Архип
2009-12-25
Чәтәлгә саяһәткә чиққан бир нәпәр уйғур зиялийси үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ вәқәниң гуваһчиси сүпитидә өзиниң көргән вә аңлиғанлирини инкас қилип, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин күтидиған үмидлирини оттуриға қойди.
2009-12-25
Алматадики мүзәммел мәсчитиниң сабиқ имами мәрипәтпәрвәр диний зат аббас қариһаҗим мухбиримизниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан дин, маарип, туғут чәкләш сиясәтлири вә яш әвладларни хитайға йүткәп ишқа селишитәк зораванлиқлирини қаттиқ тәнқид қилди.
2009-12-25
"Йеңи оттура асия гиосиясити" намлиқ китаб билги култүр сәнәт нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди. Бу китаб әслидә язғучи муһәммәд риза вә диҗали тиеррий келлнер тәрипидин франсөз тилида йезилған болуп, түркийә чәкмәҗә ядро синақ тәтқиқат мәркизиниң мудири доктур ришат узмән тәрипидин түркичигә тәрҗимә қилинған.
2009-12-24
Хитай һөкүмити түнүгүн үрүмчидә сот ечип, "5 - июл вәқәси"гә қатнашқанлиқини илгири сүргән йәнә бир түркүм кишигә өлүм җазаси бәргән. Бу хитайниң "5 - июл вәқәси"гә аит дилоларға 4 - қетим өлүм җазаси елан қилишидур.
2009-12-24
Камбоджа һөкүмити 20 уйғурни хитайға қайтуруп болғандин кейин, әмдиликтә ғайип болған икки уйғурни издимәктә. Буниң билән бирликтә, камбоджадики алақидар тәрәпләр, 20 уйғурниң хитайға қайтурулуш вәқәси һәққидә мәсулийәтни бир - биригә артмақта.
2009-12-24
Камбоджа һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин сиясий панаһлиқ тилигән 20 нәпәр уйғурни хәлқара келишимләргә хилап һалда, хитай һөкүмитигә қайтуруп бәргәнлики мунасивити билән, японийә ташқи ишлар министирлиқи 22 - декабир күни баянат елан қилип камбоджа һөкүмитини әйибләш билән биллә, хитай һөкүмитини бу 20 нәпәр уйғурға инсанпәрвәрлик нуқтисидин адил муамилә қилишқа чақирди.
2009-12-24
20 Нәпәр уйғур камбоджа тәрипидин хитайға қайтуруп берилгәндин кейин, түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип камбоджа һөкүмитини әйиблиди. Баянатта бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар ишханисида панаһланған уйғурларниң техи толуқ тәкшүрүлмәстинла хитайға қайтуруп берилишиниң хәлқара низамнамиларға хилап икәнлики дейилгән.
2009-12-24
Қирғизистанда язғучилар җәмийити уйғур шөбисиниң уюштуруши билән, уйғур хәлқниң атақлиқ қошақчиси "елахун көккөз" туғулғанлиқиниң 143 йиллиқи хатириләнди.
2009-12-24
Йеқинда канадада чиқидиған дөләтлик почта гезитиниң қармиқидики пул муамилә почтиси гезитидә дианә франкис исимлик бир мухбир тәрипидин "кишини биарам қилидиған һәқиқәт" намлиқ бир парчә мақалә елан қилинди.
2009-12-24
Уйғурлар қәдимки чағлардин башлапла муһитни асраш вә тазилиқиға риайә қилишта дуня милләтлириниң алдинқи қатарида болуп кәлгән бир милләт. Улар тәбиәт қануниға һөрмәт қилип, екологийилик тәңпуңлуқни сақлашқа зор әһмийәт берип кәлгән.
2009-12-23
20 Уйғурниң хитайға қайтурулуш вәқәсидин кейин, дуня уйғур қурултийи бүгүн тунҗи қетим мәзкур вәқә һәққидә радиомизда баянат бәрди. Баш катип долқун әйса, алди билән тәшкилатниң камбоджадики уйғурлар үчүн ишлигән хизмәтлиридин қисқичә мәлумат бәрди.
2009-12-23
Камбоджа тәрипидин 20 уйғурниң хитайға қайтуруп берилиши түркийидики уйғурларни қаттиқ қайғуға чөмдүрди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға вә хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрүш мәқсити билән 12 - айниң 23 - күни түркийиниң әнқәрә шәһиридә намайиш өткүзүлди.
2009-12-23
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң һәмрийи, обзорчи сидиқ һаҗи рози әпәнди билән америка уйғурлири бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди, йеқинда америкиниң калифорнийә штатиниң лос - анҗелес шәһиридә "тәйвән достлири" җәмийити тәрипидин уюштурулған йиғинға тәклип билән қатнашти.
2009-12-23
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң һәрбий ишлар хәвәрлири һәм хоңкоңда чиқидиған нур гезити, қуяш гезити қатарлиқ гезитләрниң хәвиридин мәлум болишичә, 2009 - йили чиқип кетишниң алдида, хәлқ азадлиқ армийиси қоманданлири ичидә, бир қетимлиқ зор көләмлик тәңшәш елип берилған.
2009-12-23
Йеқинда хитай дөләт рәиси ху җинтав оттура асия дөләтлиригә зиярәт елип барған иди. Ху җинтав бу қетимқи зияритидә түркмәнистанда түркмәнистан газини хитайға тошуйдиған тәбиий газ турубисиниң ишқа кириштүрүлүш мурасимиға қатнашқандин сирт йәнә қазақистандиму рәсмий зиярәттә болған вә қазақистан билән бәзи муһим келишимләрни имзалиған иди.