарар лайиһиси қобул қилинди.
2009-11-27
Йеқинда пакистанда яшаватқан уйғурлардин қәмәридин абдурахман, ана юрти йәкәнгә зиярәткә барғанда, хитай сақчилириниң бир қатар зораванлиқлириға дуч кәлгән.
2009-11-27
23 - Ноябир күни алматадики қуддус хоҗамяруф намидики уйғур тиятирида талантилиқ яш шаир назугум нәзәриваниң "илһам тамчилири" намлиқ сәнәт кечилики өткүзүлди.
2009-11-26
Д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханим, рәсмий тәклипкә бинаән италийигә зиярәткә барған иди. 25 - Ноябир күни кәчтә италийә зорлуқсиз партийисиниң мәркизидә уйғурлар һәққидә алаһидә йиғин чақирилған.