Архип
2009-12-18
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң17 - декабирдики хәвиридә, хитай мәркизи һөкүмитиниң шәндуң өлкиси сиясий кеңәш рәиси син шуйини парихорлуқ чириклик делосиға четилғини үчүн, вәзиписидин елип ташлиғанлиқини хәвәр қилди.
2009-12-18
Копенһагенда башланған хәлқара килимат сөһбити бүгүн, пүтүн дунядики дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришишида келишим имзалинидиған ахирқи басқучқа қәдәм қойди. Бу, йәр шари иссип кетишниң алдини елишта пүтүн дуня риайә қилидиған бир қанун характерлик келишим түзүп чиқиш үчүн күрәш қилидиған ахирқи пурсәт.
2009-12-18
12 - Айниң 16 - күни чүштин кейин, түркийиниң күтаһя вилайитидә "унтулған вәтән шәрқий түркистан" темисида доклат бериш йиғини чақирилған. Бу йиғин түркийиниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан күтаһя вилайитидики думлипинар университетида өткүзүлгән.
2009-12-18
Америка президенти барак обама, бу нөвәтлик хитай зияритидә америка - хитай мунасивәтлириниң риқабәт вә һәмкарлиқ мунасивити икәнликини илгири сүргән иди.
2009-12-18
Алдинқи һәптиләр, "әйнәк" җурнили германийә сақчилириниң 4 нәпәр хитай җасус гумандариниң өйини ахтурғанлиқи вә уларниң хитайға ахбарат йәткүзүватқан кишиләр болуши мумкинликини елан қилғандин кейин, "җәнубий германийә гезити", "күндилик хәвәр гезити" вә австрийә "хәвәр гезити" қатарлиқ бир қисим даңлиқ гезитләрдә, хитайларниң җасуслуқ қилмишлириға аит хәвәрләр бәс - бәстә елан қилинишқа башлиған иди.
2009-12-18
2009 - Йили түркийә - хитай мунасивәтлири түркийә ичидила әмәс бәлки ташқи дунядиму әң көп бәс - муназирә қилинған ишлардин бири болди.
2009-12-18
Алмаатадики атақлиқ язғучи, дираматорог әхмәтҗан һашири әпәнди қазақистанда йүз бәргән 1986 - йили йүз бәргән хәлқниң наразилиқ вәқәси һәмдә 5 - июл үрүмчи вәқәси тоғрисида мулаһизә йүргүзүп, мәзкур икки вәқәниң арқа көрүнүшини тонуштуруп өтти.
2009-12-17
Радиомиз уйғур бөлүми " диярим ", "сәлкин " қатарлиқ тор бәт башқурғучилиридин дилшат пәрһат, нурәли қатарлиқ уйғур тор башқурғучилириниң уйғур аптоном районлуқ йәрлик һөкүмәт даирилири тәрипидин тутуп туруливатқанлиқи һәққидики хәвәрни бәргән иди.
2009-12-17
Аялларға қарита юргузиливатқан зораванлиқ һәрикәтлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин әң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики дәп қарилип, буниң алдини елишқа алаһидә әһмийәт бериш керәклики тәкитләнди.
2009-12-17
Хитай хәлқ җумһурийити сиясий кеңишиниң муавин башлиқи ли ву вей башчилиқидики һәйәт, түркийә парламентини зиярәт қилип, түркийә парламенти муавин башлиқи нәвзат пақдил әпәнди билән көрүшти.
2009-12-17
Бүгүн йәни 2009 - йили 12 - айниң 17 - күни, шәрқий түркистан давасиниң байрақдари мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң вапат болғанлиқиниң 14 - йили, бу мунасивәт билән истанбулдики уйғурлардин көп санда киши мәрһумниң қәбрисини зиярәт қилди вә қуран - тилавәт қилип, мәрһумниң роһиға атап дуа қилди.
2009-12-17
Уйғур рәһбири рабийә қадир ханим бир айлиқ явропа зияритини аяқлаштуруп америкиға қайтип кәлгәндин кейинла, өзиниң бу қетимқи явропа зиярити вә һазир уйғурлар дуч келиватқан мәсилиләрни һәл қилиш үчүн елип бериватқан паалийәтлири һәққидә мухбиримизниң соаллириға җаваб бәрди.
2009-12-17
13 - Декабир қирғизистанниң бешкәк шәһиридә қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийитиниң нөвәттики йиғини ечилған. Йиғинда мәзкур иттипақ җәмийити қурулғанлиқиниң 20 йиллиқи мунасивити билән илгири ечилған қурултайниң роһий хуласиланған вә иттипақ җәмийити қолға кәлтүргән нәтиҗиләргә қарап чиқилған.
2009-12-16
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бүгүн очуқ хәт елан қилип, камбодижаға қечип берип панаһлиқ тәләп қиливатқан уйғурларни, хитайниң бесими астида хитайға қайтуруп бәрмәсликни тәшәббус қилди.
2009-12-16
Хитай уйғур аптоном районида диний әркинликни контрол қилишни күчәйтидиған йеңи бәлгилимә мақуллап, балилириниң диний әркинлики вә ата - аниларниң пәрзәнтлиригә аилидә диний тәлим тәрбийә беришини контрол қилишни күчәйткән.