Архип
2009-12-04
Америка хитайдин афғанистандики қисимлириға тәминат йәткүзүш үчүн, хитай билән афғанистан чегрисидики вахан каридорини ечиветишни тәләп қилди. Хитайниң ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси чин гаңму бу мәсилидә 'һазир хитай билән америка икки тәрәп сөзлишиватиду' дәп җакарлиди. Түркийидики истратегийини чүшиниш тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә мулаһизә елан қилди.
2009-12-03
Хитай ахбарат васитилири үрүмчи шәһәрлик оттура хәлиқ сот мәһкимисиниң 5 - июл үрүмчи вәқәсидә адәм өлтүрүш җинайити садир қилған дегән һөкүм билән 5 кишигә өлүм җазаси 2 кишигә муддәтсиз қамақ җазаси бәргәнликини билдүрди.
2009-12-03
Хитайда зиярәттики канада баш министири стифен харпер пәйшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җиңтав вә баш министир вен җябавлар көрүшүп, икки дөләт мунасвитигә даир нурғун мәсилиләрдә сөһбәт елип барған.
2009-12-03
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим италийидики зияритини ахирлаштуруп 30 - ноябир күни кәчтә шиветсийигә йитип кәлгән иди. Шиветсийә рабийә қадир ханимниң яврупа зияритиниң 2 - бекити болуп, бу йәргә шиветсийдә паалийәт елип бериватқан инсан һәқлири тәшкилатлири вә парламент әзалириниң тәклипи билән йетип кәлгән.
2009-12-03
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң 30 - ноябирдики хәвиридин ашкарилинишичә, хитайниң хебей өлкиси җаңҗиаку шәһиридики ли җиаҗиа көмүр кенида 2008 - йили 7 - айда йүз бәргән кан партлап адәм 34 адәм өлүш вәқәсини йошуруп хәвәр қилмиғанлиқ қилмиши сәвәбидин, бу вәқәгә биваситә мунасивәтлик һөкүмәт әмәлдарлири вә мухбирларға чарә көрүлгән.
2009-12-03
Тонулған уйғур рәссам әхмәт әхәт әпәнди түркийә вәқипләр банкисиниң тәклипигә бинаән түркийигә келип, әнқәрәдә рәсим көргәзмиси ачти. Атақулә рәсим көргәзмәханисида өткүзүлгән ечилиш мурасимиға түрк рәссамлар, әнқәрәлик уйғурлар вә түркләрдин болуп көп санда киши қатнашти.
2009-12-03
Йиллардин буян өз вәтинидин узақ чәтәлләрдә оқуп, хизмәт қилип вә яки яшап туруп қалған бәзи уйғурларниң шәрқий түркисатға қилған вәтән зиярити, дәл - 5 июл вәқәсиниң алди - кәйнигә тоғра келип қалған.
2009-12-03
Инсанлар бир - бири билән арилишип яшайдиған вә бир - бириниң һәмкарлиқиға һәмишә муһтаҗ болидиған мәвҗудат болғанлиқи вә инсанларниң көз қарашлири, тәпәккур қилиш тәрзи, шундақла чүшиниш сәвийиси бир хил болмиғанлиқи сәвәблик, улар оттурисида ихтилаплар вә қариму - қарши пикирләр мәвҗут болуп туриду.
2009-12-03
Тонулған уйғур рәссами тәләт миррәһимофниң йеңидин иҗад қилған гүзәл сәнәт әсәрлири көргәзмиси йеқинда қирғизистанниң бешкәк шәһиридә ечилди.
2009-12-02
Америка президенти барак обама, түнүгүн West Point һәрбий акадимийисидә муһим нутуқ сөзләп, өзиниң афғанистан истратегийисини елан қилди. У америкиниң келәр йилниң бешидин башлап, афғанистанға 34 миң әскәр әвәтидиғанлиқини, 18 айдин кейин, афғанистандин әскәр чекиндүрүшкә башлайдиғанлиқини елан қилди.
2009-12-02
Хитай даирилири 5 - июл вәқәсидин кейин уйғур елиниң муқимлиқини баһанә қилған сақчи һәм бихәтәрликкә мәсул кадир қобул қилиш, йөткәп ишлитишни җиддийләштүргән иди. Ашкарилинишичә, хитай мәркизи һөкүмитиниң мәхсус йолйоруқиға асасән, даириләр йәнә җәмийәттин 1500 нәпәр алаһидә сақчи хадим қобул қилмақчи болуп, тизимлаш ишлири 1 - декабир башланған.
2009-12-02
Мәлуматларға қариғанда, америка қошма шитатлирида мусулманларниң 7 милйонға йетидиғанлиқи қияс қилинмақта. Мусулманларниң көпинчиси америкиға мусулман дөләтлиридин кәлгән, уларниң америкида туғулған пәрзәнтлири шуниңдәк дин өзгәртип ислам динини қобул қилған кишиләрдин тәшкил тапқан.
2009-12-02
Хәлқара сәһийә тәшкилатиниң вә чәтәл мәтбуатлириниң хитайни "чошқа зукиминиң хитайдики тарқилиш әһвалини йошурди" дегән әйиблишидин кейин, хитай сәһийә министирлиқи тунҗи қетим хтайдики чошқа зукими вируси билән юқумлиниш әһвалини дуняға елан қилди.
2009-12-02
Оттура асия түркий җумһурийәтлиридики уйғурларниң даңлиқ сәнәт дәргаһи болған алматадики қуддус ғоҗамяруф намидики дөләтлик уйғур тиятири қурулғанлиқиниң 75 йиллиқи мунасивити билән тәнтәнилик хатириләш паалийити өткүзүлидиғанлиқи елан қилинди.
2009-12-02
11 - Айниң 29 - күни германийидики уйғурлар қурбан һейт вә икки җумһурийәтни хатириләш паалийитини бирликтә елип барди. Бу паалийәт һәққидә зияритимизни қобул қилған д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди, бундин икки күн илгири, йәни 27 - ноябир күни германийә вә қошна әлләр яш өсмүрлириниң мюнхенда елип барған қериндашлиқ, достлуқ учришиши тоғрисида қисқичә мәлумат берип өтти.