Архип
2009-12-23
Мәркизи түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһиригә җайлашқан хәлқара истиратегийә тәтқиқат идарисиниң түр бетидә 2009 - йили 12 - айниң 21 - күни , 'буниңдин кейинки түркийә - хитай мунасивәтлири ' дегән темида бир мақалә елан қилинди.
2009-12-22
5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз берип аридин алтә айға йеқин вақит өткән болсиму, үрүмчиниң йәнила вәһимилик ичидә икәнлики илгири сүрүлмәктә. Хоңкоңдин чиқидиған җәнуби хитай сәһәр гезитидә бу һәқтә берилгән тәпсилий хәвәрдә көрситишичә, уйғур - хитайлар арисида чоңқурлашқан ишәнмәслик вә өчмәнлик үрүмчини иккигә айрип турмақта икән.
2009-12-22
Америкиниң саламәтлик суғурта системисида ислаһат әп бериш мәқсәт қилинған қанун лайиһисидә түнүгүн келишим һасил қилинди. Қанун лайиһисигә даир талаш - тартишларни аяғлаштуруш үчүн мәзкур қанун лайиһиси авазға қоюлған болуп, нәтиҗидә лайиһә йетәрлик авазға еришип қобул қилинди.
2009-12-22
21 - Декабир күни, дуня сода тәшкилати, "хитайниң йиллардин буян америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң әқлий мүлүк таварлириға қарита чәклимә қоюши қанунсизлиқ" дәп қарар мақуллап, хитайниң наразилиқ әрзини рәт қилди.
2009-12-22
Нөвәттә һиндистан билән хитай оттурисидики мунасивәтләр еғир дәриҗидә йирклишишкә башлиди "йәр шари әрәб тор бети" дә бу һәқтә мақалә елан қилинған болуп, мақалида һиндистан тәрәпниң хитайниң наразилиқини қозғайдиған назук сиясий мәсилиләрдин бири һесабланған тибәт мәсилисидә тибәтниң диний вә сиясий даһиси далай ламани қоғдайдиғанлиқи тоғрисидики ипадиси ениқ шәрһиләнгән.
2009-12-22
Талибан билән хитай оттурисидики мунасивәт 1998 - йили башланған болуп гәрчә бүгүнки күндә бивастә болмисиму василитилиқ һалда бу мунасивәтниң давамлшватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2009-12-22
2007 - Йили русийиниң археологийә саһәсидики әң чоң хәвәрләрниң бири порбаҗин - лайдин ясалған қәлә тоғрисидики хәвәр болған иди. Бу хәвәр русийә ахбарат васитилири арқилиқ дуняға җакарланғандин кейин, пүтүн дуняниң нәзири порбаҗинға қаритилған иди.
2009-12-22
1961 - Йили уйғур елиниң бай наһийисидә зор көләмлик ачарчилиқ вәқәси йүз берип, миңлиған уйғурлар һаятидин айрилған иди. Ғәйри һөкүмәт мәнбәәлиридә 20 миң әтрапида адәмниң өлгәнликини илгири сүриду.
2009-12-21
Камбоджа даирилириниң 5" - июл вәқәси"дин қечип чиққан уйғур мусапирлирини хитайға қайтуруветиши ғәрбидики бәзи демократик әлләрни биарам қилмай қалмиди. Америка вә явропа иттипақи камбоджа даирилириниң һәрикитидин қайғурғанлиқи вә қаттиқ биарам болғанлиқини билдүрмәктә.
2009-12-21
Камбоджада сиясий панаһлиқ тиләватқан 22 нәпәр уйғурниң вәзийити йеқинқи 2 һәптә ичидә җиддийләшкән вә камбоджа һөкүмити йеқинқи 10 күн ичидә уйғурларни хитайға қайтурмайдиғанлиқи һәққидә арқа - арқидин бирқанчә қетим баянат бәргән иди.
2009-12-21
Камбоджа даирилири мәзкур дөләттә панаһланған 22 нәпәр уйғурниң 20 нәпирини хитайға қайтуруп бәргән. Хәвәрләргә қариғанда, бу 20 нәпәр уйғур 12 - айниң 19 - күни кәчтә айропилан билән хитайға қайтурулған. Бу пүтүн дунядики уйғурларни қайғуға чөмдүрди.
2009-12-21
2009 - Йили 12 - айниң 20 - күни бүйүк алим, мутәпәккур, шаир вә қараханийлар хақанлиқиниң орда баш мәслиһәтчиси йүсүп хас һаҗипниң туғулғанлиқиниң 990 - йиллиқи мунасивити билән, мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан вәхпиниң уюштуруши билән истанбул вафа толуқ оттура мәктипиниң йиғин залида, "йүсүп хас һаҗип, униң әсири қутадғубилик вә униң ана юрти шәрқий түркистан" намлиқ йиғин өткүзүлди.
2009-12-21
2009 - Йили хитайда иҗтимаий вәзийәт әң кәскинләшкән бир йил болди. Бу йил 5 - июлдин буян уйғур вәзийитидә давамлишиватқан муқимсизлиқ, хитайдики һөкүмәт органлири вә әмәлдарлириға болған наразилиқ йүзисидин күндин - күнгә көпийиватқан әрздарлар мәсилиси, һәрқайси өлкә - шәһәрләрдә йүз бериватқан наразилиқ намайишлири қатарлиқ бир қатар мәсилиләр хитай иҗтимаий вәзийитидики муқимсизлиқни барлиққа кәлтүргән.
2009-12-21
Дунядики көплигән дөләт рәһбәрлири йәршари килимат мәсилисини һәл қилиш һәққидә бир қарар түзүп чиқиш үчүн елип бериватқан сөһбәт йиғини данийиниң пайтәхти копинһагинда шәнбә күни аяғлашти.
2009-12-21
Хитайниң қазақистан даирилиридин, деһқанчилиқ баһанисида бир милйон гектар йәрни иҗаригә елиш тәлипи, қазақистан хәлқиниң қаттиқ наразилиқини қозғимақта.